“түрк федератсийони” йиғинида “җаза лагерлири” мәсилиси муһакимә қилинди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2019.02.25
turk-federatsiyoni-yighin-uyghur-mesilisi-1.jpg “түрк федератсийони” йиғиниға тәклип билән қатнашқан д у қ рәһбәрлиридин турғунҗан алавудун әпәнди “җаза лагерлири” вә уйғурларниң нөвәттики вәзийити тоғрисида мәлуматлар бәрмәктә. 2019-Йили 23-феврал, германийә. “түрк федератсийони”
RFA/Ekrem

Д у қ рәһбәрлири явропадики түрк тәшкилатлириниң бирләшмиси һесаблинидиған “түрк федератсийони” дәп аталған түрк тәшкилатиниң йиғиниға тәклип билән қатнишип, “җаза лагерлири” мәсилиси вә уйғурларниң нөвәттики вәзийити тоғрисида мәлуматлар бәрди.

23-Феврал д у қ тәрипидин тәшкилләнгән 6 кишилик бир гуруппа вәкил “түрк федератсийони” тәшкилатиниң тәклипи билән германийәниң карлсруһә шәһиригә берип, “җаза лагерлири” мәсилиси вә уйғурларниң нөвәттики вәзийити тоғрисида мәлуматлар бәргән.

Бу йиғинға қатнашқан д у қ тәтқиқат комитети мудири әнвәр әхмәт әпәндиниң билдүрүшичә, йиғинға 15 түрк тәшкилатидин 800 әтрапида киши қатнашқан.

Йиғинда “түрк федератсийони” рәһбәрлири вә һәрқайси түрк тәшкилатлириниң мәсуллири сөз елип, хитайниң уйғур диярида тәсис қилған җаза лагерлирини қаттиқ әйиблигән.

Д у қ диний ишлар комитети мудири, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудин әпәнди сәһнигә тәклип қилинғанда, у сөзини алди билән түрк хәлқиниң уйғурларға болған ярдәм вә һесдашлиқлириға рәһмәтлирини билдүрүш билән башлиған. У бу қетимқи йиғин мунасивити билән зияритимизни қобул қилғанда, уйғур вәкиллириниң “түрк федератсийони” вә башқа түрк тәшкилатлириниң қизғин күтүвелишиға, уларниң бундин кейин д у қ ға зор ярдәмләрдә болуш вәдилиригә еришкәнликини тилға алди.

Бу қетимқи йиғинға д у қ қурултай фондиниң мәсули абдуҗелил әмәт әпәндиму қатнашқан болуп, у йиғинда сөз алған түрк рәһбәрлириниң нутуқлириниң наһайити тәсирлик болғанлиқини, йиғин әһлиниң уйғурларни қоллаш вә ярдәмдә болуш истәклириниң наһайити күчлүк икәнликини һес қилғанлиқини тәкитлиди.

Әнвәр әхмәт әпәндиниң әскәртишичә, бу қетимқи йиғинда түрк тәшкилатлири бундин кейин д у қ билән зич һәмкарлишип, хитайниң “җаза лагерлири” ни тақитиш үчүн пүтүн дуня миқясида ортақ һәрикәт қозғаш тоғрисида пикир бирлики шәкилләндүргән.

Алдинқи күнлири д у қ рәһбәрлири тәклипкә бинаән германийәниң көлн, франкфурт, берлин, мюнхен қатарлиқ шәһәрлиридики түрк тәшкилатлириниң баш шитаблирини зиярәт қилип җаза лагерлириға қарши ортақ һәрикәт қилиш тоғрисида өзара сөһбәтләрдә болған һәмдә “шәрқий түркистан һәмкарлиқ мунбири” қуруп чиқиш тоғрисида пикир бирлики һасил қилған. Қурултай рәһбәрлириниң билдүрүшичә, бу мунбәргә дуняниң һәрқайси җайлиридики түрк вә башқа ислам тәшкилатлири һәмдә хәлқарадики һәрсаһә кишилик һоқуқ тәшкилатлири әза болуп кирип, хитайниң уйғур диярида йүргүзүватқан “җаза лагерлири” ни тақитиш йолида ортақ күрәш долқуни қозғайдикән.

Уйғур вәкиллириниң билдүрүшичә, түрк тәшкилат рәһбәрлириниң бу қетимқи йиғинда қилған сөзлири наһайити һаяҗанлиқ болуп, улар нутуқлирида хитайниң уйғурлар үстидин елип бериватқан дәриҗидин ташқири зулумлириға сәври-тақәтлириниң қалмиғанлиқини, өзлириниң түрк милләтчилири болуш сүпити билән, бу зулумға қарши тәдбир қоллинишқа мәҗбур болуватқанлиқини ипадә қилишқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.