Түркийә билән қазақистанниң б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң 50-қетимлиқ йиғинида уйғур мәсилисини тилға елиши немидин бишарәт бериду?

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.06.28
mewlut-chawushoghlu-jenwe.jpg Түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу мухбирларни күтүвелиш йиғинида. 2019-Йили 29-өктәбир, җәнвә.
REUTERS

14-Июн күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий кеңишиниң 50-қетимлиқ йиғини җәнвәдә өткүзүлгән. Бу йиғинда 47 дөләт хитайниң уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйбләш баянатиға имза қойған һәмдә б д т кишилик һоқуқ алий комиссари бачелетни уйғур райони һәққидики кишилик һоқуқ доклатини елан қилишқа чақирған.

2021-Йили 10-айниң 21-күни б д т да имзалиқ бирләшмә баянат елан қилип, хитайниң уйғурларни бастуруши вә уларға зиянкәшлик қилишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән америка, әнгилийә, германийә, голландийә, франсийә вә канада қатарлиқ 43 дөләтниң ичидә түркийәму орун алған иди. Әмма бу йилқи әйбләш баянатиға түркийә имза қоймиған болсиму, түркийәниң б д т дики вәкили айрим сөз қилип, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини әйблигән. Қазақистан тунҗи қетим бу тоғрилиқ позитсийә билдүргән.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған д у қ ниң муавин рәиси, әнқәрәдики уйғур тәтқиқат иниститүти мудири доктор әркин әкрәм әпәнди мундақ деди: “түркийәниң уйғур вә хитайға қаратқан сияситидә иккилиниш бар. Түркийә бир тәрәптин хитайниң иқтисадий җәһәттин ярдәм қилишини, мәбләғ селишини күтиватиду. Шуңа түркийә бу хилдики хитайни әйбләйдиған баянатларға имза қоймайватиду. Йәнә бир тәрәптин, түркийәдики хәлқ аммисидин вә хәлқарадин кәлгән бесим түпәйли түркийә һөкүмити арилап уйғурларни қоллайдиғанлиқини дәп қоюватиду. Илгири түркийә ташқий ишлар министири мәвлут чавушоғлу хитайға башқа дөләтләр билән бирликтә қарши турмайдиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән иди. Шуңа бу қетим б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң 50-қетимлиқ йиғинида түркийә 47дөләт имза қойған баянатқа имза қоймай, өз алдиға баянат берип қойди, дәп ойлаймән.”

Б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң 50-қетимлиқ йиғинида голландийәниң б д т турушлуқ баш әлчиси паул беккерс башчилиқида тәйярлинип 47 дөләт қол қойған әйбләш баянатиға қазақистан қол қоймиған болсиму, әмма б д т да хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тилға елиши неминиң бишарити?

Доктор әркин әкрәм әпәнди бу һәқтики көз қаришини баян қилип мундақ деди: “қазақистан б д т кишилик һоқуқ комитетиниң әзаси болғачқа бундақ мәсилиләргә позитсийә билдүрүши, уларниң вәзиписидур. Иккинчидин, йеңи һөкүмәт һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин қазақистанниң ташқий сияситидә җанлиниш пәйда болди. Қазақистан президенти тоқайефниң сан-петирсбургдики йиғинда қилған сөзидә ‛украинадики икки йәрлик һөкүмәтни етирап қилмайдиғанлиқи‚ ни баян қилишиму зор бир җасарәт. Буниңға қариғанда қазақистанда йеңи ташқий сиясәт йолға қоюлғандәк туриду. Әгәр уйғур мәсилисини қазақистан оттуриға қоюшни башлап бәрсә, оттура асиядики башқа түркий җумһурийәтлириму аста-аста оттуриға қоюшқа башлайду, дәп ойлаймән.”

Түркийәниң әрзинҗан университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң оқутқучиси доктор айнур ногайева ханим бу һәқтики көз қаришини баян қилип мундақ деди: “қазақистанда һакимийәт бешиға кәлгән йеңи һөкүмәт ичкий вә ташқий сиясәттә бәзи ислаһатлар елип бериватиду. Болупму кишилик һоқуқ җәһәттики бәзи ислаһатлири ғәрб дөләтлириниң қоллишиға еришти. Мәнчә, бу тоқайеф һөкүмитиниң йеңи ташқий сияситиниң бир бишаритидур.”

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий кеңишиниң 50-қетимлиқ йиғинида хитайниң қилмишлирини әйбләп аваз бәргән дөләтләргә исраилийә вә африқадики либерийә, есватини қатарлиқ бир нәччә дөләтму қетилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.