Токйода түркийә вә уйғур вәзийити тоғрисида доклат сөзләш паалийити елип берилди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.09.28
turmemet-hashim-yaponiye-uyghur-turkiye-weziyiti.jpg Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим японийә өзини қоғдаш қисми пешқәдәм әскәрләр йиғилиш залида түркийә вә уйғур вәзийити тоғрисида доклат бәрмәктә. 2016-Йили 27-сентәбир, токйо.
RFA/Qutluq

27-Сентәбир токйодики японийә өзини қоғдаш қисми пешқәдәм әскәрләр йиғилиш залида японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим түркийә вә уйғур вәзийити тоғрисида доклат сөзлигән.

Доклат кәч саәт алтә йеримдин сәккиз йеримға қәдәр давам қилған болуп, доклатқа токйодики бир қисим түркийә вә уйғур мәсилисигә қизиққучи японлар иштирак қилған.

Японийәдики аммиви тәшкилатлардин куретакә асия мунбири уюшмисидин игилишимизчә, японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим мәзкур уюшминиң тәклипи бойичә уюшма әзалириға түркийә вә уйғур вәзийити тоғрисида мәхсус доклат сөзлигән.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған турмуһәммәт һашим доклати һәққидә тохталди.

Доклатқа қатнашқан японийә такушоку университетиниң профессори фуҗи генки әпәндим доклат һәққидә тохтилип: “доклаттин түркийәниң омумий сиясий вәзийитини әтраплиқ чүшиниш билән биргә хитай компартийисиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан ассимилятсийә қилиш сиясити тоғрисида тәпсилий мәлуматларға игә болдуқ” деди.

Турмуһәммәт һашимниң ейтишичә, түркийә вә уйғур вәзийити тоғрисидики доклатини аңлиғучилар уйғур мәсилисигә ялғуз түркийәниңла әмәс бәлки, японийәниңму бирдәк көңүл бөлидиғанлиқини билдүрүш билән биргә түркийәдики уйғур тәшкилатлириниң омумий әһвали шундақла сүрийәдики ислам дөлити тәшкилатиға қатнашқан уйғурлар тоғрисидиму бир қисим соалларни сориған.

Доклатта тайланд түрмисидә тутуп буриливатқан уйғурлар вә тайландтин түркийәгә келип йәрләшкән уйғур мусапирлар тоғрисидиму әтраплиқ мәлуматлар берилгән болуп, доклатқа иштирак қилған бир қисим аммиви тәшкилатлар уйғур мусапирлар мәсилисигә өзлириниңму йеқиндин көңүл бөлүшкә тиришиватқанлиқини билдүрүшкән.

Зияритимизни қобул қилған доклат иштиракчилиридин тәтқиқатчи мотеки әпәндим оз тәсиратини баян қилип: “түрк хәлқиниң әркинлик вә демократийигә болған интилишини доклаттин толуқ һес қилдим.Болупму, әскәрләрниң өз хәлқигә оқ чиқармастин өз хәлқни сөйүши вә хәлқниң әскәрләргә болған һөрмити мени толиму тәсирләндүрди. Биз әсләп бақайли, 1989-йили бейҗиңда хитай оқуғучилар әркинлик вә демократийә үчүн, 2009-йили 5-июл үрүмчидә уйғурлар өз һәқ-һоқуқлири үчүн намайиш қилса хитай әскәрлири уларни қирип ташлиди әмәсму?” деди.

Мәлум болушичә, японийәдики куретаки асия мунбири уюшмиси узун йиллардин буян уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан аммиви тәшкилатлардин бири болуп, улар дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи вәкиллирини японийәгә бир қанчә қетим тәклип қилип, япон хәлқигә нөвәттики уйғур вәзийити тоғрисида доклат сөзләш паалийәтлирини елип барған.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.