Хитай консули чйән пониң сабир буғдани қобул қилиши уйғурлар арисида ғулғула пәйда қилди
2016.11.18

Хитай ташқи ишлар министирлиқи тор бетидә 11-айниң 13-күни, хитайниң истанбулда турушлуқ баш консули чйән по түркийәдики уйғур тиҗарәтчи вә карханичилар уюшмиси рәиси сабир буғдани қобул қилди, мавзулуқ хәвәр елан қилинди.
Хәвәрдә хитай дөлитиниң истанбулда турушлуқ баш консули чйән пониң 11-айниң 11-күни түркийә уйғур тиҗарәтчи вә карханичилар уюшмиси рәиси сабир буғдани қобул қилғанлиқи, қобулда баш консул чйән по, “түркийәдики уйғур тиҗарәтчи вә карханичиларниң узун йиллардин бери түркийә уйғур тиҗарәтчи вә карханичилар уюшмисиниң әтрапида зич уюшуп, түркийә билән хитай оттурисидики, болупму түркийә билән шинҗаң оттурисидики тиҗарий мунасивәтниң тәрәққий қилишида зор рол ойниғанлиқи, мәзкур уюшма билән сабир әпәндиниң бундин кейин техиму зор күч чиқирип, әмәлий ишларни қилишини үмид қилидиғанлиқи, түркийә-хитай оттурисидики һәр түрлүк һәмкарлиқни күчәйтишкә, болупму шинҗаң билән түркийә оттурисидики тиҗарий мунасивәтни күчәйтиштә, уйғур саяһәтчиләрниң қийинчилиқлирини һәл қилишқа һәмкарлиқ қилиш вә қоғдаш һоқуқиға игә икәнлики” ни тәкитлигән.
Кейин сабир буғда сөз қилип, “чйән по консулниң уйғур тиҗарәтчи вә карханичилар уюшмисини қоллап қуввәтлигәнликигә рәһмәт ейтидиғанлиқи, өзиниң вә тәшкилатиниң хитай консули билән болған һәмкарлиқни давамлиқ елип баридиғанлиқи, хитай консулханиси билән актип маслишип хизмәт қилидиғанлиқи, түркийә билән хитай оттурисидики тиҗарий мунасивәтни, болупму түркийә билән шинҗаң оттурисидики тиҗарий мунасивәтни тәрәққий қилдуруп уйғур саяһәтчиләрниң һәқ вә һоқуқини қоғдайдиғанлиқи” ни тәкитлигән.
Қиммәтлик радийо аңлиғучилар, уйғур тиҗарәтчиләр вә карханичилар уюшмиси рәиси сабир буғданиң хитай консулханиси билән һәмкарлишиши түркийәдики уйғурлар арисида қаттиқ ғулғула пәйда қилмақта. Биз бу учришиш тоғрисида мәлумат игиләш үчүн сабир буғдаға телефон қилған болсақму, у, өзиниң сәпәрдә икәнликини баһанә қилип җаваб беришкә унимиди.
Уйғурлар, түркийәдә паалийәт елип бериватқан бир уйғур аммиви тәшкилатиниң хитай консули билән маслишип хизмәт қилишиға қандақ қарайду? буниңға уйғурлар немә үчүн қарши чиқиду? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн, кона тәшкилатчи, шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамит гөктүрк әпәнди вә түркийә истратегийәлик чүшәнчә институти түркийә-хитай мунасивәтлири мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Һамит гөктүрк әпәнди уйғур тиҗарәтчи вә карханичилар уюшмисиниң рәиси сабир буғрани яхши тонуйдиғанлиқини, униң немә мәқсәт билән хитай консули билән учрашқанлиқини билмәйдиғанлиқини, әмма бу учришишни тоғра тапмайдиғанлиқини ейтти.
Һамит гөктүрк әпәнди пәқәтла сабир буғдала әмәс, хитай билән тиҗарәт қиливатқан уйғурларниң, уйғурлар дучар болуватқан трагедийәни нәзәрдә тутқан һалда мунасивәт орнитишини баян қилди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийә қануни билән қурулған бир қурулушниң түркийә ташқи ишлар министирлиқи арқилиқ хитай консули билән алақә орнитиши керәкликини, буниң хәлқара мунасивәтләргә хилап әһвал икәнликини баян қилди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди һазирқи вәзийәттә сабир буғраниң хитай консули билән болған бу хил мунасивитиниң уйғурларни биарам қилишиниң нормал икәнликини тәкитлиди.
Түркийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур тиҗарәтчи вә карханичилар уюшмиси 2010-йили сабир буғда тәрипидин қурулған болуп, 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитай баш министири вен җябав түркийәни зиярәт қилғанда, мәзкур тәшкилатниң башқуруш һәйитини истанбулда қобул қилған иди. Бу түркийәдики уйғурларниң қаттиқ наразилиқиға учриған иди.