Әсирдин һалқиған һәсрәт: түркийәниң уйғур диярида консулхана ечиш арзуси
2023.12.07

Бу йил 11-айниң 28-күни әркин асия радийоси торида елан қилинған бир хәвәргә асасланғанда, 11-айниң 24-күнидики түркийә парламенти омумий йиғинида түркийә “ийи” партийәсиниң чәт әлдики түркләр вә түркий хәлқләргә мәсул муавин парламент әзаси аййүҗә түркәш таш (Ayyüce Türkeş Taş) ханим сөз қилип, уйғур диярида йүз бериватқан зулум вә һәр түрлүк қирғинчилиқларни көзитип туруш үчүн, түркийниң уйғур диярида бир консулхана ечиши шәрт икәнликини тәкитлигән. Атақлиқ түрк сиясәтчиси, түрк милләтчилик һәрикитиниң пешвалиридин бири болған мәрһум алп арслан түркәш (Alp Arslan Türkeş) қизи болған аййүҗә түркәш таш ханимниң исми-җисмиға мунасип бу чақириқи, муһаҗирәттики уйғурларни толиму сөйүндүргән иди. Һалбуки, йеқинқи бир нәччә йилдин бери түркийә парламентида уйғурлар вә уйғур дияри билән мунасивәтлик тәклипләрниң һәммисиниң дегүдәк рәт қилинип кәлгәнлики, һәтта түркийәдин бир өмәк тәшкилләп уйғур дияриға берип тәкшүрүш тәклиплириниңму нәччә қетимлап рәт қилинғанлиқи мәлум.
Ундақта, түркийәниң уйғур диярида бир консулхана ечиш арзуси ишқа ашамду, әгәр буниң мумкинчилики бар дейилсә, у қачан әмәлгә ашиду?
Бу соалға җаваб тепиш үчүн, уйғур дияри билән түркийә, шундақла түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтләрниң тарихий җәрянлириға диққәт ағдурушимизға тоғра келиду.
Буниңдин дәл 150 йил бурун, йәни 1873-йили османли султани абдулһамид һәзрәтлири қәшқәрийәдин кәлгән бир өмәкни истанбулдики топқапи ордисида қобул қилғаниди. Султан абдулһәмид һәзрәтлири шу көрүшүштин кейин узун өтмәйла йирақтики бу диний вә миллий қериндашлири қурған мустәқил дөләткә һамийлиқ қилиш үчүн, әли казим әпәнди (Ali Kazim Bey) башчилиқидики бир түрк офитсерлар вә әскәрләрдин тәшкил тапқан ғайәт зор бир өмәкни қәшқәрийәгә йоллиғаниди.
Әли казим әпәнди вә униң һәмраһлириниң қәшқәрийәдә яқуп бәг әскәрлирини тәртипкә селиш вә тәрбийәләш ишлирида нәқәдәр муһим рол ойниғанлиқи, шундақла яқуп бәг әскәрләрни башлап зо зуңтаң қоманданлиқидики манҗу-хитай әскәрлиригә қарши елип барған тилларға дастан болғудәк күрәшлири һелиһәм уйғурларниң есидин чиқип кәткини йоқ. Әпсуски, шундақ яхши башланған османли-шәрқий түркистан мунасивәтлири узақ өтмәйла яқуп бәг дөлитиниң мунқәрз болуши, мәнчиң мустәмликичилириниң шәрқий түркистанниң чегралирини етивелиши нәтиҗисидә аста-аста аҗизлашқа йүзләнгән.
Османли архиплиридики һөкүмәт һөҗҗәтлиригә асасланғанда, османли императорлуқиниң мәнчиң ханиданлиқи билән рәсмий дипломатик мунасивити йоқ болғачқа, өз дәвридә османли территорийәсидин хитайға анда-санда берип қалған кишиләрниң йол хети вә башқа рәсмийәтлири таки 1908-йилиғичә фирансийәниң хитайдики әлчиханиси тәрипидин вакалитән беҗирилип кәлгән. Униңдин кейин османли пуқралириниң хитайдики виза рәсмийәтлири германийәниң бейҗиң, шаңхәй вә тйәнҗиндики консулханилири тәрипидин вакалитән беҗирилидиған болған.
-1908Йили османли империйәси билән германийә арисида түзүлгән һәмкарлиқ тохтаминиң тәлипигә асасән, германийәниң бейҗиң, шаңхәй вә тйәнҗиндики консулханилири османли империйәсигә вакалитән түрк пуқралириниң хитайдики ишлирини беҗиргән. Бу дегәнлик, османли империйәси билән дипломатийә мунасивәтлири болмиған хитайға бармақчи болған османли пуқралири хитай билән дипломатийә мунасивити бар болған германийә тәвәликидикиләргә берилидиған паспортларни ишлитиши, хитайда йолуққан һәрқандақ ишта германийә консулханилири билән алақилишип, ишини һәл қилиши керәк, дегәнлик иди.
-1901Йили бейҗиңда хитай милләтчилири сүпитидә оттуриға чиққан хитай җанбазлири билән туңганларниң чәт әлликләргә қарши исяни партлайду. Бу вақитта герман императори вилһелм 2 (Wilhelm II) ниң илтимаси билән османли пуқралиридин һәсән әнвәр паша башчилиқидики бир нәсиһәт өмики бейҗиңға әвәтилип, бу исянни нәсиһәт йоли билән тинҗитмақчи болиду. 1908-Йили османли султани абдулһәмидниң шәхсән тәвсийә қилиши билән бейҗиңда “һәмидийә университети” пүтүп, рәсмий оқуш башлайду. Шуниңдин кейин хитайға баридиған осман императорлуқиниң пуқралири көпийишкә башлайду. Шуниңдин кейин османли императорлуқиниң хитайда бир консулхана қуруши һәққидики гәп-сөзләр очуқчилиққа чиқишқа башлайду. Бу тема һәтта бир мәзгил японийә, хитай вә явропа гезитлиридиму бесилип, бәс-муназирә қозғайду.
Шу вақитларда хитайда чиқидиған “шән чов гезити” намлиқ бир гезитиниң 1908-йили 9-айниң 2-күнидики санида елан қилинған бир язма диққитимизни қозғайду. Бу язмида хитайдики бир мусулман османли султанлиқиниң хитайда бир консулхана ечип, хитайдики мусулманларни қоғдиши һәққидә өз диний қериндашлириниң пикирләргә рәддийә бәргән. Униң дейишичә, хитайдики мусулманлар хитай болуп, улар башқилар билән инақ яшаватқанмиш. Әгәр османли султанлиқи хитайда консулхана ачса, мусулманлар адәттики ишлар ишлар үчүнму хитай хиристиянлириға охшашла консулханиға йүгүрүшидикән. Буниң билән биһудә дипломатик қийинчилиқлар көпийидикән. Бу язминиң ахирида “шуңа һөкүмәт бу ишқа рухсәт қилмаслиқи керәк” дейилгән.
Униңдин башқа шу вақитларда көп муназирә қилинған йәнә бир тема, османли султанлиқиға вакалитән хитайдики мусулманларни өз һамийлиқиға елиш дегәнлик, пәқәтла османли султанлиқи тәвәликидин хитайға келип тиҗарәт қилидиған османли вәтәндашлиринила өз ичигә аламду яки хитайдики туңган вә түркий мусулманларниму өз ичигә аламду? дегән тартишмилар болған. У вақиттики гезит хәвәрлири билән архип материяллириға асасланғанда, хитайдики туңган вә түркий тиллиқ мусулманларму османли султанлиқи һимайә қилидиған кишиләрдин һесаблиниши керәк, дәп қаралған.
Шу йилларда уйғур дияридин һәҗ сәпири, оқуш вә тиҗарәт сәвәблири билән османли султанлиқи тәвәсигә келидиғанларниң сани хелила көпәйгән. Хитайниң ички өлкилиридики чоң шәһәрлиригә җайлашқан германийә консулханилириниң шәрқий түркистандин йирақлиқиму османли империйәси һөкүмитигә мәлум болған иди. Болупму османли империйәсиниң һәр хил ислаһат чиқимлири вә башқа сәвәблиридин күндин-күнгә көпийиватқан иқтисадий қийинчилиқтин хәвәр тапқан уйғурлар, хитайдики русийә вә әнглийә банкилири арқилиқ османли ордисиға ярдәм пуллири әвәткән. Бу ярдәмләр өз дәвридә османли һөкүмитиниңму алаһидә диққитини қозғиған. Императорлуқ қанун мушавирлиқидин әвәтилгән 1910-йили 8-айниң 15-күнигә тәвә бир архип материялида, қәшқәрдә германийә консулханиси болмиғанлиқи сәвәбидин османли императорлуқи у йәрдә бир консулхана ачқичә, қәшқәрдики әнглийә консулханисиниң османли пуқралириниң ишлирини вақитлиқ үстигә елип беҗирип турушини илтимас қилиш вәзиписи тәвфиқ паша (Tevfik Pasha) ға тапшурулған.
Тәвфиқ пашаниң бу вәзипини орундиған-орундимиғанлиқи мәлум әмәс. Әнглийәниң қәшқәрдики консулханисиға тәвә архип материяллири арисидиму бу мәзмундики бирәр һөҗҗәт учримайду. Лекин-1914йилиниң башлирида қәшқәргә кәлгән мәшһур түрк ақартқучи ахмәд кәмал илқул (Ehmed Kemal Ilkul) вә йәнә шу йили 7-айда шәрқий түркистанға кәлгән адил һекмәт әпәнди (адил һекмәт бәй) башчилиқидики 5 кишиниң паспортлири билән мунасивәтлик ишлириниң йәнила хитайниң ичкий өлкилиридики германийә консуллирида беҗирилгәнликидин, қәшқәрдики әнглийә консулханисиниң у илтимасни қобул қилмиғанлиқини тәхмин қилиш мумкин. Шәк-шүбһисизки, түркийниң османли султанлиқиниң германийә билән йеқинлишиши, әнглийәни анчә хурсән қилмиған. Бу пәризимизни әйни вақиттики әнглийәниң қәшқәрдә турушлуқ консули георгй макартней (Georgy Macartney) ниң 1915-йили османли султанлиқи вә иран тәрәптин кәлгән 6 кишилик бир өмәкни башлап афғанистандин шәрқий түркистанға киргән германийәлик вернер отто фон хентиг (Werner Otto von Hentig) ни нәқәдәр қаттиқ көзәткәнлики вә кейинчә бу өмәк һәққидә язған қопал сөзлиридин ениқ көрүвелишқа болиду.
1-Дуня уруши башлинип таки ахирлашқучә, һәтта 1923-йили түркийә җумһурийити қурулғандин кейинму түркийәниң шәрқий түркистанда бир консулхана ечиши темисида тилға алғудәк алаһидә бир иш болмиған. 1923-Йили түркийә җумһурийити қурулуп, 1925-йили алди билән дипломатик мунасивәт орнатқан дөләт совет иттипақи болған. Бу мунасивәтни түркийәниң арзуси билән болди дегәндин көрә, совет иттипақиниң җиддий дипломатик еһтияҗидин болди дейилсә техиму тоғра болиду. Чүнки йеңила қурулған совет иттипақи үчүн түркийә җумһурийитини йениға тартиш дегәнлик, түркийә түрклириниң совет иттипақи тәвәликидики түркий қериндашлириниң миллий еңини ойғитиветиштин тосуш дегәнлик болатти.
Арқидинла түркийә җумһурийити иран вә афғанистанлар билән дипломатик мунасивәт орнатқан. 1926-Йилиға кәлгәндә түркийә хитай билән дипломатийә мунасивити орнитишни тәләп қилған.
Яш түркийә җумһурийитидики бу өзгиришләрни йеқиндин көзитип турған германийәниң истанбул консулханисиниң 1926-йили 11-айниң 9-күни германийә ташқи ишлар министирлиқиға йоллиған бир мәлуматқа асасланғанда, шу күнләрдә хитайдики шималий милитаристлар һөкүмитиниң вашингтонда турушлуқ әлчиси истанбулға йетип барған. Иранниң бир юқири дәриҗилик министириму истанбулда күтүвелинған. Шу күнләрдики гезит хәвәрлиригә асасланғанда, истанбулдики бу учришишниң түркийә, совет иттипақи, һәтта афғанистан бирликтә қуруп чиқмақчи болған “шәрқ бирлики” билән мунасивәтлик болуп, шәрқий түркистандики уйғурларни тизгинләш үчүн хитайму бу бирлик ичидә орун елиши керәк иди.
Хитай архип материяллиридин юқириқи учришишлар нәтиҗисидә 1928-йили түркийә-хитай икки дөләт арисида тунҗи достлуқ тохтами түзүлгәнликидин хәвәрдар болимиз. Әмма “асиялиқлар асия үчүн” дегән шоар астида барлиққа кәлгән бу ғәйрий-рәсмий тохтамниң нәқәдәр чоң йеңилиқларниң оттуриға чиқишиға сәвәбчи болғанлиқи һәққидә ениқ мәлуматлар йоқ. Мәхсус бу иш үчүн хитайға әвәтилгән түркийә вәкили һ. Фуад (H. Fuad) Әпәндиниң айрим бир ишхана ачмастин, ишини шаңхәйдики бир меһманханида туруп қилиши, һәтта 1929-йили дәм елиш үчүн түркийәгә кәткинидә, орниға бир вакаләтчиму қоймастин кетиши, бу тохтамниң әмәлийәттә һечқанчә әмәлий күчкә игә болмиғанлиқини көрситип бериду. Лекин һәр икки тәрәпни көзитип турған башқа дөләт вәзийәт тәһлилчилириниң қаришиға асасланғанда, хитайға әвәтилгән түркийә вәкилиниң хитай территорийәсидә яшаватқан вә бәзидә хитайни еғир баш ағриқиға дучар қиливатқан 20 милйондин көп нопуси бар мусулманлар билән ислам дуняси арисида бир бағ пәйда қилишидин әнсиригән. Түркийә вәкили фуад әпәндини хитайда анчә қизғин қарши елинмиған. Һалбуки, хитай һөкүмити шәрқий түркистан мәсилисидә йәнила түркийәгә еһтияҗи барлиқиниму унтуп қалмиған.
Хитайниң бир тәрәплимилик бу хил муамилиси түркийәни зериктүргән вә нәтиҗидә түркийә 1931-йили хитайдики юқириқи вакаләтханисини тақиған.
1931-Йили шәрқий түркистан миллий инқилаби партлап, 1933-йили 11-айниң 12-күни қәшқәрдә шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулған. Арқидинла омумйүзлүк заманиви маарип арқилиқ ақартиш һәрикәтлири башланған. Шәрқий түркистандики бу җиддий вәқәләр милләтчи хитай (гоминдаң) һөкүмитини қаттиқ чөчүтүвәткән. Буниң нәтиҗисидә гоминдаң һөкүмити дәрһал түркийә билән рәсмий дипломатик мунасивәт орнитишни қарар қилған. Шәрқий түркистан инқилаби җәрянида түркийәдин кәлгән вә инқилабта муһим рол ойниған бир қисим кишиләр хитай һөкүмитиниң диққитидин қачмиған. Шуниң билән 1934-йили 4-айниң 4-күни, йәни шәрқий түркистан ислам җумһурийити йиқилип аридин икки айму өтмәстин хитай гоминдаң һөкүмити билән түркийә җумһурийити арисида “түркийә-хитай достлуқ келишими” түзүлгән, арқидинла хитай түркийәгә әвәткән консул әнқәрәгә берип йәрләшкән. 1939-Йилиға кәлгәндә түркийәму өзиниң консулини гоминдаң һөкүмитиниң пайтәхти нәнҗиңгә әвәткән.
Қизиқарлиқ йери шуки, хитайниң түркийәдики консулханисини чоңайтип әлчихана дәриҗисигә көтүрүши, 20-әсир уйғур тарихидики иккинчи шәрқий түркистан җумһурийити дәвридә ишқа ашқан. Йәни 1943-йили 10-айда алди билән түркийә җумһурийити өзиниң баш әлчисини чоңчиңға әвәткән. Гоминдаң һөкүмити 1945-йили 1-айда, йәни ғулҗада шәрқий түркистан җумһурийити җакарлинип, икки айдин ашқанда өзиниң баш әлчисини әнқәрәгә йоллиған.
Әгәр биз түркийә-хитай оттурисида рәсмий дипломатик мунасивәтләр орнитилған вақитларға диққәт қилидиған болсақ, буниң шәрқий түркистанда уйғур хәлқи ойғанған вә мустәқиллиқ күрәшлири әвҗигә көтүрүлгән, һәтта икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийәтлири қурулған дәврләргә тоғра кәлгәнликини байқаймиз. Демәк, бу вәқәләр һәргизму тарихтики тасадипий тоғра келип қелиш әмәс, әлвәттә. Хитайниң түркийә билән дипломатик мунасивәт орнитиши әзәлдинла түркийниң тәсири мәсилиси вә уйғурларниң түркийәгә болған тәсвирлигүсиз сөйгүсини суйиистемал қилиштин башқа нәрсә әмәс иди.
Түркийәниң коммунист хитай һөкүмити билән дипломатик мунасивәт орнатқан вақти техиму кейинки дәвргә, йәни 1971-йилиға тоғра келиду. Әпсуслинарлиқ йери шуки, түркийәниң 1971-йили коммунист хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза болушини қоллаш билән башланған хитай билән һәмкарлишиш сиясити һазирму давам қилмақта.
Түркийәниң хитайда, болупму уйғур диярида консулхана ечиш арзусиниң қачан әмәлгә ашидиғанлиқини һазирчә тәсәввур қилиш қийин бир мәсилә. Һалбуки, мәйли уйғур хәлқи болсун яки түркийәдики уйғурларға миллий вә диний қериндашлиқ нуқтисидин һесдашлиқ қилидиған түрк җамаити болсун, түркийә-хитай оттурисидики дипломатик мунасивәтләрниң, болупму түркийәниң уйғур диярида консулхана ечиш арзусиниң һәргизму шәрқий түркистандики уйғурларни асас қилған йәрлик хәлқләрниң миллий мәнпәәтлирини қурбан қилиш бәдилигә болмаслиқини чин дилидин үмид қилиду, әлвәттә!
*** Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду.