“вухән вируси” түркийәдиму сарасим пәйда қилди
2020.01.27
Түркийә мәтбуатлирида хитайда тарқилишқа башлиған “вухән вируси”, йәни таҗсиман өпкә яллуғи вирусиниң дуня сәһийә тәшкилати тәрипидин һайвандин адәмгә вә адәмдин адәмгә юқидиған бир хил өлтүрүш күчи юқири болған юқумлуқ кесәллик вируси икәнлики җәзимләштүрүлгәнлики шуниңдәк униң хитайда тез ямриши вә бир қисим әлләрдиму байқалғанлиқи хәвәр қилинғандин кейин түркийәдиму җиддийлишиш әһвали көрүлүшкә башлиди.
Бу вирусниң хитайдәк нопуси көп бир дөләттин тез сүрәт билән дуняға тарқилишқа башлиғанлиқиға аит хәвәрләрниң түркийә мәтбуатлирида вә иҗтимаий таратқуларда бәс-бәстә елан қилиниши түркийәдә сарасим пәйда қилди. Әмма мундақ бир пәйттә 1-айниң 24-күни түркийә сәһийә министири фаһрәттин қоҗа әпәнди баян елан қилип, түркийәдә “вухән вируси” билән юқумланған бирму бимарниң җәзимләштүрүлмигәнликини, бундақ вирус билән юқумланған кишиниңму байқалмиғанлиқини билдүрди.
Түркийә сәһийә министири фаһрәттин қоҗа әпәнди баянатида вухәндин түркийәгә айропилан қатниши йоқлуқини, әмма хитайниң башқа шәһәрлиридин истанбулға һәптидә 3 күн айропилан қатнайдиғанлиқи, вухән вирусиниң алдини елиш үчүн айродромлардики тәйярлиқ хизмәтлириниң тамамланғанлиқини, хитай саяһәтчиләрниң пәқәт тәкшүрүлгәндин кейинла түркийәгә киришигә рухсәт қилиниватқанлиқини тәкитлиди.
Түркийәдики “йәничағ” гезитидә 23-январ күни елан қилинған хәвәргә асасланғанда һазирғичә бу әҗәллик йеңи вирусниң инсанларға шәпәрәңдин юққанлиқи тәхмин қилинған болсиму, бирақ униң қандақ юққанлиқи вә униңдин қандақ сақланғили болидиғанлиқи һәққидә бәк көп мәлумат йоқ икән.
Хитайдин тарқилип дуняда қорқунчлуқ пәйда қиливатқан “вухән вируси” ниң юқумлиниш әһвалини көзитип туруватқан түркийәдики уйғурлар мәзкур вирусниң өзлириниң ата-ана, дост-бурадәр вә уруқ-туғқанлири туруватқан уйғур дияриғичә йетип барғанлиқи һәққидики хәвәрләрдин қаттиқ әндишә қилмақтикән. Бәзи уйғурларниң билдүрүшичә, мубада бу әҗәллик вирусниң тарқилиши уйғур диярида яхши контрол қилинмай қалса униң ақивитини тәсәввур қилиш тәс болидикән.
Һазир түркийәдә яшаватқан, илгири уйғур дияридики лагерларға солинип қоюп берилгән шаһитлардин бири гүлбаһар җәлилова ханим өзиниң “вухән вируси” ниң уйғур дияриға йетип барғанлиқи тоғрисидики хәвәрни оқуғандин кейин өзидә қаттиқ әнсирәш пәйда болғанлиқини, чүнки әгәр бу вирус лагерларға тарқилип кәтсә униң зор вәһимилик вәзийәт пәйда қилидиғанлиқини баян қилди.
Биз игилигән мәлуматқа асасланғанда 26-январ күнидин башлап хитайдин түркийәгә келидиған саяһәтчиләр келиштин тохтиған. Бу хил вәзийәтниң 2-3 ай давамлишидиғанлиқи пәрәз қилинмақта. Түркийәдики бир саяһәт ширкитидә ишләватқан турсунай ханим бу һәқтә бизгә мәлумат бәрди.
Уйғурлар вәзийити һәққидә тәтқиқат елип бериватқан, иҗтимаий таратқуларда актип пикир баян қилип келиватқан истанбул университети оқутқучиси өмәр қул әпәнди бу һәқтики әндишилирини баян қилип мундақ деди.
Әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти мудири доктор әркин әкрәм әпәнди бу вирусниң лагерларға тарқилип кетишидин қаттиқ әндишә қилидиғанлиқини баян қилди.
27-январ күни түркийә сәһийә министири фаһрәттин ғоҗа әпәнди “вухән вируси” һәққидә баянат елан қилғанда түркләргә вирус тарқалған хитайға саяһәт қилмаслиқни тәвсийә қилди. Лекин, шундақ болушиға қаримай, түркийәдә мәзкур вирусқа болған әндишиләр йәнила давамлиқ күчийиватқанлиқи мәлум болмақта.