Түркийә-хитай оттурисида қол қоюлған “малийә вә терроризм келишими” ниң уйғурларға қандақ тәсири болар?
2022.01.03
Хитайниң уйғурларға елип бериватқан вәһший сиясити һәр қайси дөләтләрниң қаттиқ наразилиқиға учраватқан бүгүнки күндә түркийә билән хитай оттурисида “қанунсиз пул ююш вә террорчиларниң малийә мәнбәсигә қарши күрәштә һәмкарлишиш келишими” ниң түзүлгәнлики кишиләрдә гуман пәйда қилди.
Түркийәдики “җумһурийәт” гезитиниң 30-декабир күнидики хәвиригә асасланғанда, түркийә билән хитай оттурисида қол қоюлған “қанунсиз пул ююш вә террорчиларниң малийә мәнбәсигә қарши күрәштә һәмкарлишиш келишими” 1-айниң 1-күнидин тартип иҗра қилинишқа башлинидикән.
Хәвәрдә түркийә президенти рәҗәп таййп әрдуғанниң 2009-йили үрүмчи вәқәсидин кейин хитайниң уйғурларға елип бериватқан сияситини “ирқий қирғинчилиқ” дәп атиғанлиқи, лекин түркийә һөкүмитиниң иқтисадий сәвәбләрдин түпәйлидин бу позитсийәсини юмшатқанлиқи йезилған.
Ундақта түркийә-хитай оттурисидики бу келишимни қандақ чүшинишимиз керәк? буниң уйғур мәсилисигә қандақ тәсири болар?
Бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн “ийи”, йәни “яхши” партийәсидин парламент әзаси болған фаһрәттин йоқуш әпәнди вә түркийә әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институти мудири, түркийә-хитай мунасивәтлири мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Парламент әзаси болған фаһрәттин йоқуш әпәнди мундақ деди: “бизниң хитай билән бундақ бир келишим түзүшкә еһтияҗимиз йоқ. Чүнки хитайда түркийәгә хәвп елип келидиған террор тәшкилати йоқ. Униң үстигә хитай шәрқий түркистанлиқларни террорчи елан қилди. Әмма дунядики һеч қандақ дөләт буни қобул қилмиди. Шәрқий түркистан хәлқи зулум астида яшашқа мәҗбур қалған езиливатқан хәлқ. Шуңа хәлқара қанун җәһәттин елип ейтқандиму бу келишимдә мәсилә бар. Мән бу келишимни оқуп чиқишим керәк”.
Доктор әркин әкрәм әпәнди мәзкур келишимниң икки дөләтниң мунасивәтлик министирлиқлири оттурисида түзүлгән келишим икәнликини, уйғурлар билән мунасивәтлик йәрлириниң барлиқини баян қилди. У мундақ деди: “бу келишим түркийә билән хитайниң мунасивәтлик министирлиқлири оттурисида малийә ишлири билән мунасивәтлик түзүлгән келишим икән. Бу келишим қанун болмиғачқа түркийә парламентидин мақуллуқтин өткүзүшниңму һаҗити йоқ. Әмма бу тохтамнамидики бәзи маддиларни уйғурлар билән мунасивәтлик дәп ойлаймән. Бу келишимдә тәкрарланған бир нәрсә бар, у болсиму тәшкилат вә шәхсләрниң малийә мәнбәсини назарәт қилиш. Мәсилән хитай бирсидин гуманланса, у киши түркийәдә яшаватқан болса униң банкида пули болса, хитай түркийәдин бу киши һәққидә мәлумат тәләп қилса түркийә беришкә мәҗбур қалиду”.
Мәлум болғинидәк2017-йили түркийә билән хитай оттурисида “җинайәтчиләрни өзара қайтуруп бериш келишими” түзүлгән болсиму техичә түркийә парламентида музакирә қилинмиди. Мәзкур келишим қанун болғачқа чоқум түркийә парламентида музакирә қилинип мақуллуқтин өтүши керәк икән. Түркийәдики өктичи партийәләрниң қаттиқ наразилиқи түпәйли һөкүмәт техичә түркийә парламентиниң күн тәртипигә елип келәлмиди.
Ундақта бу қетим түзүлгән келишимниң уйғурлар билән мунасивити барму? доктор әркин әкрәм әпәнди хитай бу қанунни мақуллуқтин өткүзәлмигән болғачқа бундақ йолларни синаватқанлиқини оттуриға қойди. У, мундақ деди: “хитай җинайәтчиләрни өзара қайтуруп бериш келишимини түркийә парламентиниң күн тәртипигиму әкәлдүрәлмиди. Бундақ қанунни мақуллуқтин өткүзүш қейин болғачқа министирлиқлар оттурисида келишим түзүш арқилиқ бир ишларни қилишқа тиришиватқандәк туриду. Шуңа бу келишим уйғурларға болупму түрк пуқраси болалмиған уйғурларға қарита бесим пәйда қилиду дәп ойлаймән. Хитай мушундақ қилиш арқилиқ уйғурларға ‛сән түркийәгә келивалсаңму, сени көзитәләймән‚дәп писхологийәлик бесим ишлитишқа тиришиватиду дәп ойлаймән”.
Түркийә президенти рәҗәп таййп әрдоған2017-йили 5-айниң 14- вә 15-күнлири бейҗиңда чақирилидиған “хәлқаралиқ бир бәлвағ, бир йол мунбири йиғини” ға иштирак қилиш үчүн хитайға барғанда, хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән учришип, икки дөләт оттурисида “өзара җинайәтчиләрни қайтуруп бериш келишими” гә охшаш бир қанчә келишимгә қол қоюлғаниди.