Түркийәниң уйғур мәсилиси бойичә 3 қетим хитайни әйиблиши немидин дерәк бериду?
2019.02.28

25-Феврал күни җәнвәдә давамлашқан бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң 40-нөвәтлик йиғинида түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң уйғур дияридики уйғурлар вә башқа мусулман түркий милләтләрниң вәзийити һәққидә қилған сөзи хитайниң наразилиқини қозғиған иди.
Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси дең ли 26-феврал күни түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу билән көрүшкәндин кейин мухбирларға бәргән баянатида мәвлут чавушоғлуниң җәнвәдә уйғурлар тоғрилиқ ейтқанлириниң һечқандақ асаси йоқлуқини илгири сүргән. У йәнә уйғурларниң диний етиқад әркинликигә игә икәнликини, уйғур тил-йезиқиниң маарип, ахбарат вә нәшрият саһәлиридә ишлитиливатқанлиқини илгири сүргән. Түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң тор бетидә чавушоғлу билән хитай әлчисиниң икки дөләт оттурисидики мунасивәтләр тоғрисида сөзләшкәнлики билдүрүлгән.
Түркийә һөкүмитиниң 2 иллиқ сүкүттин кейин арқа-арқидин үч қетим баянат берип уйғур мәсилисидә хитайни әйиблиши кәң уйғур җамаәтчиликини хушал қилиш билән бирликтә дуня җамаәтчиликиниңму диққитини тартмақта. 26-Феврал күни түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу әнқәрәдики хитай баш әлчиси дең лини қобул қилип сөзләшкән. Бу бир қатар җиддийчиликләр немидин дерәк бериду? әнқәрәдики истратегийилик чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси, доктор әркин әкрәм әпәнди зияритимизни қобул қилип, һазир йүз бериватқан бир қатар һадисиләрниң түркийә-хитай мунасивитиниң җиддийлишиватқанлиқиниң ипадиси икәнликини баян қилди
Хитай 2015-йили түркийәниң үчинчи чоң шәһири болған измирдә консулхана ачқан иди. Хитай әлчиханисиниң тор бетидики әң йеқинқи хәвәргә асасланғанда, 27-феврал күни хитайниң измирдики консулханиси етиветилгән. Буни қандақ чүшиниш керәк? доктор әркин әкрәм әпәнди хитай әйни вақитта өзиниң “бир бәлвағ бир йол” қурулушини измир арқилиқ явропаға бағлашни пиланлиғанлиқини, һәтта измирдә университет қурмақчи болғанлиқини, әмма бүгүнки күнгә кәлгәндә хитайниң измирдики консулханисини туюқсиз тақишиниң униң бу пиланидин ваз кәчкәнликиниң ипадиси болуш еһтимали барлиқини баян қилди.
Мәлум болғинидәк түркийә уйғур дияридики лагерлар мәсилисидә икки йилдин буян сүкүттә туруп кәлгән иди. Һалбуки, 2 һәптидин буян түркийә бу сүкүтни бузуп арқа-арқидин 3 қетим хитайни әйиблиди. Түркийәниң бу сүкүтни бузушидики сәвәбләр зади немә? доктор әркин әкрәм әпәнди бу һәқтә тохтилип, өз қарашлирини оттуриға қойди.
Истанбулдики йилдиз техника университети хәлқара мунасивәтләр кәспиниң профессори, доктор мәһмәт акиф оқур әпәнди бу һәқтә мундақ деди: “түркийә арқа-арқидин баянат елан қилип, хитайниң уйғур диярдики лагерлар мәсилиси вә инсан һәқлири дәпсәндичиликидин биарам болғанлиқини оттуриға қойди. Түркийә һөкүмити уйғурларниң еғир вәзийитидин хәвәрдар болғандин кейин арқа-арқидин баянат берип хитайни әйиблигили турди. Һөкүмәт буниңға қарап туралмайтти. Уйғурларниң вәзийити яхшиланғучә түркийәниң инкаси давамлишиду дәп ойлаймән. Чүнки түркийә һөкүмитигә түркийә җамаитиниң қаттиқ бесими бар.”
Ундақта, түркийәниң уйғур мәсилисигә тутқан позитсийәсидә җиддий өзгириш болуши мумкинму? түркийәниң бу позитсийиси хитайниң уйғур сияситини өзгәртәләмду? доктор әркин әкрәм әпәнди гәрчә түркийәниң җиддий инкаси хитайниң уйғур сияситини өзгәртәлмисиму, әмма башқа дөләтләр билән бирликтә хитайға бесим ишләтсә чоқум өзгәртәләйдиғанлиқини илгири сүрди.
Түркийә һөкүмити 2 йиллиқ сүкүттин кейин ахири хитайниң уйғур дияридики инсанийәткә қарши җинайәтлиригә инкас қайтурди. 9-Феврал күни ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси һами ақсой, 11-феврал күни болса адаләт вә тәрәққият партийәсиниң баянатчиси өмәр чәлик әпәнди баянат берип, хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлирини дәрһал тақишини, райондики уйғур вә башқа мусулман йәрлик хәлқләрниң әң әқәллий инсаний һоқуқлириға һөрмәт қилишини тәләп қилди.