Түрк - хитай мунасивитидә қандақ өзгиришләр болди?

Мухбиримиз әркин тарим
2016.10.07
amasiye-uyghur-dr-erkin-ekrem-2015.jpg Амасядики уйғурлар көчүп кәлгәнликиниң 700 - йиллиқини хатириләш паалийитидә дотсент доктор әркин әкрәм сөздә
RFA/Erkin Tarim


Түркийә - хитай мунасивитидә қандақ өзгириш болди? биз бу суалға җаваб тепиш үчүн түркийә - хитай мунасивәтлири мутәхәссиси доктор әркин әкрәм вә қәһриманмараш сүтчү имам университети оқутқучиси алимҗан буғра әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Түркийә билән хитай 1971 - йили дипломатийәлик мунасивәт орнатқан болуп, 1982 - йиллардин кейин түркийә - хитай мунасивити күчийишкә башлиған. Болупму 2002 - йили адаләт вә тәрәққият партийәси һөкүмити һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин, түркийә - хитай оттурисидики иқтисадий, тиҗарий, мәдәнийәт вә сиясий мунасивәт күчийишкә башлиған болуп, бу мунасивәтниң күчийишигә әгишип, түркийә - хитай мунасивитидә уйғур мәсилисиму алаһидә орун елишқа башлиди. Әмма 20 дөләтләр гуруһи йиғини хаңҗуда башлиништин бурун 9 - айниң 29 - күни түркийә җ х идариси диний зат, уйғур паалийәтчи абдуқадир япчанни тутуп кәтти. Истиқлал телевизийәси әнқәрә көлбеши районлуқ сотниң қарари билән етиветилди. Бу неминиң бишарити? уйғурлар әң көп олтурақлашқан дөләтләрдин бири болған түркийәдики уйғурларға бу қандақ тәсир көрситәр? түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириға қандақ тәсир көрситәр? доктор әркин әкрәм билән қәһриманмараш сүтчи имам университети оқутқучиси доктор алимҗан буғра әпәндиләр билән бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ.

Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийә - хитай мунасивити күчийиватқанлиқини, түркийә тәрәққи қиливатқан дөләт болғачқа технологийәгә, мәбләғгә еһтияҗи барлиқини, бу сәвәбтин хитайниң бәзи тәләплирини биҗа кәлтүрүшкә мәҗбур қеливатқанлиқини илгири сүрди.

“түркийә абдулқадир япчанни хитайға қайтуруп бериш еһтимали барму?” дегән соалимизға җаваб бәргән доктор әркин әкрәм әпәнди, абдулқадир япчанниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар идарисиниң қоғдиши астидики бир киши икәнликини, хәлқара қанунларға асасән түркийәниң қоғдаш мәҗбурийити барлиқини илгири сүрди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийә - хитай мунасивити тәрәққий қилғансери түркийәдики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириниң паалийәтлириниң чәклимигә учрайдиғанлиқини, хитайниң һәтта алдинқи сәптики кишиләрниму тәләп қилидиғанлиқини илгири сүрди.

Доктор алимҗан буғра әпәнди 7 - айниң 15 - күни мәйданға кәлгән һәрбий өзгиришкә урунуш вәқәсидин кейин, түркийәниң қейин вәзийәткә чүшүп қалғанлиқини, хитай дөлитиниң буни пурсәт дәп билип, түркийәдин абдуқадир япчанни тәләп қилғанлиқини, буни қайтуруп бәмәйдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини илгири сүрди.

Доктор алимҗан буғда әпәнди түрк хәлқиниң уйғур дәвасиға алаһидә көңүл бөлидиғанлиқини, уйғур дәваси түркийәдә вақитлиқ арқиға чикингән болсиму, йеқин кәлгүсидә қайта әслигә келидиғанлиқини, чүнки уйғур дәвасиниң түркләрниң дәваси икәнликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.