Түркийә “җинайәтчиләрни өз-ара өткүзүп бериш келишими” ни мақулламду?
2020.12.30
Алдинқи күнидики “түркийә-хитай арисида түзүлгән ‛җинайәтчиләрни өз-ара өткүзүп бериш келишими‚ һәққидә сөһбәт” намлиқ пирограммимизда бу келишимнаминиң -2017 йили икки дөләт министирлири арисида имзаланғанлиқи, 2019-йили түркийә президенти рәҗәп тайип әрдуғанниң мақуллишидин өткән болсиму, әмма түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламент) ниң мақуллуқидин өтмигәнликини хәвәр қилған идуқ.
Һәр қайси хәлқаралиқ мәтбуатларда нәччә күндин буянқи хәвәрләргә қариғанда, бу келишимнамә хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи тәрипидин мақулланған болуп, келишимнаминиң иҗра қилиниши пәқәт түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң қарариға бағлиқ болуп қалған. Келишимнаминиң түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә қачан авазға қоюлидиғанлиқи техи намәлум.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири әгәр әнқәрә бу келишимнамини мақуллиса, хитай даирилириниң зиянкәшликидин қечип түркийәгә йәрләшкән уйғурлар вә сиясий паалийәтчиләрниң хәвп астида қалидиғанлиқни агаһландурған.
Түркийә бүйүк милләт мәҗлисидики өктичи партийәләрдин “ийи”, йәни “яхши” партийәсиниң милләт вәкили фаһрәттин йоқуш әпәнди бу һәқтә зияртимизни қобул қилип мундақ деди: “техи мәҗлискә қоюлмиди, лекин пат йеқинда қоюлуш еһтималлиқи бар. Бу келишимниң иҗра қилиниши үчүн мәҗлсниң мақуллуқидин өтүши керәк. Хитай тәрәп мақуллап болупту. Биз уларға (уйғурларға) игә чиқтуқ, йәнә уларниң йинида болушни давам қилимиз. Иншааллаһ, мәҗлискә қоюлмас. Қоюлған тәқдирдә, мақулланмаслиққа, кечиктүрүшкә тиришимиз.”
У түркийәниң нөвәттки вәзийитидин бир аз әндишә қилидиғанлиқини билдүрүп, сөзини мундақ давам қилди: “әмма һазир мақуллиниш ‛хәтири‚ му бар. Чүнки хитай һәммимизниң билгинидәк, хитай һәр хил йоллар билән тәсликтә түркийәгә кәлгән қериндашлиримиз, қандашлиримизниң пейигә чүшкән бир дөләт. Түркийәдики уйғурларниң һәқиқәтни дуняға билдүрүшидин қорқиду. Хитай йепиқ бир дөләт, хитайниң қилған зулуми өзигә аян. Хитайниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғанлиқини дуня билиду. Түркийә билән бундақ бир килишим имзалишиниң сәвәби түркийәгә кәлгән уйғур қериндашлиримизниң қайтурулушни тәләп қилиш. Түркийәдин хитайға қечип кәткән һечким йоқ. Үмидни йоқатмайли! үмидимиз шуки, һөкүмәттикиләр бу келишимнамини мәҗлискә қоймаслиқиму мумкин. Әслидә қоймаслиқи керәк, биз мәҗлискә қойдурмаслиқ үчүн тиришимиз.”
Түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә җәми 13 партийәдин сайланған 584 милләт вәкили бар болуп, ақ партийәниң 289 орни, җомһурийәт хәлқ партийәсиниң 138 орни, хәлқ демократик партийәсиниң 56 орни, миллийәтчи һәрикәт партийәсиниң 48 орни вә ийи (яхши) партийәсиниң 36 орни мәвҗут.
Фаһрәттин йоқуш әпәндиниң билдүрүшичә, әгәр келишимнамә ақ партийә тәрипидин авазға қоюлса, қалған барлиқ партийәләр бирләшкәндила андин бу келишимнаминиң мақуллуқтин өтүшини тосуп қалғили болидикән.
Җумһурийәт хәлқ патийәсиниң америка вәкили юртәр өзҗан әпәнди бу һәқтә мундақ деди: “җумһурийәт хәлқ партийәси болуш сүпитимиз билән биз бу килишимнаминиң мақуллинишиға қарши туримиз. Ахириғичә мақулланмаслиқи үчүн тиришимиз. Бу килишимнамә оқулған вақитта әлвәттә ичидики хаталиқларни һәммәйлән байқайду. Йәни җинайәтчиләрниң өткүзүп берилиши һәққидики маддилар ениқ әмәс. Нормал әһвалда наһайити кичик һисаблинидиған қарши пикир қилиш, хитайниң дөләт системиси һәққидә пикир қилиш қатарлиқлар қайтурулуш үчүн ‛җинайәт‚ қилип көрситилгән. Биз пикир әркинликигә һөрмәт қилидиған партийә. Әпсуслинарлиқи, бу келишимнамә хитайға қарши һәрқандақ темида ипадә билдүргән, у йәрдики (шәрқи түркистан) дики уйғурлар дуч келиватқан зулум һәққидә пикир қилған һәр қандақ бир уйғурниң қайтурулушиға сәвәп қилип көрситилиш еһтималлиқи бар. Бу бәк чоң адаләтсизлик. Биз җумһурийәт хәлқ партийәси болуш сүпитимиз билән мәҗлистә бу келишимниң мақулланмаслиқи үчүн тиришимиз.”
Биз йәнә мәҗлистә аваз сани бир қәдәр көп болған, йәни һазирқи бирләшмә һөкүмәтни тәшкил қилған миллийәтчи һәрикәт партийәсиниң рәиси дәвләт баһчәли вә башқа милләт вәкиллири билән алақилишишқа тиришқан болсақму, әмма имкан болмиди.
Мәлум болушичә, узун тарихтин буян түркийәгә хитайдин қечип кәлгән уйғур вә башқа түркий милләтләргә миллийәтчи һәрикәт патийәси әң көп игә чиққан икән. 2002-Йили миллийәтчи һәрикәт партийәсиниң рәиси дәвләт баһчәли дөләт ишлири зиярити җәрянида қәшқәргичә барған болуп, әйни вақиттики уйғур аптонум райониниң рәиси абләт абдуришитниң һәмраһлиқида һейтгаһ мәсчитини зиярәт қилған.
Келәчәк партийәсиниң муавин рәиси сәлчуқ өздағ әпәнди бирләшмә һөкүмәттики ақ партийә вә миллийәтчи һәрикәт партийәсигә мундақ хитаб қилди: “түркийә җумһурийити бу ‛җинайәтчиләрни өз-ара өткүзүп бериш келишими‚ ни һәргиз мақуллимаслиқи керәк. Түркийә җумһурийити тарихиға мас килидиған шәкилдә өзигә панаһлиқ тиләп кәлгән, хитайдин қачқан, хитайниң зулуми, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, у йәр (шәрқи түркистан) дики мәдәнийитини, кимликини йоқитиши сәвәплик һәрхил йоллар билән түркйәгә келип, бу йәрдә яшаватқан шәрқи түркистан түркләриниң-уйғур түркләриниң һәққини қоғдаш улар (уйғурлар) ниң бир ‛номус бурчи‚ дур. Һөрмәтлик рәҗәп таййип әрдоған, дәвләт бачәли, мән силәрниң һәм мусулманлиқиңлар һәм миллийәтчиликиңлар вә буларға болған сәзгүрликиңлар түпәйли бу келишимни тохтитидиғанлиқиңларға ишинимән. Силәрниңму көңлүңлар, виҗданиңлар буниңға йол қоймайду. Бу келишимнамә балдуррақ ‛ишкапқа тиқиветилиши‚ (йәни йоқитиветилиши) керәк.”
Иҗтимаий таратқулардики инкасларға қариғанда, түркийәдә яшаватқан уйғурлар бир тәрәптин хитайға қайтуруветилшитин әндишә қиливатқан болсиму, йәнила һәм ирқи һәм диний җәһәттин қериндаш болған түркийә хәлқиниң бу келишимниң имзалинишиға йол қоймайдиғанлиқиға ишинидикән.
Мәлум болушичә, түркийәдики иҗтимаий таратқуларда нәччә күндин буян “уйғурлар қайтуриветилсә болмайду” намлиқ хәштәг биринчи орунға чиққан.