“ислам дунясидики 4 йетим дияр” темисидики йиғинда “җаза лагерлири”мәсилиси оттуриға қоюлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.10.23
yighin-zali-amsun-bafra.jpg “ислам дунясидики 4 йетим дияр” темисидики йиғин залидин көрүнүш. 2018-Йили өктәбир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң қара деңиз районидики самсун вилайитиниң бафра районида “ислам дунясидики 4 йетим дияр” мавзулуқ доклат бериш йиғини чақирилған болуп, пәләстин, қирим татарлири вә роһинга мусулманлириниң мәсилиси билән бирликтә уйғур елидики “җаза лагери” мәсилисиму оттуриға қоюлған.

Бафра районлуқ һөкүмәтниң мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән паалийәткә райондики һәр қайси идарә- җәмийәт мәсуллири, аммиви тәшкилат мәсуллири, һәр қайси партийәләрниң мәсуллири вә һәр қайси мәктәпләрниң оқутқучи вә оқуғучилиридин болуп көп санда киши иштирак қилди.

Бафрадики инсаний ярдәм вәхпи тәрипидин уюштурулған йиғинниң ечилиш сөзини вәқип рәиси иляс алтунташ әпәнди сөзлигән. Йиғинда тарихчи язғучи әхмәт анапатли әпәнди пәләстин мәсилиси тоғрисида, һүсәйин мутлу әпәнди болса қирим мәсилиси тоғрисида тохталған. Шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ рәиси хамит көктүрк әпәнди болса уйғурларниң һазирқи һәддидин ташқири еғир вәзийити тоғрисида мәлумат бәргән. Хамит көктүрк әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.

Қиммәтлик радио аңлиғучилар түркийәдә ислам дунясиниң мәсилилири тоғрисида йиғинлар чақирилса пәләстин, роһинга мусулманлириниң мәсилисигә орун берилип уйғур мәсилисигә орун берилмәйтти. Бу қетим самсун бафрада өткүзүлгән “ислам дунясидики 4 йетим дияр” мавзулуқ паалийәттә пәләстин, роһинга мәсилилири қатарида уйғур мәсилисигиму орун берилгән. Хамит көктүрк тунҗи қетим ислам дунясиниң мәсилилириниң қатарида уйғур мәсилисигиму орун берилгәнликини илгири сүрди.

Түркийәдики уйғурлар вә бәзи түркләр, түрк хәлқиниң шундақла түрк һөкүмитиниң пәләстин мәсилисигә бунчивала көңүл бөлүп уйғур мәсилисигә көңүл бөлмәсликидин биарам болмақта. Ундақта түркләрниң пәләстин мәсилисигә көп көңүл бөлүшидики сәвәб немә? әнқәрәдики истратегийәлик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди пәләстинниң бурун османли империйәсиниң земини икәнликини, һәтта түркийәдики солчи идийәдики кишиләрниң бу мәсилигә көңүл бөлидиғанлиқини баян қилди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди түрк хәлқиниң уйғур мәсилисигә пәләстин мәсилисигә көңүл бөлгәндәк көңүл бөлмәсликиниң сәвәблири һәққидә тохталди.

Самсун вилайитиниң бафра районида паалийәт елип бериватқан инсаний ярдәм тәшкилати 2015-йили қурулған болуп, һазирғичә уйғур мәсилиси тоғрисида 3 қетим паалийәт уюштурған, тунҗи қетим ислам дунясиниң мәсилилири тоғрисида паалийәт өткүзгән. Тәшкилат рәиси иляс алтунташ әпәнди өз мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “шәрқий түркистан хәлқи мениң қериндишим, шәрқий түркистан мениң ана юртум. У йәрдики зулумни билимиз. Биз мәсилини түркийәниң күн тәртипигә елип келиш мәқсити билән ачтуқ. Пәләстин биз үчүн қанчилик муһим болса шәрқий түркистанму шунчилик муһим”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.