Түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған немә үчүн түрк хәлқини хитай мәһсулатлирини байқут қилишқа чақирмайду?
2020.10.29
Фирансийә президенти еммануел макронниң ислам тоғрисидики баянатидин кейин түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған түрк хәлқини фирансийәдә ишләпчиқирилған мәһсулатларни байқут қилишқа чақирған иди. Бу түркийәдә қаттиқ ғулғула пәйда қилди. Даңлиқ обзорчи таһа ақйол әпәнди 28-өктәбир күни “қарар гезити” дә обзор елан қилди. У обзорида президент рәҗәп таййип әрдоғандин “алди билән хитай маллирини байқут қилиш керәк әмәсмиди?” дәп сориған.
Таһа ақйол әпәнди обзорида рәҗәп таййип әрдоғанниң баянатидин кейин әнқәрә кариханичилар уюшмисиниң рәиси гүрсәл баран әпәндиниң “дуняниң қәйиридә зулумға учриған мусулман болса қарап туралмаймиз” дегән баянатиниму әскәртип өткән.
Таһа ақйол әпәнди обзорида хитайни тилға елиштики мәқсити һәққидә тохтилип, мундақ дәп язған: “хитайни дейишим сәвәбсиз әмәс. Хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситини явропадики мусулманларниң мәсилиси билән селиштуруш мумкин әмәс. Хитай уйғурларниң кимликлирини йоқ қилиш үчүн мәсчитләрни чеқиватиду. Сталинниң ‛гулаг‚ лириға охшайдиған лагерларда мәҗбурий әмгәккә селиш, туғмас қилишқа охшаш инсан қелипидин чиққан сиясәтләрни йүргүзмәктә. Һазир 3 милйон әтрапида уйғур җаза лагерлирида, буларни мән демидим, булар бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бу һәқтики доклатлирида оттуриға қоюлди.”
Түркийәдә тонулған башқа журналист обзорчиларму рәҗәп таййип әрдоғанниң алди билән түрк хәлқини хитай маллирини алмаслиққа чақириши керәкликини илгири сүрмәктә. Булардин бири тонулған журналист нәвшин мәнгү ханимдир. 28-Өктәбир күни униң иҗтимаий таратқуларда “биз явропада ислам дүшмәнлирини издәп йүргичә хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан ирқий қирғичилиқи тоғрисида икки җүмлә сөзлисәк болмамду?” дегән сөзлири һәмбәһирләнди. У бизниң бу һәқтики зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “түркийә инкас қайтурмайду, чүнки һазир һакимийәттә бирләшмә һөкүмәт бар. Йәни һөкүмәтниң кичик шерики вәтән партийәсидур. Бу партийәниң рәиси доғу пәринчәк әпәндиниң хитай коммунист партийәси билән болған мунасивити бәк яхши. Униң оғли билән бирликтә хитай билән тиҗарәт қиливатқан түрк ширкәтлиридә мәслиһәтчилик вәзиписиму бар. Униң үстигә түркийә иқтисади һазир начар, йәни қәрз пул издәватқан бир дөләт. Шуңа хитайдин қәрз алалаймизму? хитайдин бир пайда-мәнпәәт келәрму, дәп сүкүттә туруватиду, дәп ойлаймән.”
Ундақта, түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоғанниң алди билән түркийә хәлқини хитайда ишләпчиқирилған мәһсулатларни байқут қилишқа чақирмаслиқидики сәвәб немә? бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн әнқәрәдики уйғур тәтқиқат институтиниң мудири, истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәм, хәлқара имамлар кеңишиниң әзаси, дуня уйғур қурултийи диний ишлар комитетиниң дудири турғунҗан алавудун әпәнди, қаһраманмараштики сүтчү имам университетиниң оқутқучиси, хәлқара имамлар кеңишиниң әзаси доктор алимҗан боғда әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Доктор әркин әкрәм әпәнди түркийәниң хитай билән болған тиҗарәттә зор зиян тартип келиватқан, униң үстигә хитай уйғурларни йоқ қилиш сиясити елип бериватқан болсиму, әмма хитай маллириға байқут елан қилмайватқанлиқи һәмдә буниң сәвәблири тоғрисида тохталди.
Турғунҗан алавудун әпәнди түркийә һөкүмитиниң бу чақириқиниң ислам әқидисигә мувапиқ әмәсликини баян қилди.
Доктор алимҗан боғда әпәнди түркийә һөкүмитиниң хитай ишләпчиқарған мәһсулатларни байқут қилмаслиқиниң сәвәблири үстидә өз қарашлирини оттуриға қоюп өтти. У йәнә буниңға қарши түркийәдики уйғурларниң вә шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң немиләрни қилиши керәкликини оттуриға қойди.
Илгири түркийәдики бәзи аммиви тәшкилатлар түрк хәлқи вә һөкүмитини хитай мәһсулатлирини байқут қилишқа чақирған болсиму, әмма бу чақириқниң үнүми анчә зор болмиған иди.