“түрк дунясида сүргүн вә көчүш” намлиқ чатма филимда уйғур-қазақларниң түркийәгә көчүш тарихи көрситилди
2025.01.28
Хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим, ассимилятсийә сияситиниң ирқий қирғинчилиққа айлинишиға әгишип, түркийәниң дөләт телевизийәси “T R T Awaz” қанилида тарқитилған телевизийә чатма филиминиң 6-қисми “шәрқий түркистандин көчүш” дәп аталған болуп, бу қисим уйғур вә қазақларниң түркийәгә көчүшигә орун берилди.
1-Айниң 21-күни түркийәдики “T R T Awaz” телевизийәсидә тарқитилишқа башланған “түрк дунясида сүргүн вә көчүш” намлиқ чатма филимниң алтинчи қисмида 1949-йили хитай коммунистлири шәрқий түркистанға бесип киргәндин кейин уйғур, қазақ қатарлиқ хәлқләрниң түркийәгә көчүп келиши әкс әттүрүлгән.
Мәзкур филим тәңритағ етәклириниң көрүнүши билән башлиниду. Филимда алди билән мунулар баян қилиниду: “түркләрниң қәдим юрти шәрқий түркистан, йәр асти байлиқлири, дуняда мисли көрүлмәйдиған аҗайип гүзәл мәнзириси вә истратегийәлик әһмийити билән тарихниң җуғрапийәлик қәлбигә җайлашқан бир макан. Лекин бундақ әвзәлликкә игә болған җай бир йерим әсирдин буян үсти очуқ түрмигә айланған. Һазир шәрқий түркистан хәлқи дуня җамаәтчиликиниң көзиниң алдида ирқий қирғинчилиққа учримақта. Шәрқий түркистан хәлқи учриған көчүшләр өлүм билән ахирлашқан болуп, вәтинидин айрилған уйғурларниң өз земиниға хитайлар җайлаштурулған бүгүнму һәм шундақ.”
“түрк дунясида сүргүн вә көчүш” намлиқ филимда сәнәтчиләрниң җанландурушида хитай сақчи вә армийәлириниң уйғурларға қарита елип бериватқан зулум вә бесим сиясәтлири көрситилгәч мунулар баян қилиниду: “системилиқ қийнашлар, аилисидин айриветилгән балилар, ирқий қирғинчилиққа айланған зулум вә бесимлар техигичә давам қилмақта. Бу зулум вә бесим, хитайлар 20-әсирниң башлирида шәрқий түркистанни бесивелиши билән башланған болуп, уйғур вә қазақ қатарлиқ хәлқләр зулумға қарши изчил һалда күрәш қилип кәлмәктә.”
Мәзкур чатма филимда 1949-йилиниң ахирида коммунист хитай армийәси шәрқий түркистанға бесип киргәндин кейин, уйғур вә қазақларниң кәшмир чеграсиға кәлгәндә хитай армийәси алдини тосиду. Улар, бу тосалғуларға қаримастин нурғун қийинчилиқларни йеңип чеградин өтиду.
“түрк дунясида сүргүн вә көчүш” намлиқ көп қисимлиқ һөҗҗәтлик филимниң “шәрқий түркистандин көчүш” қисмида уйғур вә қазақларниң түркийәгә көчүши мундақ баян қилиниду: “вәтини бесивелинғандин кейин уйғур вә қазақлар алди билән вәтинини қутқузуш үчүн таҗавузчиларға қарши күрәш қилиду. Ахирида мусулман түркий хәлқ өзлириниң миллий кимликлирини қоғдап қелиш үчүн 18 миң әтрапида киши 1949-йилиниң ахирида әркинликкә қарап көчүшкә башлайду.”
“шәрқий түркистандин көчүш” намлиқ филимда түркийәдики һәрқайси университетларда уйғур вә қазақларниң көчүши тоғрисида тәтқиқат елип бериватқан пирофессорлар билән зиярәт елип берилған. Истанбул университети пирофессори өмәр қул әпәнди мундақ дегән: “мән шуни дейәләймәнки, бу инсанийәт тарихидики әң тирагедийәлик көчүш һесаблиниду. Чүнки бу көчүш җәрянида чөлләр вә егиз тағларни бесип өтүш җәрянида нурғун адәмләр йолда тоңлап өлгән.”
Уйғур вә қазақларниң 1949-йилидики көчүши тоғрисида көп санда мақалә елан қилған, невшәһәрдики һаҗибәкташ вели университети тарих факултети дотсенти текин тунҗәр әпәнди мундақ дәйду: “көчмәнләр қиш айлирида йолға чиққан болғачқа йолда тоңлап өлгәнләр бар, путлири үшшүп маңалмас болуп қалғанлар бар. Бу түркий милләтләр тарихидики әң тирагедийәлик көчүш һесаблиниду”.
“шәрқий түркистандин көчүш” намлиқ филимда 18 миң әтрапида адәмниң юртидин айрилип йолға чиқип, 1954-йилида пәқәтла 1853 әтрапида кишиниңла түркийәгә йетип келәлигәнлики, әйни замандики аднан мәндәрәс һөкүмитиниң қарари билән буларниң түркийә пуқралиқиға қобул қилинғанлиқи баян қилинған. Филимда 1853 көчмәнниң түркийә елип келинишидә уйғурларниң рәһбири әйса йүсүп алиптекин билән муһәммәд имин буғраниң интайин муһим рол ойниғанлиқи тәкитлиниду.
Сенарийә аптори хақан қараташ, филим ишлигүчи рафаәл султан болуп, шәрқий түркистандин көчүш қисминиң баш мәслиһәтчилик вәзиписини өтигән истанбул тиҗарәт университетиниң сабиқ мудири, ахбарат кәспи пирофессори абдулхәмит авшар әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ. У, 2008-йили шәрқий түркистандин көчүш баян қилинған бир һөҗҗәтлик филим ишлинип, “T R T” телевизийәсидә тарқитилғанлиқини, лекин бу қетимқи һөҗҗәтлик филимда техиму әтраплиқ баян қилинғанлиқини, уйғур ирқий қирғинчилиқиниңму тилға елинғанлиқини ейтти.
Түркийә дөләтлик радийо-телевизийә идариси қармиқидики “түркийә авази” радийосида ишләватқан журналист миркамил қәшқәрли әпәнди, “T R T Awaz” телевизийәсиниң оттура асия түркий җумһурийәтлири билән чәт әлдики түркләр арисида көрүш нисбитиниң интайин юқири икәнликини, тарқилиш сүритиниң тез, даирисиниң кәң болидиғанлиқини, шу сәвәбтин бу филимниң шәрқий түркистанниң авазини аңлитишта тәсириниң зор болидиғанлиқини билдүрди.
“шәрқий түркистандин көчүш” намлиқ филимда көчмән уйғур вә қазақларниң һекайиси сөзләнгән сөһбәт вә көрүнүшләр арқилиқ уйғурларниң еғир вәзийити баян қилинип, түркийәдики көрүрмәнләрниң диққәт-етибарини уйғур мәсилисигә тартқан.
“түрк дунясида сүргүн вә көчүш” намлиқ чатма филимда қәдимдин тартип оттура асия, кафказийә, сабиқ югославийә, булғарийә, руминийә, қирим вә гиретсийәдики түрк вә башқа милләтләрниң түркийәгә көчүши қисимларға бөлүп баян қилинған.