Түркийәниң хитай билән йеқинлишиш сиясити уйғур дәвасиға қандақ тәсир көрситиши мумкин?
2018.08.09
Түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң 6-авғуст күни җакарлиған 100 күнлүк хизмәт пиланида “хитай базириға йүзлиниш” тоғрисидики қарари уйғурлар арисида қаттиқ ғулғула пәйда қилди.
Әрдоғанниң бу пилани алдимиздики йилларда хитайдин мәбләғ елип келиш, түрк ширкәтлириниң хитайдики йәрмәнкиләргә қатнишип мал сетиши, хитай ширкәтлири билән бирликтә оттура-шәрқ дөләтлири, африқа вә оттура асия дөләтлиридә тиҗарәт қилиш қатарлиқларни өз ичигә алидикән.
Рәҗәп таййип әрдоғанниң бу баянати түркийәдики бәзи өктичи партийәләр вә аммиви тәшкилатларниң наразилиқини қозғиди.
Өктичи партийәләрдин “бүйүк бирлик партийәси” ниң рәиси, парламент әзаси мустафа дәстичи әпәнди 8-айниң 8-күни түркийә парламентида мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, мундақ деди: “хитайдин биз 25 милярд долларлиқ мал импорт қиливатимиз, әмма хитайға аран 2 йерим милярд долларлиқ мал експорт қиливатимиз. Дөлитимизниң тиҗарәттики 50 милярд долларлиқ қизил рәқиминиң йерими хитай билән болған тиҗарәттин келип чиққан.”
Мустафа дәстичи әпәнди түркийәгә 25 милярд долларлиқ мал сатқан хитайниң әмәлийәттә уйғурларни бастуруватқан вә дәһшәтлик зулум қиливатқан хитай икәнликини баян қилип, мундақ деди: “бу зади қандақ хитай? ениқки, у шәрқий түркистандики уйғур түрклирини езиватқан хитай, милйонлиған уйғур қериндашлиримизни аталмиш ‛тәрбийиләш мәркизи‚ намидики лагерларға қамап, уларни йоқитишқа вә еритип түгитишкә урунуватқан хитай. Бу йәнә һәр бир уйғурниң өйигә бирдин хитайни җайлаштуруватқан хитайдур. Мән ‛бүйүк бирлик партийәси‚ ниң рәиси вә парламент әзаси болуш сүпитим билән хитайниң бу қилмишлирини қаттиқ әйипләймән. Биз түркийәниң сиясәтлиридә хаталиқлар көрүлсә уни парламентта оттуриға қоюп, мәсилини һәл қилиш үчүн қолимиздин кәлгәнни қилишқа тиришимиз, әлвәттә.”
Қиммәтлик радио аңлиғучилар, түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң “хитай базириға йүзлиниш” сиясити қандақ бир сиясәт? у әмәлгә ашамду? буниң түркийәдики уйғур җамаитигә вә уларниң вәтән дәваси ишлириға қандақ тәсири болиду?
Биз бу соаллар һәққидә мутәхәссисләрниң пикрини елиш үчүн түркийә истратегийилик чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди, кутаһядики думлупинар университети түркийә-хитай мунасивәтлири мутәхәссиси доктор бариш адибәлли әпәнди вә түркийәдики уйғур иқтисадшунас мәмәтҗан онсу әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Доктор әркин әкрәм әпәнди зияритимиз җәрянида түркийәниң иқтисадий қийинчилиқ түпәйли хитай, русийә, һиндистан вә мексика базириға йүзлиниш сияситини йолға қоюшқа башлиғанлиқини тәкитлиди.
Түркийә тәрәққий қиливатқан бир дөләт, түркийә юқири технологийәдә башқа илғар дөләтләргә тайинидиған бир дөләт. Бундақ бир дөләт хитай базириға кирәләмду-йоқ? хәлқара базарда башқа дөләтләр билән тәң нисбәтлик пайда мунасивитидә һәмкарлишаламду? доктор әркин әкрәм әпәнди икки дөләт оттурисидики тиҗарий мунасивәттә мәсилә барлиқини, шуңа хәлқара мәсилиләрдә дегәндәк һәмкарлишалмайватқанлиқини илгири сүрди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди йәнә хитайниң өзи түркийә базириға киришни халисиму, әмма түрк карханичилириниң хитай базириға киришини халимайдиғанлиқини әскәртип өтти. Шуниң билән биргә доктор әркин әкрәм әпәнди түркийәниң уйғур мәсилисидин пүтүнләй ваз кечәлмәйдиғанлиқиниму тәкитләп өтти.
Иқтисадшунас мәмәтҗан онсу әпәнди түрк һөкүмити хитай билән болған тиҗарәт соммисини 50 милярд долларға чиқиришни пиланлаватқанлиқини, буниң әмәлгә ешиш-ашмайдиғанлиқиға бир нәрсә дегили болмайдиғанлиқини, икки дөләт оттурисидики тиҗарәттә түркийәниң зиян тартиватқанлиқини баян қилди.
Доктор бариш адибәлли әпәнди түркийә-хитай оттурисидики тиҗарәттә нурғун мәсилиләрниң барлиқини, хитайниң түркийәгә шәртлик қәрз бериватқанлиқини, шундақла түрк ширкәтлирини хитайға киргили қоймайватқанлиқини илгири сүрди. У мундақ деди: “хитай ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулуши үчүн түркийәгә 3 милярд 600 милйон долларлиқ узун муддәтлик қәрз бәрди. Бу қәрз пули билән хитай ширкәтлири түркийәдә төмүр йол, көврүк ясимақчи болуватиду. Хитай бу қурулушта ишләйдиған ишчиларниму хитайдин әкелидиғанлиқини шәрт қилип қойди. Түрк ширкәтлириниң һазир хитай базириға кириши бәкла қейин болуватиду. Шуңа икки дөләт оттурисидики тиҗарий тәңпуңсизлиқ йеқин кәлгүсидә түгимәйду дәп ойлаймән.”
2016-Йили 7-айниң 15-күнидики һәрбий өзгиришкә урунуш вәқәсидин кейин, түркийә һөкүмити америка қошма штатлири вә явропа дөләтлирини ашу қетимлиқ сиясий өзгиришкә урунған фәтһуллаһ гүлән һәрикитини қоллиди дәп әйиблиди. Ғәрб әллири болса түркийәни инсан һәқ-һоқуқлирини дәпсәндә қилиш билән әйиблиди. Буниң нәтиҗисидә түркийәниң америка вә ғәрб әллири билән болған мунасивити тәдриҗий һалда йириклишишкә қарап йүзләнди.