Қамақта рамизан башланған күни

Обзорчимиз абдувәли аюп
2021.04.28
bala-ramizan-sangza-setish.jpg Рамизан ейиниң ахирлири, дадисиниң саңза сатидиған һарвисиниң кәйнидә олтурған қизлар. 2017-Йили 24-июн, йәкән.
AFP

2014-Йили рамизанниң 28-июн йәкшәнбә күни башлинидиғанлиқини һәптә бурун билгән идим. Камердики тамға тирнақлар билән сизип чиқилған календар бар иди. Һәр күни кимгә кечә саәт бирдә нөвәтчилик вәзиписи кәлсә шу мәһбус кона бир күнни өчүрүп маңатти. Өтүп кәткән шу бир күнни өчүрүшни мәһбуслар бир биридин талишатти, қизғинишатти, шу пурсәткә еришкән киши өзини тәләйлик һес қилатти. Калиндардин бир күнни өчүрүш бир мәһбус үчүн җаза муддитидин бир күнни тошқузуш, һөрлүктин мәһрум күнләрниң биридин қутулуштин дерәк берәтти. Мән өзүмни муддәтсиз кесилип кетидиғандәк һес қилидиған болғачқа калиндарға қизиқмайттим, нөвитим кәлгәндиму өткән күнни өчүрүшни ‍унтуп қалаттим.

Шу күни кечилик нөвәтчиликтә вақтим сәһәр саәт биргә тоғра кәлгән икән, кона күнни өчүрәй дәп калиндарға қарисам кимдур бири 28-июнниң үстигә айни, айниң үстигә билинмәс қилип юлтузни сизип қоюпту. Ай-юлтузни көрүп худди бири көрүп қалғандәк йүриким селип әтрапқа қарап кәткиним есимдә. Бундақ қапйүрәкликни йеңидин түркүм-түркүмләп кириватқан мәһбуслар қилмиса, мәндәк бир йилдин буян көзитиливатқан бир “хәтәрлик” мәһбусниң қилалиши мумкин әмәс иди. Камерда қәйәргә маңсам маңа тоғрилинидиған вә тохтимай “чирис-чирис” қилип аваз чиқирип йүрәкни қармаллайдиған “көз” мени тамға әмәс, меңәмдин бөләк һеч йәргә бир нәрсә йезишқа имкан бәрмәййти.

27-Июн кәчтә бир гундипай келип әтә сәһәр рамизан тутмаслиқ һәққидә агаһландуруш бәрди. У сериқ кийимлик уйғурларни пәгаһқа тизилдуруп, хитай мәһбусларға уларни қаттиқ назарәт қилишқа тапилиди. У йәнә рози тутушниң аламәтлирини хитай мәһбусларға езип ичүрди.

28-Июн сәһәрдә “56 милләт, 56 гүл” дегән нахша чиқип һәммәйләнни биарам қилди. Бу дәрс бар дегәнлик иди. Адәттә шәнбә вә йәкшәнбә күнлири арам болғачқа бу туюқсиз чиққан мәшғулат нахшиси мәһбусларниң еғизини ечивәтти. Камерни хитайчә әң сәт тиллар, һақарәтләр, аһанәтләр қайнитивәтти, әмма уйғурчә һечбир нарази аваз йоқ иди. Пәқәт уйғур мәһбусларниң һошуқлириға өткүзүлгән кишәнләрниң иштан кийигәндә чиқарған шарақлиған авази, пәгаһқа чүшүп болған уйғур мәһбусларниң путидики кишәнгә бағланған чөйүн дөгиләкләрниң семунт йәрдә сөрилип дарқириған авазлар аңлинатти.

Рамизанниң биринчи күни кава чечикидәк лиққидә уйғур сиясий мәһбуслар вә хәмәкләрдәк анда-санда хитай иҗтимаий мәһбуслар қатарлишип бәдәшқан қуруп дәрсни башлидуқ. Телевизордин “шинҗаңда җамаәт исимлик тәшкилатлар ямрап кәтти. Улар роза тутушни баһанә қилип дөләтниң қануниға, маарипиға вә җәмийәтниң муқимлиқиға қарши паалийәтләрни тәшкиллиди” дегән сөзләр липилдап чиқип турған тәшвиқат рәсимлиригә маслишип яңрап туратти. Әң кәйнидә олтурғиним үчүн маңа алдимдики мәнзирә бәкму ениқ көрүнәтти. “сериқ чечәкләр” ғуччидә болуп, тиккидә қетип олтуратти, “хәмәкләр” болса у йәр бу йәрдә болуп, йеничә янпашлишип йетишатти. Улар у қатардин бу қатарға гәп ташлап, бир бири билән боюндап параңлишатти. Кава чечики җилиткә кийишкән уйғур мәһбуслардин бир-биригә улишип аңлинидиған уһсинишлар камерни қаплиған чарәсизлик һавасини техиму қоюқлаштуруп кишиниң демини сиқатти.

Саәт он әтрапида ваң фамилилик гундипай келип “бав шу!” (санни мәлум қил) дәп варқириди. Бу қамақтикиләрниң санини алғанлиқ иди. Мән шу кечә әң ахирқи нөвәтчи болғиним үчүн санни мәлум қилдим. У мәндин роза тутқанларниң бар-йоқлуқини сориди, андин роза тутудиған мусулманларниң санини сориди. Мән 16 уйғур сиясий мәһбус, бир уйғур оғри, бир туңган вә йәнә бир қазақни қошуп, 19 кишиниң исмини дәп бәрдим. Ваң исимларға мундақла бир қарап: “мән роза тутудиған гуманлиқларни дә, десәм немә бу қазақ вә туңганни қошусән!” дәп варқириди. Путумниң учидин чиққан бир аччиқ меңәмгә тәпти. Шундақтиму өзүмни чиң бесивелип: “қазақ билән туңганму мусулман, уларниң сериқ сиясий мәһбусниң кийими киймигәнлики уларниң роза тутмайдиғанлиқи, мусулман әмәсликини көрсәтмәйдуғу!” дейишимгә ваңниң чирайи қаридап кәтти. Апла, йәнә чатақ чиқти. Ваң “чуләй” (чиқә) дәп болғучә камердики икки әмәлдар мәһбус қолумға ишкәл, путумға кишән селип тәйяр қилди.

Аптаплиқ асманда чақмақ чаққандәк йүз бәргән бу вәқәдин һеч немини аңқиралмай буйруқ бойичә ваңниң алдиға чүшүп маңдим. Кишәнниң һошуқни ғаҗиши билән техиму узурап кетиватқан билинидиған каридорда кетиватимән. Меңәмдә суаллар поруқлайду. “бунчилик гәпкиму җазалап кетәрму, бирәр уйғур роза тутқан болса мени паш қилмиди, дәп гуман қилип қалғанмиду? бешимизда үч камера чирислап һәммә һәрикитимизни синға елип турса, путқа селинған кишән кечә-күндүз елинмай таһарәт алалмайдиған турсақ, әтигән нашта қилғанда һәммәйлән тизилип гундипайға қарап туруп ишикниң руҗикидин сунулған момини йәп, шовгүрүчни ичип бәргән турсақ, қандақсигә роза тутуш мумкин, кимму роза туталайду? роза тутқанлар йоқ болғачқа, йоқ! дәймән-дә!”.

Шу дәқиқиләрдә есимгә хаталиқ дейишкә болидиған, җазалинишимға сәвәп болидиған барлиқ еһтималлиқларни кәлди. Бир қетим ваң камерға руҗәктин мариғанда олтуруп һаҗәт қиливатқан идим. Дәрһал “докилат!” дәп вақирап, иштанни юқури қилип орунумдин турушқа, қаидә бойичә башқа мәһбуслар билән ишикниң икки тәрипигә қатарға тизилишқа бир қанчә дәқиқә кечкип қалған идим. Шу чағда у маңа узақ қарап бәк сәт алийип кәткән иди. Әҗәба, шуниң өчини аларму?

Ваңниң ишханисиға дөвиләп қоюлған кишәнләр, зәнҗирләр, тамға қатар есилған бәш ток калтәкни көрүп тенимгә титрәк овлашти. Бәш ток калтәкниң һәр бириниң токи йигирмә минуттин йәтсә йүз минут дегән сөз ‍иди. Мушу калтәкләрни яқса йегәнниму йемигәнниму қусуп, калтәк йеқилған йәрниң терилири союлуп кетиду. Һушумдин кәтсәм яхши болатти, һеч немә билинмәйтти. Әмма йәнә охшаш, һушни тапқанда ‍ағриқ җанни қақшитиду. Кона терә союлуп йеңи терә алмишип болғичә, бир айғичә қийнилидиған гәп. Шуларни ойлиғанчә чишлирим касилсдап пишанәмдин чипилдап соғуқ тәр қуюлушқа башлиди.

Ваң башқа гәп қилмай ишхана темидики екранни тизгинәк билән ачти. Қарисам мән нөвәттә халаниң қешида қаршимдики тамға қарап хиял сүрүп туруптимән. Ғәйрәт исимлик қашташ оғрилап киргән бала орнидин туруп тамдин бир нәрсиләрни оқуп болуп йүзини сийпиди, халаға барди. Турбидин очумлап су ичти, үч қетим ағзиға су алди. Йүзини үч қетим юйди. Андин орниға қайтип тамға йезилған бир қанчә қур хитайчә хәтни пичирлап оқуп йүзини сипап җимип кәтти.

Ваң екранни иттиклитип йәнә бир көрүнүшни қойди. Әтигәнлик нашта, ғәйрәт момани йеди вә қәғәз истаканда берилгән суни ичти. У җайиға қайтип бир дәмдин кейин қолини еғизиға тиқип һәммини халаға яндурвәтти.

Ваң маңа қарап бирни алийип қоюп числани 24-июнға тоғрилиди. Ғәйрәт камерниң катипидин камер хатирисини елип алдимға кәлди. Бираз параңлар, мениң баш чайқишим, униң ялвурған чирайи көрүнди. Мән униңға бир нәрсиләрни йезип бәрдим. Екран йәнә тезлитилди. Ғәйрәт хитайчә хәтләрни хатиридин көчүрүп тамға йезишқа башлиди. “апла!” дедим ичимдә.

Әслидә ғәйрәт маңа у күни зоһурлуқниң вә иптарниң дуасини өгитип қоюшни сориғаниди. Мән дәрһал рәт қилғанидим. У йәнә болди қилмай турувалди. Йелинип ялвурди. Өзиниң роза тутмайдиғанлиқини, әмма өгинип қойғуси барлиқини, айәтләрни өгинип қамақтин чиққандин кейин намазни башлап яманлиқларни қол үзидиғанлиқини, худайим айәтләрни өгәнгәнлики үчүн савап ата қилип мушу қетим қамақтин қутқузса һәргиз динниң буйриғанлирдин чиқмайдиғанлиқини вәдә қилди. Ичимдә бу 18 яшқа әмди киргән балиниң мушундақ дейишини бәкму арзу қилаттим. Униң хроинкәшлик сәвәбидин оғрилуқ қилғанлиқи мәлум иди. Бундақ балилар бир-бирини дорап чекәтти. Чекимликкә пул товшимиғанда оғрилиқ қилатти. Әгәр у намаз башлап намазхан яшларниң қатариға қошуп кәтсә, һәқиқәтән зәһәрдин қутулуп кетиши мумкин иди. Мән мушундақ мисалларға шаһит болған вә көп аңлиған идим.

Ғәйрәткә зоһурлуқниң вә иптарниң дуасини, нәсир сүриси билән әсир сүрсини хитайчә хәтләр билән йезип бәрдим. Хитайчә йезилған айәт вә дуаларниң тәләппузи тоғра чиқмайдиғанлиқини ойлисам көңлүм йерим, әмма буниңдин башқа амалму йоқ. Мән миңлиған тунган балиларниң айәтләрни мушундақ хитайчә аһаңда ‍өгинидиғанлиқиға шаһит болған идим. Мән камерда хитайчә өгитидиған болғачқа бундақ йезип бәрсәм анчә диққәт тартмайду, дәп биләттим. Әмма мени көзитип туруватқан “көз” ниң буни хатирләп маңғанлиқини билмәптимән, немишқа бихәстәлик қилдим? униң дуа вә айәтләрни тамға йезишини, шуниңға қарап дуа қилишини мән нәдин биләй!

Бу гунаһниң бәдилини көз алдимға кәлтүрүшкиму аҗиз идим. Қорқунчтин чишлирим касилдап, қоллирим титрәп, ишкәл шарақлап кәтти. “бу немә! кимни ‍алдаймән дәйсән!” дәп гүркириди ваң алдимға дивәйләп. У қолини дөвиләглик зәнҗиргә узатқандәк қиливеди, немә қилар дәп болғичә бешимға шараққидә қилип тәгкән зәнҗирдин көзүмдин ‍от чиқип кәтти. Өзүмни оңшап болғичә боюнлиримға иссиқ бир суюқлуқниң аққанлиқини туйдум. Қарисам бешимдин шурулдап аққан қан доламға, мәйдәмгә сақишқа башлапту. Қулақ түвимгә тәгкән зәнҗирдә оң қулиқимниң йерилғанлиқини қамақхана дохтуриниң гепидин билдим.

Гундипайлар қурбанлиқ қойниң пут қолини боғучлиғандәк пут-қолумни бесип кариватқа ятқузди. Ақ халат кийгән бири анамниң йотқан тикидиған йиңнисидәк бир нәрсини тәңләп бешимға еңишиведи көзүмни чиң юмувалдим. Йипларниң тартилғанда ғирт-ғирт қилған авази аңлинип туратти. Варқирап ташлиған охшаймән бир йоған қол ағзимни әтти. Чишлиримни чиң чишләп турувалсамму җалақлап титрәп тураттим. Бәк йолқунуп кәтсәм керәк мени бесип турған төт гундипайниң һасирашлири аңлинип туратти.

Башлирим чиң теңилғандин кейин ағриқ сәл қоюп бәргәндәк қилди. Шуан “чала тәгкән оқ” дегән романдики кәнҗини әслидим. Кәнҗи 1940-йилларда үрүмчидә гоминдаңчи хитайға қарши қурулған бир тәшкилатниң рәһбәрлиридин бири иди. У хаинлиқ қилған абдулла исимлик әзаға оқни чала етип паш болған. У тутулуп қалғандин кейин мушу қамақханида териси союлуп тузға юмутулған иди. Бир әвлат уйғур зиялийларниң вәкили кәнҗи шунчә вәһши қийнақта һеч бир достини паш қилмай чидиған вә ахири дости зуляр билән җадуға бесип өлтүрүлгәниди. Уларниң җәсити дәл мән қамалған мушу тик қудуқтики бир канға ташлап йоқ қилинған иди. Мән 13 яш чағлиримда оқуған бу роман маңа бәкла тәсир қилғачқиму вәқәликләр кинодәк көз алдимда иди.

Кариватта йетип тирнақлиримға қаридим, қолумниңму, путумниңму сақ, кәнҗиниң тирнақлири юлунған иди. Ток калтәк йеқилмиди, кәнҗиниң, униң сәпдиши зулярниң терисидәк терәмму союлмиди. ятқиним кәнҗи ятқузулған михлиқ матрос әмәс, юмшақ кариват.

Бовилар җан бәргән йолға кирип тутулдум, улар көмүлгән йәргә қамалдим. Улар көргән җисмани қуллуқниң бирини көрмәптимән, әҗдатлар тартқанниң миңдин бири кәлмәпту бешимға. Тутулғандин буян “чала тәгкән оқ” тики шундақ күнләргә қелишим тәсәвврумда иди. Бу йол шундақ йол иди. Шу рәһмәтликләрниң җениму мениңкидәк җан иди. Кәнҗиниңму йолиға зар дадиси, зулярниңму бағри қан аниси бар иди.

Дохтур ишханисидин туюқсз қамақхана башлиқи чақирип чиқип кәтти. Пакистанлиқ өлүмгә һөкүм қилинған җинайәтчи сәйпулла ачлиқ елан қилип, ағзидин көпүк қайнитип йетивапту. Мән игилизчә тәрҗиманлиқ қилмисам, тәрбийә ишләп, көңлини ясап тамақ йүгүзмисәм болмасмиш. Қамақханида бу әтиварлиқ мәһбусниң гепи гәп иди, кадир тамиқи йәйтти, гундипайлардин тамака сорап чекәтти. Униң хитайда тутулуп қелиши вә өлүмгә һөкүм қилиниши қамақхана үчүн бир деплуматик вәқәгә айлинип кәткәндәк қилатти. Мәйли немә болсун, униң ғәлвиси маңа пайда қилди. Патпарақчилиқта мениң роза тутқанни тутмиған, мәлум қилмиған мәсиләмни сүрүштә қилидиған адәм чиқмай, һәммә көзләр мениң сәйпуллани әйвәшкә кәлтүридиған ингилизчә сөзүмниң карамитигә қадалған иди.

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.