Инсанийәт мөҗизиси: турпан ойманлиқидин тепилған дуня бойичә әң қәдимки егәр
2025.01.08
Йеқинда америка дөләтлик җуғрапийә җәмийитиниң нәшр әпкари болған “дөләтлик җуғрапийә” (National Geography) журнили тор бети, 2024-йилдики дуняви мөҗизә характерлик 7 чоң археологийәлик байқашни елан қилған. Бу байқашларниң ичидә 2023-йил уйғур елиниң турпан тәвәсидики хитайчә яңхәй дәп аталған қәбристанлиқтин тепилған ат егириму бар икән.
Бүгүнки күндә хитай һөкүмәт даирилири уйғурлар вә уларниң етник тәркиблири һәққидә сөз болунғанда, уйғурларни түрк йилтизидин айрип қараш, хитай мәнбәлик тарихқа бағлаш яки мәдәнийәт мираслирини“ җуңхуа миллити ортақ гәвдиси идеологийәси” гә мас һалда хитай мәркәзчилик нуқтиинәзири бойичә шәрһләш идийәлирини күчәп тәшвиқ қилмақта. Бу хил вәзийәттә дуня илим саһәсиниң уйғур елидин тепилған археологийәлик тарихий буюмни инсанийәт мөҗизиси қатарида көрүп баһа бериши уйғурлар үчүн һәм әһмийәткә игидур.
Хәвәрдә ейтилишичә, турпан ойманлиқидин байқалған бу егәр, қурғақ муһитниң тәсиридә бүгүнгичә сақлинип қалған икән. Мәзкур егәр аял җәсәт билән биргә һәмдәпнә қилинған болуп, радийо-карбон тәкшүрүши арқилиқ ениқлаш нәтиҗисидә, егәрниң йил дәври миладийәдин бурунқи 727-396-йилғичә болған дәвргә аит икәнлики бекитилгән икән.
2700 Йиллиқ тарихқа игә бу егәр— илгири дуня бойичә әң қәдимки егәр һесабланған алтай тағлириниң шәрқигә җайлашқан пазириқ қорғани харабиликидин тепилған сак-сиктайларға (искит яки сикиф дәпму атилиду) тәвә дәп һөкүм қилинған егәрниң миладийәдин бурунқи 5-әсиргә тәвә йил дәвридинму узун болған тарихи билән дуня бойичә әң қәдимки егәр дәп нам алған. Бу қәдимий егәрниң кала терисидин ясалғанлиқи мәлум болуп, ичигә кейик, төгә қатарлиқ һайванларниң юңлири вә саманлар тошқузулған юмшақ егәр икән. Мутәхәссисләрниң көрситишичә, пазириқ егири билән селиштурғанда, турпандин тепилған егәрниң ичигә тошқузулған материялларниң тәннәрхи хелила әрзан икән.
Мәзкур егәр һәққидә археологийәлик тәтқиқат елип барған зюрих университети тәтқиқатчиси патрик вертманниң (Patrick Wertmann) билдүрүшичә, адәттә археологийәлик қидиришта “егәр” көп учримайдиған маддий буюмлардин икән. Чүнки йилларниң өтүши билән егәрниң органик тәркиблири чирип кәткәчкә, сақлинип қалалмайдикән. Шуңа бу сәвәбтин тәклимакан чөллүкиниң гирвәклиридин ат егириниң тепилиши— бир мөҗизә характерлик иш икән.
Алимлар йәнә җәсәт сөңикини анализ қилиш арқилиқ, егәр билән бирликтә дәпнә қилинған аялниң давамлиқ ат минип йүрүшкә адәтләнгән болуши мумкинликини тәкитләйду. Бу биз үчүн интайин муһим нуқта болуп, илгири пәқәтла әрләр урушқа қатнишиш яки қатнаш қорали үчүн ат қоллинатти дегән көз қарашни ағдуруп ташлаш билән биргә, әйни вақитта ат минишниң турпан ойманлиқида яшиған аялларниң күндилик турмушиниң бир парчиси икәнлики һәққидиму мәлумат бериду.
Тәтқиқатчилар аял җәсәткә тәвә егәр болсун яки илгири су беши вә зағунлуқ қәдимий қәбристанлиқлиридин тепилған әр кишигә тәвә егәр болсун, ясилиши вә шәкил җәһәттин асасән көп пәрқләнмәйдиғанлиқини, егәрниң чоң-кичиклики вә еғирлиқи пүтүнләй ат мингүчиниң салаһийити вә кәспигә қарап бәлгилинидиғанлиқини илгири сүриду. Егәрниң пухтилиқи вә чидамчанлиқини көздә тутқан һалда, юқири сәвийәдә ясалған қол һүнәрвәнчиликниң маддий пакити болған бу егәр ялғуз әйни вақиттики теричилик кәспиниң тәрәққиятидин хәвәр берипла қалмай, бәлки йәнә өз нөвитидә шу дәврдики йәрлик кишиләрниң егәр, ат вә ат мингүчи оттурисидики гирәлишип кәткән ички мунасивәтни игилигәнликини билдүриду, шундақла уларниң йүксәк аң-сәвийәгә игә хәлқ икәнликидин дерәк бериду.
Гәрчә инсанийәтниң ат көндүрүш вә миниш тарихиниң қачан шәкилләнгәнлики һәққидә көп хил қарашлар мәвҗут болсиму, әмма алимлар бирдәк 3000 йиллардин кәм әмәс тарихқа игә игә икәнликини муәййәнләштүриду. Һалбуки егәр ясаш тарихи бирқанчә әсирләрдин кейин барлиққа кәлгән мәдәнийәт ихтираси дәп қарилиду. Әгәр тарихта егәр ясаш һүнирини игилигән милләтләр болса, шәк-шүбһисиз һалда шу җәмийәттә егәргә мунасивәтлик болған башқа кәсип вә ишләпчиқириш игиликлириниң тәң қәдәмдә мәвҗут болуп турғанлиқини гәвдиләндүрүп бериду.
Бундин бурунму уйғур елиниң охшимиған җайлирида елип берилған археологийәлик тәкшүрүшләр нәтиҗисидә, ат билән биргә дәпнә қилиш адитигә охшаш мәдәнийәт һадисилири, қия таш сизмилири, қой терисидин ясалған чәвгән топ, қамча, өтүк вә дуня бойичә әң қәдимки тарихқа игә иштан қатарлиқ мәркизий асия хәлқлириниң атлиқлар мәдәнийитини әкс әттүридиған бир қисим маддий пакитлар байқалған иди.
Уйғур хәлқиниң ат мәдәнийити вә униңға аит өрп-адәтлирини әкс әттүридиған мәзмунлар археологийәлик тепилмилардин башқа йәнә язма ядикарлиқлар, хәлқ еғиз әдәбияти вә “түркий тиллар дивани” ға охшаш қамуслардинму орун елип, та бүгүнгичә уйғур хәлқиниң һәр бир турмуш деталлирида алаһидә ипадилинип туриду. 20-Әсирдә уйғур қол һүнәрвәнчиликиниң намайәндиси сүпитидә сақлинип қалған тақичилиқ вә сәррапчилиқ кәсиплириниң тәрәққиятини һәргизму тарим ойманлиқиниң оттура әсир мәдәнийити вә униңдин бурунқи миладийәдин илгирики заманларға аит қәдимки заман мәдәнийитиниң тәсиридин айрип қариғили болмайду.
Тәтқиқатчи патрик вертман турпан пичан тәвәсидин тепилған қәдимки егәрниң алтай тағлири етикидики искит вә сакларниң ат-яйлақ мәдәнийитиниң тәңри тағлири етикигә тәсир көрситиш һадисиси дәп қарайду. Дәрвәқә, бу қәдимий егәр бизгә алтай бозқирлиридин тарқалған ат мәдәнийитиниң турпан ойманлиқида әкс әткәнликини көрситип бериш билән биргә чарвичилиқ, овчилиқ, қол һүнәрвәнчилик вә тоқумичилиқтин ибарәт кәсипләрниңму мәвҗутлуқидин хәвәр бериду, шундақла әйни вақиттики җәмийәт әһвалини чүшинишимиздә ярдәмчи ролини өтәйду. Қәдимий егәр шуни испатлайдуки, турпан ойманлиқида яшиған қәдимий қәбилиләр ялғуз көчмән чарвичи хәлқ иди дегән көз қарашларға хатимә берип, йәрлик хәлқләрниң олтурақлишиш мәдәнийитиниму бәлгилик дәриҗидә тәрәққий қилдурғанлиқини пәрәз қилишқа болиду. Қәдимки егәрниң тепилиши йәнә бир җәһәттин дуня илим саһәсиниму мәркизий асия җүмлидин турпан вә тарим ойманлиқиниң қәдимки мәдәнийити үстидә қайта ойлинишқа, тәтқиқ қилишқа чақириду.
Билгинимиздәк хитай тәшвиқатлири вә бир қисим чәт әллик тәтқиқатчиларда уйғур тарихи мәдәнийитиниң мәнбәсини орхун уйғур ханлиқи йимирилгәндин кейинки тарих биләнла изаһлашқа тутунуштәк ғәйрий тарихий хаһишлар мәвҗут. Уйғур алими абдушүкүр муһәммәтимин мәркизий асия инсан түркүмлириниң етнологийәлик тәдриҗий тәрәққиятида қәдимки диңлиң қәбилилириниң андроноп-ариянларниң түркий хәлқләргә айлинишидики муһим бир тип икәнликини, уйғурларниң муһим етник мәнбәси икәнликини тәкитлигән. Турпандин тепилған қәдимки егәргә қайтип кәлсәк, тарихий материялларға асасән, егәрниң йил дәври билән охшаш дәврләрдә турпан ойманлиқида диңлиң вә теле қәбилилириниң яшиғанлиқи мәлум. Бу бир данә қәдимий егәр бизгә уйғур миллитиниң гәвдисини шәкилләндүргән қәдимий қәбилиләрниң тарихий излирини йәткүзүп бериду.
Хитай һөкүмити гәрчә уйғур елидин тепилған археологийәлик буюмларни хитай мәнбәлик тарихқа бағлаш яки “шинҗаң әзәлдин хитайниң айрилмас бир қисми” сәпсәтиси рамкиси бойичә шәрһләшкә урунсиму, әмма илмий пакитлар алдида йәнила дуня җамаәтчиликиниң көзини тосуп қалалмайду.
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду]