“турпан вәсиқилири” немә дәйду?

Обзорчимиз нәвбаһар
2022.08.11
“турпан вәсиқилири” немә дәйду? Қәдимки уйғур йезиқи чүшүрүлгән уйғур шаһзадилири рәсими, мәнбә: турпан безәкликтики бир парчә там рәсими, 1904-йили германийәлик екиспедитсийәчи грөнведел тәрипидин елип келингән, һазир германийә асия сәнәт музейида сақланмақта
Museum of Asian Art, Berlin

Хитай һөкүмити уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ сияситини техиму  үнүмлүк әмәлийләштүрүш үчүн, йеқинқи йиллардин буян аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” бәрпа қилиш шоарини күчәп тәкитлимәктә, шундақла “шинҗаң әзәлдинла хитайниң айрилмас бир қисми” дәйдиған сиясий сәпсәтәни базарға салмақта. Буниң нәтиҗисидә хитай һөкүмәт тарихчилири уйғур районидики уйғурларға аит болған маддий вә ғәйрий маддий мәдәнийәт ядикарлиқлириниң хас алаһидиликлирини бурмилап, уни хитайниң пайдисиға яриша шәрһийләшкә урунуп кәлмәктә.

Хитай һөкүмити уйғур дияридики мәдәнийәт ядикарлиқлириниң мәнбәлирини өз тарихиға бағлаш; уйғурларниң тарихтики ихтиралирини инкар қилип, уни өз төһписи қилип көрситиш; бу земинда әзәлдинла хитайларниң һөкүмранлиқ қилип кәлгәнликидәк сәпсәтисини испатлаш үчүн, зор миқдарда мәбләғ вә зеһн күч сәрп қилип кәлмәктә. Йеқинқи йиллардин буян, хитай мәтбуатлири, болупму хитай мәркизий телевизийә истансиси “турпан вәсиқилири” дйин ибарәт нәччә он миңлиған язма ядикарлиқлардин тәшкил тапқан зор һәҗимдики қәдимки тарихий язмилар һәққидә мәхсус филим ишләп, тарихий чинлиққа уйғун болмиған, илмийлиқтин йирақ сәпсәтиләрни тарқитип кәлмәктә.

“вәсиқә” сөзи әрәбчидин уйғур тилиға киргән аталғу болуп, уйғур тили истемалида “һөҗҗәт, испат, тилхәт, тохтам яки пүтүм” дегән мәнилирини билдүриду. “турпан вәсиқилири” әмәлийәттә уйғурларниң қәдимки замандики қануний һөҗҗәтлирини көрситиду. Хитайлар ишлигән “шинҗаң һәққидә тарихий баян”, “шинҗаң һәққидә тарихий хатириләр” қатарлиқ нурғунлиған һөҗҗәтлик филимләрдә турпан районидин тепилған “турпан вәсиқилири” дәп аталған язма ядикарлиқлар һәққидә пут тирәп туралмайдиған бир қисим баянлар ойдуруп чиқилған.

Хитай ишләп тарқатқан бу һәқтики тәшвиқат филимлиридә, “турпан вәсиқилири” ниң ичидә хитай тилидики һөҗҗәтләрниң 2700 парчидин артуқ болуп, турпан йиғмилириниң ичидә әң асасий орунда туридиғанлиқи; әйни вақиттики қочо елиниң мәмурий башқуруш системисиниң бәәйни таң сулалисиниң мәмурий башқуруш вә идарә системисиға охшайдиғанлиқи; қуҗу идиқут дөлитиниң хитайниң оттура түзләңлик районидин зираәт өстүрүш вә деһқанчилиқниң башқа түрлүк игилик шәкиллирини өгинип тәрәққий қилдурғанлиқи баян қилинған. Хитай тор бәтлиридики язмиларда йәнә идиқут уйғур дөлитиниң хитайниң бир туташ башқурушидики район икәнлики, шуңа “турпан вәсиқилири” дин оттура түзләңлик хитай маарипиниң идиқут уйғур ханлиқидики йетәкчи орунда турған маарип икәнликидәк сәпсәтиләрму кәң орун алған.

Мәлум болғинидәк, идиқут уйғурлириниң мәдәнийәт, сәнәт вә иқтисад җәһәттә қолға кәлтүргән мувәппәқийәтлири явропа илим саһәсидикиләр тәрипидин хели бурунла илмий әсәрләр арқилиқ оттуриға қоюлған иди. Болупму миладийә 9-әсирдә идиқут уйғур ханлиқи қурулғандин кейин, уйғурларниң әслидә бар болған әнәнивий мәдәнйийити асасида турпан ойманлиқи вә тарим бойлирида өзигә хас болған, көп қатламлиқ уйғур мәдәнийити җуш уруп раваҗланған иди.

“турпан вәсиқилири” һәққидә явропадики уйғуршунас алимлар хели бурунла тәтқиқатини башлиған иди. Улар идиқут уйғур ханлиқиға аит бу һөҗҗәтләрдин парлақ шәһәр мәдәнийити яратқан идиқут уйғурлириниң қурғақ районға хас деһқанчилиқ игиликини тәрәққий қилдурғанлиқи; кевәз өстүрүшниң идиқут ханлиқидики интайин муһим игилик түри икәнлики; идиқут уйғурлириниң үзүм өстүрүшкә маһир, сода ишлирида ғайәт зор иқтисадий үнүм яратқанлиқидәк мувәппәқийәтлирини илмий пакитлар арқилиқ көрсәткән иди.

Тарихий пакитлар бизгә шуни көрситип беридуки, уйғурлар әйни вақитта хитай тарихчилири ейтқинидәк, зираәт өстүрүшни хитайниң оттура түзләңлик районидин өгәнгән болмастин, бәлки өз җуғрапийәсигә вә қурғақ район муһитиға хас зираәтләрни өз тәҗрибиси арқилиқ йетиштургән иди. Бедә, үзүм, кевәз, зиғир, күнҗүт, анар, сәвзә, паләк, тавуз вә зараңза қатарлиқ зираәтләр вә мевиләр уйғурлар яшаватқан мәркизий асия райониға хас болған мәһсулатлар болуп, уларниң әйни вақитта хитай “ғәрбий дияр” дәп атиған уйғурлар районидин хитай оттура түзләңликигә тарқалғанлиқи һәққидә пакитлар мәвҗуттур.

Хитай тәшвиқатлиридики “идиқут уйғур ханлиқи дәвридә хитай тили вә йезиқи асасий орунда туратти” дегән сәпсәтигә кәлсәк, қараханилар дәвридики даңлиқ тилшунас мәһмуд кашиғәри өзиниң дунявий әсири “түркий тиллар дивани” нида идиқут уйғурлириниң чинлиқларниңкигә охшап кетидиған йезиқиниң барлиқини тилға алған. Алимлар идиқут уйғурлириниң бу йезиқни худдий һазирқи япон тили билән кориян тилиға охшаш өз тилини ипадиләш үчүн ислаһ қилип қолланғанлиқини илгири сүриду. Тарихчи вә археолог қурбан вәли әпәндиму хитай тарихий мәнбәлири вә башқа мәнбәләргә асасән, буниң йезиқи хитайчә, әмма оқулуши хурчә, йәни соғдичә икәнликини, “қочо йезиқи” дәп атиған бу йезиқниң әйни вақитта турпан ойманлиқида яшиған идиқут уйғурлириниң бу хил йезиқни қолланғанлиқини тәкитлигән. Герман екиспедитсийәчиси алберт фон лекок қатарлиқлар 20-әсирниң башлирида турпандин елип кәткән вәсиқиләр һазир берлинда сақланмақта. Бу һәқтә узун мәзгил тәтқиқат елип барған алберт фон лекок, турпандин йиғивелинған қоҗу дәвригә аит йөгәлмә вәсиқиләрниң бир йүзигә хитайчә йезиқ, йәнә бир йүзигә уйғурчә йезиқ чүшүрүлгәнликини, хитайчә хәтләрниң әмәлийәттә уйғурчә аһаң билән оқулидиғанлиқини баян қилған.

Тарихий материялларға қариғанда, әйни чағларда турпан ойманлиқида бирла вақитта он нәччә хил йезиқниң қоллинилғанлиқи мәлум. Идиқут уйғурлири соғди йезиқи асасида тәрәққий қилған қәдимки уйғур йезиқи бу райондики әң асаслиқ йезиққа айлинип, көплигән язма вәсиқиләр бу йезиқта қалдурулған. Қәдимки уйғур йезиқидин башқа турпан ойманлиқида йәнә түрк-роник йезиқи, мани йезиқи, бирахми йезиқи қатарлиқ көп хил йезиқларму ишлитилгән.

Идиқут уйғур ханлиқи дәвридә уйғурларниң мунтизим маарип системиси шәкилләнгәнлики вә җуш уруп раваҗланғанлиқи мәлум. Идиқут уйғур ханлиқи дәвридә уйғур билим адәмлири дунявий даңлиқ әсәрләрни уйғур тилиға тәрҗимә қилип тонуштурған. Турпан ойманлиқидин қезивелинған “изуп мәсәллири” вә “инҗил” ниң қәдимки уйғур тилидики парчилири шуниң җүмлисидиндур. Идиқут ханлиқи дәвридики турпан ойманлиқида түрлүк диний етиқадларниң бирликтә мәвҗут болуп турғанлиқи вә бир-бири билән достанә мунасивәт орнатқанлиқи; кимниң һәрқандақ бир динға етиқад қилишидин қәтийнәзәр, билимлик вә адил болсила һәммә кишиниң һөрмитигә сазавәр болидиғанлиқи мәлум. Идиқут дәвридики уйғур мәдәнийитини тәтқиқ қилған алимларниң илгири сүрүшичә, идиқутта һәтта “билгә кеңиши” тәсис қилинған болуп, уйғур тили билән сансикритчә, хитайчә, тохарчә вә соғдичә тилларниң қош тиллиқ изаһлиқ луғәтлири түзүлгән икән.

Идиқут дәврдә мәдәнийәт-маарип ишлири қоюқ будда мәдәнийити  түсидә раваҗланған болуп, ибадәтханилар тәлим-тәрбийә мәркизигә айланған икән. Идиқут уйғурлиридин шу сәврләрдә сиңқу сәли тутуңға охшаш даңлиқ тәрҗиманлар йетишип чиққан, “алтун яруғ” қатарлиқ мәшһур әсәрләр йоқури пасаһәт билән уйғур тилиған тәрҗимә қилинған.

Хитай мәтбуатлирида көрситилгинидәк, әйни вақиттики идиқут уйғурлири мәдәнийәт вә яшаш усули җәһәттин хитай оттура түзләңликигә әмәс, бәлки өз тупрақлириниң җуғрапийәлик әвзәлликигә асасән һинди, иран вә юнан қатарлиқ дунядики илғар мәдәнийәтләрдин тәңла бәһр алған иди. Тарихий мәнбәләр вә язма вәсиқиләргә қариғанда, һәтта идиқут ханлиқиға көчүп кәлгән хитайларму уйғурчә кийинидиған, уйғурчә чач қойидиған, турмуш усулида уйғурларниң қаидә-йосунлирини қоллинидиған, шуниңдәк пәрзәнтлирини уйғур тилида оқутидиған болғанлиқи мәлум.

Мәшһур германийәлик түрколог аннемарийә фон габаин, археолог вә екиспедитсийәчи алберт фон лекок вә турпанда көп қетим тәкшүрүштә болған герман екиспедитсийәчилиридин алберт грүнведел қатарлиқ кишиләрниң кейинки һаятида йезип қалдурған мол мәзмунлуқ китаблирида идиқут ханлиқи дәвридә мәйданға кәлгән көп қатламлиқ уйғур мәдәнийити вә униң бибаһа қалдуқлири дәлил-пакитлири билән йорутулған.

Хитай тарихчлириниң йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң қоллиши арқисида уйғурларниң тарихта яратқан мол мәдәнийәт мувәппәқийәтлирини йоққа чиқиришқа урунуши, уйғур районида мәйданға кәлгән һәрқандақ бир мәдәнийәт һадисисини хитай оттура түзләңликигә бағлашқа тиришиши, һәтта археологийәлик вә башқа тарихий тепилмиларни хитайниң мәнпәәтигә бағлап шәрһийләшкә өтүши, ши җинпиң башчилиқидики хитай һөкүмитиниң уйғурларни нишан қилған “ирқий қирғинчилиқ” вә униң йәнә бир тәрипи болған “мәдәнийәт қирғинчилиқи” дин башқа нәрсә әмәс. 

Хитай даирилири нөвәттә уйғурларниң бу земинниң һәқдар игилири икәнликидәк һәқиқәтни йепиш үчүн, ялған тарих яритиш, мәдәнийәт ядикарлиқлириниң әсли алаһидиликини өзгәртип шәрһийләш, униң уйғурларға аит қисмини чиқириветиш яки униңға хитай һөкүмранлиқини гәвдиләндүридиған қисимларни зорлап қошуш, бу земиндики барлиқ тарихий вә археологийәлик изларни хитайниң сиясий ейтими бойичә сәһнигә елип чиқиштәк шәрмәндиләрчә урунушларни елип бармақта. Һалбуки, дуня мәдәнийитигә өчмәс төһпиләрни қошуп кәлгән уйғур хәлқи тарихниң һаман бир күни барлиқ сахтилиқларни сүпүрүп ташлайдиғанлиқиға; дуня җамаитиниң, болупму илим саһәсиниң полаттәк пакитлар арқилиқ хитайниң сиясий тәшвиқатлири вә сәпсәтәлирини чаң-тозанға айландуриветидиғанлиқиға шәксиз ишиниду!

Уйғур хәлқи йәнә миңларчә йиллар қум астида көмүлүп ятқан “турпан вәсиқилири” ниң һаман бир күни тилға кирип, тарихниң әсли қияпитини әйнән ашкара қилидиғанлиқиға, өзигә сүртүлгән барлиқ сахта пәрдазларни йиртип ташлап, һәқиқәтни җәвлан қилдуридиғанға ишиниду!

***

Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.