Рус аптори: хитайларниң шәрқий түркистан үчүн күрәш тарихи икки миң йилдин артуқ
2013.11.04

Русийә мәтбуатлирида “28-өктәбир тйәнәнмен вәқәси” вә уйғурлар һәққидики анализлар давамлашмақта.
28-Өктәбир күни бейҗиң шәһиридики тйәнәнмен қовуқиниң ришаткисиға аптомобил соқулуштин келип чиққан мәзкур вәқә вә уйғурлар һәққидики учурлар хәлқара мәтбуатлар, җүмлидин рус мәтбуатлириниң давамлиқ қизиқ темиси болуп кәлмәктә.
Рус мәтбуатлири 28-өктәбир вәқәси һәмдә уйғурлар мәсилиси һәққидә өзигә хас усул вә чүшәнчиләр асасидики анализларни елан қилмақта.
Рус мәтбуатлири хитай һөкүмитиниң бу вәқәниң характеригә тутқан позитсийиси вә вәқәгә мунасивәтлик елип барған барлиқ паалийәтлири һәққидә изчил түрдә учур берип турди. 28-Өктәбир тйәнәнмен вәқәсигә мунасивәтлик хәвәрләр вә анализларни елан қилишқа русийәниң асаслиқ аммиви ахбарат васитилири вә интернет торлири қатнашқан болуп, рус мәтбуатлирида елан қилинған хәвәрләрниң мутләқ көп қисми хитай агентлиқлири, ғәрб мәтбуатлири вә хитай һөкүмитиниң рәсмий билдүрүшлиридин кәлгән.
Рус мәтбуатлирида елан қилинған учурларниң мутләқ көп қисмида хитай һөкүмитиниң 28-өктәбир вәқәсини “шәрқий түркистан ислам һәрикити дәп аталған тәшкилат садир қилған” дегән баһаси асасий нуқта қилинип, мәзкур вәқәни “исламчилар”, “террорчилар”, яки “уйғур бөлгүнчилири” қилди дегән пикир илгири сүрүлгән. Әмма, рус мәтбуатлириниң хели көп қисми обйектип учур тарқитишқа тиришип, бир тәрәптин хитайниң бу вәқә һәққидики мәйданини оттуриға қойса, йәнә бир тәрәптин дуня уйғур қурултийи вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадирниң сөзлирини нәқил елип, уйғурларниң мәйданини ипадиләшкиму тиришқан шуниңдәк йәнә хитайниң уйғур диярида елип бериватқан хитайлаштуруш, уйғур тилини чәкләш, диний вә башқа сиясәтлиридики хаталиқлириниму көрситип өткән.
Русийәниң анализ торлиридин бири “взгляд” тори вә “газета.Ру” тори бу һәқтә изчил анализ елан қилип турған болуп, “газета.Ру” торида обзорчи максим сополовниң “чәкләнгән шәһәрдики уйғур изи” мавзулуқ анализ мақалиси елан қилинған болуп, аптор “хитай, тйәнәнмен мәйданидики партлашни мусулманлар өлкиси шинҗаңдин кәлгән исламчилар қилди дәп әйибләватиду” дәп йезиш арқилиқ хитайниң бу вәқәни кәлтүрүп чиқарғанлар һәққидики қарашлирини көрситиду. Аптор йәнә уйғур диярида болған бир қатар вәқәләр,җүмлидин бу йил 6-айда пичан, қәшқәр қатарлиқ җайларда йүзбәргән вәқәләр һәмдә 2009-йилидики үрүмчи вәқәсини әслитип өтиду.
Аптор мундақ дәйду: “шинҗаң уйғур аптоном райони хитай үчүн чатақ чиқидиған район. 21 Милйон нопуслуқ ш у а р аһалисиниң тәхминән йеримини 20-әсирниң иккинчи йеримида көчүп кәлгән хитайлар игиләйду. Йеримини мусулман диниға етиқад қилидиған түркий тиллиқ хәлқ-уйғурлар, қазақлар вә қирғизлар тәшкил қилиду. Уйғурлар хитайдики әң чоң аз санлиқ милләт. Уларниң көпинчиси өз хәлқи һоқуқ җәһәтләрдә кәмситиливатиду вә зулумға учраватиду дәп һесаблайду. Бу районда кона бөлгүнчилик әнәниси мәвҗут. Әмма бейҗиң һөкүмити өзлириниң уйғурларниң һоқуқлирини дәхли-тәрузға учритиватқанлиқини инкар қилиду, бирақ ш у а р да даим зораванлиқлар йүз берип турмақта.”
Аптор мақалисидә уйғур елидики тутқун қилишлар вә өлүмгә һөкүм қилишларниму әслитиду.
28-Өктәбир тйәнәнмен вәқәси вә уйғурлар һәққидә әң кәңрәк тохтилинған анализ мақалиси рус журналисти станислав борзиков тәрипидин елан қилинған. Аптор “хитайдики шеһитлар: шинҗаң уйғур аптономийисидин кәлгән пидаий-бөлгүнчиләр тунҗи қетим бейҗиңниң мәркизидә террорлуқ қилди” дәп аталған мәзкур мақалисидә хитай һөкүмитиниң тйәнәнмен вәқәсини террорлуқ вәқәси дәп атиғанлиқи вә шәрқий түркистан һәрикитини әйиблигәнликини көрситиш билән уйғурларниң узун йиллардин буян давамлаштуруватқан қаршилиқ һәрикәтлири, болупму хитай билән уйғурларниң көп әсирлик зиддийәт тарихини әслитип, бу қетим бейҗиңда йүз бәргән вәқәниң узақ әсирлик тарихи йилтизини көрситиду.
Рус аптори станислав борзиков уйғурлар билән хитайниң мунасивәт тарихини “икки миң йиллиқ күрәш” дәп атап, бу нуқтини мундақ чүшәндүриду:
“хитайниң шәрқий түркистан үчүн болған күришиниң тарихи икки миң йилдин артуқ, бу күрәш еғир вә қанлиқ болди һәмдә охшимиған дәриҗидә мувәппәқийәтлик елип берилди. Пәқәт 18-әсирдила җуңғар ханлиқи толуқ йоқитилип, мусулман территорийилири чиң империйиси тәрипидин туташтурулди. Бирақ, империйиниң бу земинларни контрол қилишида әқиллири йәтмәй қалди. Районда мәҗбурий вә қалаймиқан елип берилған хитайлаштуруш, ислам әқидилирини бастуруш, террорлуқ вә аммиви йосунда қәтл қилиш йәрлик мусулманларниң бир қатар қозғилаңлирини кәлтүрүп чиқарди”
Аптор тарихқа мураҗиәт қилип, 19-әсирдә йүз бәргән қозғилаңларни санап өтиду вә бу йәрдә 1877-йилиғичә йәттишәһәр дөлити мәвҗут болғанлиқини көрситиду.
Аптор йәнә бу җайда “1933-1934-йиллири шәрқий түркистан ислам җумһурийити вә 1944-1949-йиллири шәрқий түркистан инқилаби җумһурийити мәвҗут болди. Һәр иккилисила сиясий вә иқтисадий җәһәттин совет иттипақи билән алақә орнатти вә советләрниң қоллишидин пайдиланди, ақивәттә сталин бир қисим уйғур зиялийлириниң совет иттипақиға қошулуп кетиш арзусини рәт қилип, шинҗаңни мавға беривәтти” дегән йәкүнни чиқарған.
Рус аптори станислав борзиков мақалисидә йәнә уйғурларниң елип бериватқан һәрикәтлири һәмдә уларниң хитай һөкүмити тәрипидин дучар қилиниватқан түрлүк бесимлири, хитайниң уйғурларниң өрп-адәтлири, мәшрәплири, вә башқа паалийәтлирини чәкләватқанлиқи, район вәзийитигә мунасивәтлик ачқучлуқ амил ислам дәп қариғанлиқи үчүн уйғурларға қарита исламни суслаштуруш чариси қоллиниватқанлиқи қатарлиқ түрлүк мәсилиләрни баян қилиду.
Апторниң чүшинишичә, кавказийә районидики кавказлиқлар русийә һөкүмити үчүн қандақ мәсилиләрни кәлтүрүп чиқарған болса, уйғурларниңму шундақ характергә игә икәнликини пәрәз қилип, уйғурларни “хитайниң кавказлиқлири” дәп атайду.
Рус мәтбуатлиридин “газета.Ру” әң йеңи хәвәр сүпитидә 3-ноябир күни бейҗиң мәркизий милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохтиниң дөләт аманлиқ хадимлириниң һуҗумиға учраш әһвали һәққидиму учур тарқатти.