Уйғур елиға барған чәтәллик мухбирлар 28-өктәбирдики вәқәдин кейин қамалниң күчийип кәткәнликини билдүрмәктә
2013.11.06

28-Өктәбир тйәнәнмендики аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәсини бир яшанған момайни өз ичигә алған бир аилә кишилириниң пәйда қилиши хитай һөкүмити илгири сүргән террорлуқ вәқәси дегән хуласигә гуман пәйда қилиш билән биргә, уйғурларниң вәзийити һәққидә қаттиқ муназирә қозғиди.
Бир қисим чәтәл мухбирлири вәқәдин кейин уйғур елиға йетип барған болуп, улар вәқәдин кейин вәзийәтниң йәниму чиңип кәткәнликини билдүрүп, уйғурларниң мәсилилири үстидә тәпсилий мәлумат бәргән.
Тйәнәнмендики вәқәдин кейин уйғурларниң кимлики, уларниң сиясий, иҗтимаий вәзийити һәққидә нурғун мақалиләр, мулаһизиләр елан қилинмақта. Вәқәдин кейин қолға елинғанлардин йүсүп өмәрниязниң техи бу йил 6-айда чоң қанлиқ вәқә садир болған лүкчүндин икәнликини аңлиған бир қисим чәтәл мухбирлири лүкчүнгә барған иди. Лүкчүнгә йетип барған ройтерс вә фирансийә агентлиқи қатарлиқ агентлиқларниң мухбирлири вәқәдин кейин лүкчүнгә чәтәллик мухбирларниң киришиниң чәкләнгәнликини, районниң қамал астиға елинғанлиқини билдүргән иди.
Вал стрит журнилиниң мухбири брайин спигилиму турпандин бәргән хәвиридә, вәқәдин кейин лүкчүн вә униң әтрапиниң қаттиқ қамал астиға елинғанлиқини, һәммила йәрдә чарлаш елип бериватқан сақчиларни көргили болидиғанлиқини билдүргән. У лүкчүндики зиярити мәзгилидә бир қисим өзиниң исмини ашкарилашни халимиған уйғур вә туңган йәрликләрни зиярәт қилған. У кишиләр райондики җиддийликкә хитайлар билән йәрликләр арисидики миллий тәңсизликниң сәвәб болуватқанлиқини ейтқан.
Бир қисим йәрликләр мухбирға 6-айда лүкчүндә йүз бәргән вәқәдин кейин райондики қамалниң чиңип кәткәнликини, сақчиларниң көпийип кәткәнликини ейтип “бизни қаттиқ әнсиритиватқини, бу сақчилар һазир қоллирида аптоматларни көтүрүп йүридиған болди” дегән. Йәнә бир уйғур мухбирға уйғурлар учраватқан тәңсизликниң җиқлиқини, уйғурларға иш берилмәйдиғанлиқини ейтип бәргән. Мухбир лүкчүндики бир қисим йәрләрниң тәрәққий қилғандәк көрүнидиғанлиқини, бу җайларда дөләткә аит ширкәтләрниң йәр асти байлиқлири вә нефит чиқиридиғанлиқини, пичан кочилирида чәтәлниң даңлиқ маркилиқ аптомобиллириниму көргили болидиғанлиқини баян қилған, әмма у, бу орунларда ишләйдиған кишиләрниң асасән хитай миллитидин икәнликини тәкитлигән. У йәнә зиярәт җәрянида бундақ яхши хизмәт орунлириға кириш үчүн раван хитайчә сөзләш керәкликини, шуңа уйғур балилириниң хитайчә өгинишкә мәҗбурлиниватқанлиқини тилға елип өтүп, бир уйғур дадиниң сөзигә йәр бәргән. У уйғур дада мухбирға уйғур балилириниң мәктәптә хитайчә оқушиниң өзини қаттиқ иккиләндүргәнликини ейтип “бир ойлисам, хитайчә оқуса бәлким баламниң кейинки күни мәндин яхширақ болар, дәп ойлаймән. Лекин йәнә бир ойлисам, мушундақ кетивәрсә уйғур тили йәнә 40 -50 йил ичидә йоқилип кәтмәмду дәп ойлаймән” дегән.
Йәрлик кишиләрниң мухбирға ейтип беришичә, июлдики вәқәдин кейин пичан базири вә әтрапидики җайларға, мәсчитләргә дәрһал камера орнитилған. Пичанға уйғур елиниң башқа җайлиридин саяһәткә, зиярәткә кәлгәнләр қаттиқ тәкшүрүлгән. Мухбир пичанға йеқин дуңда базиридики мәсчиткә 3 кишиниң камера орнитиватқанлиқини өз көзи билән көргәнликини баян қилған. Мухбирниң ейтишичә, өзи зиярәт қилған уйғурлар һәммиси, сөзлисә һөкүмәтниң өч елишидин қорқидиғанлиқини, 6-айда йүз бәргән вәқәдин кейин һәрқандақ наразилиқ гәп қилишниң техиму мумкин болмайдиған бопкәткәнликини ейтип бәргән.
Йеқинда йәнә, дипломат журнилида “уйғурлар зади ким” мавзулуқ бир мақалә елан қилинған болуп, мәзкур мақалиниң аптори җ т куйгелий өзиниң уйғур елида илгири қилған зиярити асасида уйғурлар учраватқан мәсилиләрни йорутуп бәргән. Америкиниң филидафийә штатлиқ университетидики әйдиз тәтқиқати оқуғучиси болуш җәрянида өзиниң хитайниң шинҗаң районида уйғур дәп бир йәрлик хәлқ барлиқини билгәнликини вә уйғурлар үстидики тәтқиқатлири нәтиҗисидә өзиниң уйғурларниң чәтәлдики рәһбири, нобел тинчлиқ мукапати намзати рабийә қадир ханим билән тонушқанлиқини вә бу арқилиқ уйғурларниң мәсилилири билән дәсләпки қәдәмдә тонушқанлиқини баян қилған.
Кейин у әйдиз тәтқиқат темиси бойичә хитайға җүмлидин һәм уйғур елиға бериш пурситигә еришкән болуп, униң уйғурлар һәққидә чоңқур тонушқа еришишигә шу зиярәт сәвәб болған.
У мақалисидә, уйғурлар мусулман болғанлиқи үчүнла, хитай һөкүмитиниң 11-сентәбир вәқәсини сүйистимал қилип туруп, уйғурларни бастурғанлиқини, уйғурларниң авазини дуняниң пәқәт 2009-йили үрүмчи вәқәси болғандила андин билгәнликини, әмма бундақ бастурушниң вәқәдин илгириму вә кейинму давамлиқ йүз берип туридиғанлиқини баян қилған. У уйғурларниң паспорт алалмайдиғанлиқини, өзигә тәрҗиманлиқ қилған бир уйғур қизниң университеттики дадисиниң бөлгүнчиләргә ярдәм қилған, дегән бәтнам билән түрмидә йетип чиққанлиқини, шуниңдин кейин пүтүн аилә әзалириниң чәткә чиқиштин тосуп қоюлғанлиқини язған.
У өзиниң уйғур елидики зиярити җәрянида наһайити яхши күтүвелинғанлиқини, уйғурларниң өзиниң һалидин наһайити яхши хәвәр алғанлиқини баян қилип “мән шу чағда хитай һөкүмити шунчә тәһдит һес қиливатқан мусулманлар мушу хәлқмиду дәп ойлап қалдим” дегән.
У америкиға қайтип кәлгәндин кейинки һессиятини баян қилип “мән филидафийәгә қайтип кәлгәндин кейин, уйғур елиға қилған қисқиғинә зияритимниң мәндә қанчилик чоңқур тәсир қалдурғанлиқини һес қилдим. У чағда филидафийәдики җинайәт нисбити америкидики башқа һәммә штатлардин юқири иди. Мән өзүмни уйғурлар арисида, күндә 5 вақ мәсчиткә берип намаз оқуйдиған уйғурлар арисида интайин бихәтәр һес қилғанлиқимни тонуп йәттим. Бу маңа охшаш 11-сентәбир вәқәсидин кейинки дәврдә америкида мусулманлардин қорқуп чоң болған бир әвлад үчүн толиму бир чоңқур тонуш иди” дәп баян қилған.
У хитай һөкүмитиниң авази болған йәр шари вақти гезитиниң тйәнәнмендики 28-өктәбир вәқәсидин кейин елан қилған хәвиридә “уйғурлар бу вәқәниң әң чоң зиян тартқучилири болуп қалиду” дәп язғанлиқини, бу сөзниң өзини толиму әнсиритиватқанлиқини баян қилип “һазирқи бир дуняда пүткүл бир милләткә террорлуқ қалпиқи кийдүрүп, улар үстидин қирғинчилиқ елип бериш, қобул қилғили болмайдиған бир әһвал” дәп әскәрткән.