Хитай һөкүмитиниң тйәнҗиндики партлашқа тутқун позитсийиси наразилиқ қозғиди
2015.08.17
Хитайниң һөкүмәт таратқулири 17-авғуст күни, тйәнҗиндики партлашта өлгәнләрниң 114 кишигә йәткәнликини хитай баш министири ли кечияңниң вәқә йүз бәргән нәқ мәйданға берип, партлашта мәсулийити бар кишиләрниң қаттиқ җазалинидиғанлиқини билдүргәнлики һәққидә хәвәр бәрди. Әмма хәлқара мәтбуат хәвәрлиридә хитай даирилири вәқәниң һәқиқитини авамға ашкарилимиғанлиқи үчүн, вәқә һәққидә охшимиған хәвәр-учурларниң тарқиливатқини вә бир қисим тйәнҗин пуқралириниң һөкүмәттин партлашниң җавабкарлирини вә партлаштин кейинки зәһәрлик газ қатарлиқ мәсилиләр һәққидә җаваб беришни тәләп қилип, наразилиқ билдүрүватқанлиқи һәққидә хәвәрләр берилмәктә. Диққитиңлар мухбиримиз меһрибанниң программисида болсун.
Хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридә 17-авғуст дүшәнбә күни әтигән саәт 9 ғичә болған статистикиға асасланғанда, тйәнҗин портидики партлашта өлгәнләр сани 114 болуп, уларниң 85 нәпириниң от өчүрүш хадими икәнлики, дохтурханида давалиниватқан 698 адәмниң ичидә 40 нәпириниң ярисиниң еғир икәнлики, портта ишләйдиған 7000 ға йеқин ишчиниң охшимиған дәриҗидә зиянға учриғанлиқи тилға елинған.
17-Авғуст күни тйәнҗин шәһириниң бихәтәр ишләпчиқиришқа мәсул муавин шәһәр башлиқи хе шусән мухбирларға баянат берип, тйәнҗин портидики партлашта 114 кишиниң өлгәнликини, 70 кишиниң дерәксиз йоқалғанлиқини, 698 яридарниң дохтурханида қутқузулуватқанлиқини билдүрди. Сөзидә партлаштин кейин порттики зәһәрлик химийиви буюмларниң 17 авғуст кечигичә бир тәрәп қилинидиғанлиқини, партлаш районидики зәһәрлик химийиви газ натрий сяндт қатарлиқ химийиви маддиларниң қоюқлуқ дәриҗиси дөләт бәлгилигән өлчәмдин төвәнликини билдүргән. Әмма хитайниң пән-техника гезити 15-авғусттики хәвиридә тйәнҗин портида ядро қораллириға ишлитилидиған, експорт үчүн һазирланған 700 тонна натрий сянд барлиқини хәвәр қилған иди.
16-17 Авғуст күнлири баянат бериливатқан мейхуа меһманханисиниң сиртида порттики партлашта өлгән вә ғайиб болғучиларниң уруқ-туғқанлири вә порт әтрапидики олтурақ районидики аһалиләр топлинип,наразилиқ билдүргән. Улар һөкүмәт даирилиридин партлашта ғайиб болған уруқ-туғқанлириниң из-дерикини беришни, партлашниң сәвәбини вә җавабкарни ашкарилашни, партлашта вәйран болған туралғуси үчүн башқа җайдин өй бериш қатарлиқ тәләплирини оттуриға қойған.
Радиомиз хитай бөлүми игилигән әһваллардин тйәнҗин портидики партлаш һәққидә баянат бериливатқан мейхуа меһманханисиниң сиртида наразилиқ намайиши қиливатқан пуқралар 200 дин ашидиғанлиқи мәлум болди. Меһманхана сиртида наразилиқ намайиши қиливатқан пуқралар радиомиз хитай бөлүминиң зияритини қобул қилип, һөкүмәт даирилириниң 5 күнгичә порттики партлаш вәқәси вә йитип кәткән уруқ-туғқанлири һәққидә уларға ениқ җаваб бәрмәслики пуқраларниң наразилиқини қозғиғанлиқини билдүрди.
Партлашта ғайиб болған тйәнҗин порти сақчи идариси от өчүрүш әтрити әзалиридин яң вейгониң дадиси яң җе оғлиниң из-дерикини елиш үчүн 5 күндин буян хәвәр күтүватқанлиқини әмма даириләрниң уларға ениқ җаваб бәрмәйватқанлиқини билдүрди.
Партлашта ғайиб болған порттики йүк тошуғучи ишчи җу шиңчаңниң сиңлиси зияритимизни қобул қилип, өзлириниң тепилған өлүкләр вә дохтурханидики яридарлар арисидин акисини тапалмиғанлиқини, бу йәрдә наразилиқ намайиши қиливатқан кишиләрниң зор көпчиликиниң өзигә охшаш уруқ-туғқанлириниң из дерикини қилип кәлгәнләр вә порт әтрапидики олтурақ районида олтурушлуқ аһалиләр икәнликини билдүрди.
Хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридин мәлум болушичә,порт райониниң җаң фамилилик муавин партком секретари мухбирларға баянат берип партлашта өйлири вәйран болған аһалиләргә вақитлиқ туралғу тепип берилидиғанлиқи вә уларға өй иҗарә ярдәм пули берилидиғанлиқини билдүргән. Әмма һөкүмәт даирилириниң партлаш районидики аһалиләрни орунлаштуруштики тәдбирлири,партлашта өйлири вәйран болған өй игилириниң наразилиқини қозғиған.
Порт йенидики аһалиләр районида олтурушлуқ ваң әпәнди 17-авғуст дүшәнбә күни радиомиз зияритини қобул қилип, өзи порт әтрапидин сетивалған икки йүрүш өйниң партлашта пүтүнләй вәйран болғанлиқини, бүгүн бу йәрдә наразилиқ намайиши елип бериватқан бир қисим пуқраларниң өзигә охшаш туралғу макани вәйран болған аһалиләр болғини үчүн, өзлириниң бу җайда топлинип һөкүмәттин тйәнҗин шәһириниң башқа җайлиридики олтурақ районлардин уларға йеңи өй елип беришни тәләп қиливатқанлиқини билдүрди.
Хәлқара мәтбуатлар хәвәрлиридин мәлум болушичә, хитай даирилири тйәнҗин портидики партлаштин кейин вәқә һәққидә “ялған учур тарқатқан” дегән баһанидә бирқисим тор бекәтлирини тақиған, партлаш вәқәси һәққидә учур йоллиған бир қисим тордашлар тутқун қилинған.
17-Авғуст радиомиз зияритини қобул қилған бейҗиңлиқ тордаш шияң ли бу һәқтә тохтилип, “һөкүмәт даирилири вәқәниң йүз бериш сәвәби, партлашта өлгүчиләр вә яридарлар сани, партлаштин кейинки муһит булғиниши қатарлиқ мәсилиләр һәққидә һазирғичә хәлқ қайил болғудәк җаваб бәрмиди. Түнүгүн баш министир ли кечияңму өсәк сөзләрниң тарқилишиға һөкүмәт хизмитиниң авамға ашкарилиқ дәриҗисиниң төвәнлики кәлтүрүп чиқарғанлиқини тилға алди. Бундақ әһвалда әлвәттә һәр хил хәвәрләр тарқилиши муқәррәр. Һазирқи мәсилә һөкүмәтниң вәқә һәққидә ялған учур тарқатти дәп тор бекәтлирини тақап, тордашларни тутқун қилиш әмәс бәлки вәқәниң һәқиқитини ашкарилаш,” деди.