Тйәнҗиндики партлаш қозғиған бәс-муназириләр

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2015.08.17
tyenjin-partlash-3.jpg Тйәнҗиндики партлаш һадисисидин көрүнүш. 2015-Йили 12-авғуст.
AFP

Тйәнҗиндики партлаш хитай ичи-сиртида учурниң қамал қилиниши, һәқиқәтниң йошурулуши, һөкүмәтниң мәсулийәтсизлики қатарлиқ җәһәтләрдә күчлүк бәс-муназириләр қозғимақта.

Хитай һөкүмити 16-авғуст өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, тйәнҗиндики партлашта өлгүчиләр саниниң 112 кишигә йәткәнликини билдүрди. Хәлқ гезити 17-авғусттики хәвиридә болса, өлгүчиләр санини 114 киши, ғайибларни 70 киши дәп елан қилди. Бирақ бәзи таратқулар тйәнҗиндики хитай қораллиқ сақчи қисминиң мәлуматини асас қилип, өлгүчиләр саниниң 1400 дин артуқ икәнликини илгири сүрди.

Хитай һөкүмити һәр күни бир қетим ахбарат елан қилиш йиғини ечиватиду, гәрчә тйәнҗиндики партлашта зәһәрлик химийиви маддилар вә радиатсийилик маддиларниң барлиқи тоғрисида мәлумат бәрмигән болсиму, хитайниң пән-техника гезити 15-авғусттики хәвиридә ядро қораллириға ишлитилидиған, експорт үчүн һазирланған 700 тонна натрий сянд барлиқини ашкарилап қойди. Буниң билән, тйәнҗиндики партлашқа даир бәс-муназириләр техиму әвҗи алди.

Муназириләрдә, хитайдики тор бәтлиридә учурниң қамал қилиниши, елан қилинған синалғу, үналғу вә фото сүрәтләрниң өчүрүп ташланғанлиқи, хитай һөкүмитиниң өлгүчи вә яриланғучиларниң һәқиқий санини йошуруши, партлашниң натрий сяндқа охшаш зәһәрлик маддиларни өз ичигә алғанлиқини ашкарилимаслиқи, от өчүрүш әтритини һесабқа алмиғанда, таки 15-авғустқичә апәт районида җиддий қутқузуш ишлириниң башланмиғанлиқи, ақирип кәткән җәсәтләрниң йәнә қандақтур зәһәрлик маддилар билән мунасивәтлик икәнлики қатарлиқ кәң мәзмунлар тема қилинған.

“франкфурт мәҗмуә гезити” 15-авғусттики хәвиридә, бу қетимқи партлашниң мәсулийитини хитай һөкүмитигә артти. Уларниң дейишичә, бири, бу хилдики партлашлар чәтәлләрдиму йүз бериши мумкин, әмма өлүм-йетим бу қәдәр еғир болмайду. Чүнки, чәтәлликләр һеч болмиғанда зәһәрлик химийиви маддиларни аилиләр олтурақ районида сақлимайду. Иккинчиси, зиянни йошуруш, хәвәрни қамал қилиш тоғра йол әмәс. Бу хәвәр тунҗи қетим иҗтимаий таратқуларда елан қилинди, хитайниң рәсмий ахбарат қаналлири пәқәтла шинхуа агентлиқиниң хәвирини асас қилиш буйруқини чүшүрүп пикирдә бирликкә келип болғучә, хәвәр дуня мәтбуатлиридин орун елип болди. Арқидинла иҗтимаий таратқулардики хәвәрләр өчүрүп ташланди вә һөкүмәт қаналлирида әмәлийәткә уйғун болмиған хәвәрләр елан қилинди. Буниңға һечким ишәнмиди.

“германийә долқунлири”ниң 15-16-авғусттики хәвәрлиридә, партлаш райониниң әтрапидики муһит вә суниң булғунушиға даир ишларда һөкүмәт тәрәпниң һазирға қәдәр ениқ тәкшүрүш нәтиҗисини елан қилип, хәлқни әминликкә ериштүрәлмигәнлики, из-дерәксиз ғайиб болғанларниң аилә-тәвабиатлири вә өй-маканлиридин айрилған миңларчә кишиниң әндишисини түгүтүшкә сәл қараватқанлиқи, хитай мәркизидин таки 16-авғустқичә нә рәис, нә министирниң кәлмигәнлики, или кечаңниң 16-авғуст нәқ мәйданни зиярәт қилған болсиму, зиянға учриғанларниң келәчики үчүн дөләт мәсул болидиған бирәр йолйоруқни көрситәлмигәнлики, партлашниң сәвәби тоғрисида һала һазирғичә һеч гәп йоқлуқи оттуриға қоюлди. Хитайниң һәқиқәтни йошурушидики сәвәб һәққидә тохталған д у қ ниң явропа парламентидики вәкили әнвәрҗан әпәнди, сабиқ советлар иттипақи дәвридиму охшаш һадисиниң йүз бәргәнликини тилға алди.

“бошүн” ториниң 15- 16- 17-авғусттики хәвәрлири вә муназирилиридә техиму башқичә пикирләр оттуриға қоюлди. Бәзиләр, ғайиб болғанлар 70 киши, 700 киши дохтурханида десә, йәнә бәзиләр, бу санлиқ мәлуматларниң һәммиси хитай ичидики таратқуларда тилға елинған ениқсиз мәлуматлар, партлаш дәриҗиси һәм әтрап муһитниң вәйран қилиниш әһвалини көздә тутқанда һәмдә 700 тонна натрий сяндттин башқа нурғунлиған химийиви маддиларниң тәң партлиғанлиқини нәзәргә алғанда, зиян һазир тилға елинғандин нәччә баравәр еғир бөлиши мумкин дейишкән.

Бәзиләр бу қетимқи партлашни ши җинпиңға берилгән тунҗи сигнал, дәп атиған. Уларниң қаришичә, ши җинпиң чирикликкә қарши туримән дәп, өзи яқтурмиған нурғунлиған сиясий, һәрбий әрбабларни қолға алди яки нәзәрбәнд қилди, илгирики дөләт башлиқлири тәрипидин қанат астиға елинған йәнә нурғунлиған байларниң чишиға тәгди. Бу қетимқи партлаш бир қетимлиқ өч елиш һәрикити шундақла ши җинпиң үчүн тунҗи тәһдит. Дәп йезилған

Бу хил қарашни оттуриға қойғучилар, мәйли бүгүнки хитай һакимийәт бешидикиләр болсун яки илгирикилири болсун, һәммисиниңла горуһлишип җинайәт садир қиливатқан қара күчләр икәнлики, бу қара күчләргә қарши җәмийәттиму түрлүк қарагоруһларниң барлиқи, болупму ши җинпиңниң зәрбә нишаниға айланған кона һоқуқдарлар һәм байларниң бундин кейин ши һөкүмитини еғир зәрбиләргә учритидиғанлиқини илгири сүргән.

Йәнә бәзиләр партлаш мәркизидики ақирип кәткән җәсәтләрни мисал елип, партлаш мәркизи температурисиниң дәсләптә 400-1000 градусқа қәдәр арилиқта болғанлиқини, адәттә 80 градуслуқ температурида адәм бәдининиң еришкә башлайдиғанлиқи, нурғунлиған кишиниң вә от өчүрүш хадимлириниң җәситиниң һазирға қәдәр тепилмаслиқидики сәвәб, юқири температуриниң уларни күлгә айландурувәткән бөлиши мумкинликини, нәччә километир даиридики метал боюмларниңму көйүп кәткәнликини, демәкки, бу йәрдә партлиған буюмлар ичидә химийиви маддилардин сирт, ядро қораллири хам әшясиниңму барлиқини илгири сүргән.

Һәммидинму көпрәк муназирә темиси болуватқанлиқини, партлиған зәһәрлик маддиларниң тәсири мәсилиси болмақта. Бәзиләр тйәнҗиндә йәнә 300 йилғичә гияһ үнмәслики мумкин дейишсә, йәнә бәзиләр, 100 йилғичә бу даиридә адәм яшаш мумкин әмәс, дейишмәктә. Бу қарашларниң қанчиликиниң растлиқи мәлум әмәс. Әмма һөкүмәт таратқулирида һавада һазир зәһәрлик тәркипләр йоқлуқи илгири сүрүлгән болсиму, тупрақ вә суниң зәһәрлиниш дәриҗиси һәққидә ениқ мәлумат берилмиди. Өй-маканлиридин айрилған хитай хәлқи йәнила әндишә ичидә. Партлаш гәрчә 12-авғуст йүз бәргән болсиму, һазирға қәдәр туюқсиз пәйда болуватқан кичик типтики қалдуқ партлаш яки янғинларниң айиғи үзүлмигән. Ис-түтәк техи толуқ түгимигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.