“үч хил күч” намиға йошурулған мустәмликичилик
2025.02.06

(Ғулҗа қәтлиаминиң 28-йилиға беғишлап)
Буниңдин 28 йил аввалқи 5-феврал күни уйғур елиниң ғулҗа шәһиридә хитай мустәмликичилириниң уйғурларға қаратқан чоң көләмлик қанлиқ қирғинчилиқи йүз бәрди. Уйғурлар мәдәнийәт вә диний әркинлик һәқлирини, шундақла қанунсиз бастурушларни ахирлаштурушни тәләп қилип тинч шәкилдә елип барған бу намайиш ақивәттә, хитай һөкүмити тәрипидин қанлиқ бастурулған. Мәзкур вәқәниң тәпсилати һәққидә китаб язған гүлшән абдуқадир ханимниң ейтишичә, мәзкур намайиш әйни чағда 200 дин артуқ уйғур яш билән башлинип, намайишчилар қошуни давамлиқ зорийип, сани 1000 дин ешип кәткән. Бу яшлар 90-йилларда ғулҗа яшлири арисида әвҗ алған зәһәрлик чекимлик вә әйдизгә қарши туруш үчүн хәлқ арисида өзлүкидин тәшкиллинип қурулған “мәшрәп” гуруппилириниң әзалири болуп, шу йиллири уйғур елидә әвҗ алған хироин қатарлиқ зәһәрлик чекимликләрниң уйғур яшлирини вәйран қилишини тосушта муһим рол ойниған. Намайиш бастурулғандин кейин, ғулҗадики пүткүл мәшрәп гуруппилириниң әзалири түркүмләп тутқун қилинған. Таки икки һәптигичә ғулҗада һәрбий һаләт йүргүзүлгән болуп, тутқун қилиш тохтимиған. Тутқун қилинғанларниң көп қисми түрмигә қамилиш, қийин-қистаққа елиниш, етип өлтүрүлүш қатарлиқ ечинишлиқ қисмәтләргә дучар болған.
Гәрчә, “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” билән “4-июн тйәнәнмен қирғинчилиқи” ниң йүз бериш сәвәблири охшашла һөкүмәттин адаләт, демократийә вә қанунлуқ һәқ-һоқуқни тәләп қилиш болсиму, лекин мәзкур вәқәниң маһийити хитай тәрипидин пүтүнләй пәрқлиқ шәкилдә шәрһләнгән вә вәқәгә мунасивәтлик болған кишиләрниң тәқдириму пәрқлиқ болған.
Хитай “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ни “шәрқий түркистан ислам партийәси пиланлиған террорлуқ һәрикити” дәп бекитип, намайишқа қатнашқан яки мунасивәтлик болған уйғурларни хәлқара терроризмға бағлап қарилиған вә қирғин қилған. 5-Февралдики тинч намайишни тәшкиллигүчиләрни болса нәқ мәйданда яки түрмиләрдә өлтүрүп йоқатқан. Әмма бейҗиңдики оқуғучилар һәрикитини болса, “малиманчилиқ (动乱) ” Сөзи билән тәбирлигән. Мәзкур намайиш сәвәблик өлтүрүлгәнләрдин башқа, түрмигә қамалғанларниң көпинчиси түрмиләрдин қоюп берилгән вә чәтәлләргә чиқип кетәлигән. Бу вәқәниң көп қисим рәһбәрлири һелиму чәтәлләрдә һаят турмақта. Демәк, икки вәқәниң характери асасән охшаш болсиму, лекин уйғурларға қаритилған бастуруш техиму еғир болған. Йәнә келип, вәқәниң тәпсилатиға даир учурлар “4-июн қирғинчилиқи” дәк ташқи дуняға ашкариланмиған.
Дәрвәқә, “5-феврал ғулҗа қирғинчилиқи” ниң йүз бәргинигә 28-йил болған, уйғурлар болса милләт бойичә ирқий қирғинчилиқни баштин кәчүрүватқан бүгүнки күндә, мәзкур қирғинчилиқта қирғин қилинған бигунаһ уйғурларни әстә тутуш билән тәң, хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ сияситиниң түп сәвәблиригә қайтидин қарап чиқишимизға тоғра келиду. Чүнки уйғурларниң инсанлиқ һәқлири үчүн хитай һөкүмитигә көрсәткән һәрқандақ наразилиқлири, 90-йиллардин кейин хитай тәрипидин бирдинла хәлқара террорлуқ һәрикәтлири билән бағлинип, омумйүзлүк қарилинип кәлгән.
Әслидә, уйғурлар өткән әсирниң 80-йиллирида хитайниң ичкири өлкилиридә тиҗарәтни башлиған болуп, содиға маһирлиқи, сәмимий, ақ көңүл характери вә өзгичә мәдәнийити билән хитай хәлқини таң қалдурғаниди. Лекин 90-йиллардин кейин уйғурларниң образи бирдинла “оғри”, “янчуқчи”, “зәһәр әткәсчиси”, “радикал”, “бөлгүнчи” гә өзгиришкә башлиди. Уйғурларниң образиниң хунүкләштүрүлүшигә әгишип, йәнә бир түркүм аҗайип қисмәтләр уйғурларниң бешиға арқа-арқидин кәлди. Бу дәврдә уйғур елидә уйғур балилириниң хитай өлкилиригә алдап елип кирилиши, адәм әткәсчилики, зәһәр чекиш вә сетиш билән шуғуллиниш дегәндәк тарихта көрүлүп бақмиған әһваллар еғирлап кәткәниди. Буниң нәтиҗисидә нурғун уйғур аилилири ханивәйран қилинди. Йәнә нурғунлиған уйғур яшлири әйдиз қатарлиқ юқумлуқ кесәлликләрниң асаритигә қалди. 90-Йиллар һәқиқәтән уйғурлар үчүн зор йоқитиш болған қорқунчлуқ йиллар болғаниди. Әмма хитай һөкүмити уйғур елидә йүз бериватқан бу мәсилиләрни һәл қилишқа һечқандақ үнүмлүк чарә қолланмиди. Мана мушундақ бир вәзийәттә, ғулҗани мәркәз қилған уйғур җәмийитидә “мәшрәп йиғилиши”, уйғур яшлирини уйғур миллий әхлақи вә диний етиқад пиринсиплири бойичә тәрбийәләп, қутулдурушниң үнүмлүк йолиға айлинишқа башлиди. Әмма хитай һөкүмити уйғур яшлирини қутқузушта үнүми көрүнәрлик болуватқан “уйғур мәшрәп” паалийәтлиридин қаттиқ биарам болушқа башлиди. “5-феврал қирғинчилиқи” ниң йүз бәргән вақти дәл 1996-йили мартта хитай компартийәси мәркизий комитети “үч хил күчни йоқитиш” ни нишан қилған “7-номурлуқ һөҗҗәт” ни елан қилғандин кейинки вақитқа тоғра келиду. Бу вәҗидин мәзкур қирғинчилиқни елип бериштиму хитай йәнила “үч хил күч” төһмитигә таянған. Шуниңдин етибарән, уйғурларниң хитай ичи вә сиртида “үч хил күч” қалпиқи билән қарилинип, зиянкәшликләргә учриши нормаллаштурулған. “үч хил күч” төһмити ақивәттә уйғурларниң һәқлиқ қаршилиқ һәрикәтлириниң хәлқара терроризм билән бағлинип, хәлқараниң нәзәридин йирақлаштурулушини кәлтүрүп чиқарған. Һәтта җаза лагерлириға милйонлиған уйғурлар қамилип, ирқий қирғинчилиқ хәлқараға ашкариланған 2017-йили хитай өзиниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериватқанлиқиниму, “үч хил күчкә тақабил туруш” намида ақлиған.
Дәрвәқә, 90-йиллардин буян уйғурларниң һәқ-һоқуқлириниң дәпсәндә қилинишиға қарши елип барған пүткүл қаршилиқ һәрикәтлири, мәқсәтлик һалда “үч хил күч” намида бастурулған. Қисқиси уйғурлар, хитайлар тәрипидин мәқсәтлик ойдуруп чиқирилған “үч хил күч” төһмитиниң қурбани қилинған.
Әмәлийәттә, уйғурларға “үч хил күч” төһмитиниң артилиши, хитайниң уйғур сияситидики бир чоң бурулуш дәп қарашқа болиду. Бундақ қаришимизда төвәндикидәк сәвәбләр бар. Йәни, өткән әсирниң 80-вә 90-йиллири пүткүл дуня миқясида сабиқ советлар иттипақи вә шәрқий явропадики коммунист һакимийәтләр арқа-арқидин йимирилишкә башлиғаниди. Бу һадисиләр уйғурлардиму зор ойғиниш дәврини башлиған болуп, икки қетимлиқ уйғур оқуғучилар һәрикити дәл бу дәврдә йүз бәргән. 1989-Йили мартта тибәтликләрниң қаршилиқ һәрикәтлири әвҗигә чиққан, шу йили июнда болса бейҗиңда хитай оқуғучилар һәрикити йүз бәргән. Арқа-арқидин чиқиватқан бу қаршилиқлар коммунист хитайниң һакимийитини тәвритип қоюшқа башлиғаниди. Буниңға улапла йүз бәргән “барин уйғур деһқанлири қозғилиңи” хитайни техиму еғир әндишигә патурди.
Хитай бу вақитларда тибәтликләрниң қаршилиқ һәрикәтлирини “далай лама вә ғәрбниң қутратқулуқ қилиши сәвәблик келип чиққан. Тибәт хәлқиниң қаршилиқ мәқсити әсла йоқ” дәп тәшвиқ қилишқа башлиған. Бундақ бир мәзгилдә уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлириниму охшаш шәкилдә изаһлиғанда, хәлқарада хитайдики миллий зулумларға нисбәтән асанла гуман пәйда қилип қойидиғанлиқини пәмлигән. Шуңа уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини үнүмлүк бастуруш мәсилисидә тибәттин башқичә чарә қолланмақчи болушқан. Демәк, хитай мана мушундақ сәвәбләр түпәйли 1990-йилларниң бешида уйғурларға тақабил туруштики мукәммәл бир усулни тепип чиқалмиған. Әмма 1995-йили ваң лечүәнниң уйғур аптоном райониниң партком секретарлиқиға тәйинлиниши вә арқидинла “7-номурлуқ һөҗҗәт” ниң елан қилинишидин кейин хитай һөкүмити уйғурларға қарита бурунқи ниспий кәңчил сиясәттин “қаттиқ қоллуқ билән бастуруш” сияситини рәсмий йосунда башлиған. Техиму ениқрақ ейтсақ, аталмиш “7-номурлуқ һөҗҗәт” болса хитайниң уйғурларға қаратқан сияситиниң өзгәргәнликиниң символи дейишкә болиду. Демәк, 1996-йили башланған аталмиш “шинҗаңға ярдәм” сияситиму дәл мәзкур һөҗҗәтниң тәсиридә оттуриға чиққан. Йәни, бу сиясәтму әмәлийәттә, уйғур елидики уйғурлардин болған барлиқ һөкүмәт кадирлирини вәзиписидин қалдуруп, уларниң орниға көчмән хитайларни сәпләш мәқситидә йүргүзүлгән. Чүнки аталмиш “7-номурлуқ һөҗҗәт” тә, уйғур елидики юқиридин төвәнгичә болған һәр дәриҗилик мәмурий орунларға “шинҗаң ишләпчиқириш вә қурулуш биңтүәни” дин “ишәнчлик җәңчи вә кадирларни рәһбирий қошун” сүпитидә йөткәш, биңтүән органлириға болса ичкиридин хитай ишчилирини вә партийәвилики күчлүк хитай аққунлирини көчүрүш шу вақиттики әң муһим хизмәтләр қатарида тилға елинған. Болупму “шинҗаңға ярдәм” намида кәлгән хитай аққунлирини “Биринчи қол рәһбәрлик орниға қоюш, йетәрлик һоқуқ вә күч бериш” қатарлиқ әвзәл сиясәтләр билән тәминлигән.
Хуласилигәндә, гәрчә хитай уйғурларниң барлиқ қаршилиқ һәрикәтлирини аталмиш “үч хил күч” намида қарилап, мәсилиниң маһийитини хәлқарадин изчил йошуруп келиватқан болсиму, лекин хитайниң уйғурларға қаратқан сиясити үстидә азрақлар издәнгән киши, “үч хил күч” ниң хитайда әзәлдин мәвҗут болмиған ойдурма икәнликини пәрқ етиши тәс әмәс. “үч хил күч” төһмити пәқәт уйғурларниң хитай мустәмликисигә қарши һәқлиқ қаршилиқлирини қарилаш вә бу арқилиқ хитайниң уйғур елидики һөкүмранлиқини сақлап қелиш үчүн қоллинилған бир васитә халас. 5-Феврал ғулҗа қирғинчилиқиму дәл хитайниң уйғурларға қаратқан бесим сиясәтлири, уйғурларни өз һоқуқидин пүтүнләй мәһрум қилип, җәмийәттин сиқип чиқиришиға қарши мәйданға кәлгән һәққаний қаршилиқ болуп, униң нә “үч хил күч”, нә “хәлқара террорлуқ һәрикәтлири” билән алақиси йоқ. Бәлки уйғурларниң барлиқ қаршилиқ һәрикәтлири худди 5-феврал ғулҗа қәтлиамида һаятидин айрилған қәһриман уйғурлардәкла, уларниң еришишкә тегишлик болған һөрлүк, әркинлик, инсандәк яшаш арзулири, зораванлиққа қарши туруп, өз һәқлирини һаяти бәдилигә қоғдаштәк җасарити вә миллий роһи билән алақидар болған!
[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]