Хитайниң аталмиш “үч хил күч” ни йоқитиш сиясити әмәлийәттә уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқниң дәл өзидур!

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.11.22
Уйғур аяллири хитайниң уйғурларға қарши елип барған ирқий қирғинчилиқни ашкарилашта һалқилиқ рол ойниди
Yettesu

Уйғур ирқий қирғинчилиқиниң зади немә вәҗидин йүз бәргәнлики, бериватқанлиқи вә һазирғичә давам қиливатқанлиқидики сәвәбләр һәққидә кишиләр пәрқлиқ қарашларға игә. Бәзиләр бу мәсилини уйғурларниң диний етиқади билән мунасивәтлик дәп қариса, бәзиләр уйғурларниң мустәқиллиқ арзулири билән мунасивәтлик дәп қаришиду. Йәнә бәзилири болса хитайниң чоң вә күчлүк дөләт болуш арзусини әмәлгә ашурушта уйғур елиниң муһим роли барлиқидин дәп қаришиду.

Бу қарашларниң һәммисидә мәлум асасниң барлиқини көрүвелиш мумкин, лекин юқириқи сәвәбләрниң һечбири қолида төмүрниң сунуқи болмиған бир милләтниң мустәбит бир һакимийәт тәрипидин түп йилтизидин қирип ташлинишиға сәвәб болалмайду. Ундақта, хитай немә үчүн уйғурларни түп йилтизидин йоқатмақчи болиду? бу соалға җаваб тепиш анчә қолай болмисиму, лекин хитайниң уйғурларға қаритилған аталмиш “үч хил күчни йилтизидин йоқитиш” намидики сиясәтлиридин мәлум ички сәвәбләрни көрәләймиз.

Уйғурларға қаритилған чоң тутқун әлвәттә 2017-йилила башланған әмәс. Дәрвәқә, уйғурларниң кәң көләмдә тутқун қилиниватқанлиқи, җаза лагерлири қурулуп, уйғурларниң җаза лагерлириға халиғанчә қамап қоюлуватқанлиқи, уйғурларниң өй-маканлири чеқилип, терилғу йәрлири тартивелинип, пәрзәнтлири ятақлиқ мәктәпләргә, ата-анилири “йетимхана” ларға, қой-калилири копиратипларға, ишқа ярайдиған яш оғул-қизлири болса хитай өлкилири яки хитай карханилириға қул ишчилиққа йолға селиниватқанлиқиға даир учурлар 2017-йилидин башлап ашкарилинишқа башлиди. 2019-Йилидин буян җаза лагерлири вә уйғур ирқий қирғинчилиқиға аит пакитлар арқа-арқидин оттуриға чиқти. Шуниңдин кейин бириниң кәйнидин бири ашкариланған мәхпий һөҗҗәтләр вә лагер шаһитлириниң гуваһлиқлири, иккинчи дуня урушидин кейин “қайта тәкрарланмайду” дәп вәдә берилгән ирқий қирғинчилиқниң қайта йүз бериватқанлиқи билән дуняни чөчүтти. Бу вәҗидин кишиләр бу ирқий қирғинчилиққа җиддий диққәт қилишқа башлиди. Шу вақитлардин буян “корона вируси” апити, “украина уруши” вә “оттура шәрқ уруши” қатарлиқ түрлүк дуняви җиддий мәсилиләрниң айиғи үзүлмәй йүз берип турған болсиму, лекин хәлқараниң уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқиға болған диққити аҗизлап қалғини йоқ. Бәлки бу мәсилә бүгүн, америка қатарлиқ бир қанчә дөләтниң һөкүмәт вә парламентлири тәрипидин ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилинишқа, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ комитети тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүргән болуш мумкин” чилики һәққидә доклатниң елан қилинишиға, америка, явропа қатарлиқ дөләтләрдә уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдашқа даир түрлүк қанунларниң оттуриға чиқишидәк һалға кәлди. Һәтта хитай иқтисадиниң тез сүрәттә чекиниши вә ишсизлиқниң ешишиға америка башчилиқидики ғәрб әллириниң уйғур мәҗбурий әмгики сәвәблик хитайға қойған иқтисадий җазалири сәвәб болди. Әмма ашкариланған “хитай мәхпий һөҗҗәтлири” вә лагер шаһитлириниң гуваһлиқлири һәққидә хитайниң инкаслириға қарайдиған болсақ, уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраш сәвәблиригә аит мундақ бир қанчә нуқтини байқаймиз.

Хитай күндилик гезити тор бекитигә елан қилинған “шинҗаң бир шаһмат тахтиси, җәнубий шинҗаң болса бу шаһмат тахтисиниң көзи” дегән хәвәрниң екран кәсмиси.
Хитай күндилик гезити тор бекитигә елан қилинған “шинҗаң бир шаһмат тахтиси, җәнубий шинҗаң болса бу шаһмат тахтисиниң көзи” дегән хәвәрниң екран кәсмиси.
xjjw.gov.cn/

Биринчидин, хитай өз қилмишиниң ирқий қирғинчилиқ икәнликини әсла етирап қилмиған. Һәтта бундақ бир еһтималлиққа һечқандақ имкан қалдурмаслиқ үчүн, уйғурлардин ибарәт бир милләткә қаритилған ирқий қирғинчилиқини изчил йосунда “Шинҗаңдики бөлгүнчи, террорчи вә ашқунларға қарши елип берилған һәрикәт” дәп тәшвиқ қилишта чиң турған. Шундақла бу җинайәтлирини “өз дөлитини үч хил күчниң зиянкәшликидин қоғдап қелиш үчүн елип барған һәқлиқ һәрикәт” қилип көрситишкә урунған.

Иккинчидин, аталмиш “Үч хил күчни йилтизидин йоқитиш күришиниң җәң мәйдани” ни, уйғурлар нопуси әң көп олтурақлашқан җәнубий уйғур ели қилип бекиткән. Әмма “уйғурлар йоқалса, шинҗаң хитайларға мәңгү бихәтәр болиду” дегән әсли мәқсәтни “шинҗаң бир шаһмат тахтиси, җәнубий шинҗаң болса бу шаһмат тахтисиниң көзи” дегән сөз билән пәрдазлап тәшвиқ қилған.

Уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитети вә ревизийә комитети тор бекитиниң “үч хил күч” кә қәтий зәрбә бериш һәққидики хәвириниң екран кәсмиси.
Уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш комитети вә ревизийә комитети тор бекитиниң “үч хил күч” кә қәтий зәрбә бериш һәққидики хәвириниң екран кәсмиси.
chinadaily.com.cn

Юқириқи икки нуқтидин қариғанда, аталмиш “үч хил күч” пәқәт җәнубий уйғур елигә мәркәзләшкән. Шуңа “үч хил күч” ни йоқитиш һәрикитиму җәнубий уйғур елини нишан қилип елип берилған. Әмма бу йәрдә аталмиш “үч хил күч” ниң пәқәт уйғурларни көрситидиған сиясий аталғу икәнликини, “үч хил күчни йилтизидин йоқитиш” ниңму, уйғурларни йилтизидин йоқитишни көрситидиғанлиқини билдүридиған бир һәқиқәт бар. У болсиму җәнубий уйғур елиниң 90 пирсәнттин артуқ нопусиниң уйғурлар болушидур.

Хитайниң аталмиш “үч хил күчни йилтизидин йоқитиш” сиясити, уйғурлар нопусини асас қилидиған қәшқәр, ақсу, хотән, вә қизилсу қатарлиқ вилайәт вә областларни асас қилған һалда елип берилған. Әмма шималий уйғур районлиридиму уйғурлар нопуси зич олтурақлашқан җайларда бу сиясәт охшаш шәкилдә тәдбиқланған. Һәтта сиясәт иҗрачилирини техиму җасарәтләндүрүш үчүн, уларни техиму йүрәклик, дадил вә қаттиқ қоллуқ билән юқириниң сиясәтлирини иҗра қилишқа чақириқ қилинған. Хитай өзиниң сөзи бойичә ейтқанда, уйғурларға қаритилған бу қирғинчилиқ “Үч хил күчни йилтизидин қомуруш, беғини кесиш, әҗдадини қурутуш вә әвладини йоқитиш” усулида елип берилған. Бу һәқтә 2017-йили февралда хитайниң хотән вилайитидә елип барған “террорлуққа қарши туруп, муқимлиқни сақлаш йиғини” да җу хәйлүнниң қилған сөзлирини дәлил қилишқа болиду. Мәзкур йиғинда җу хәйлүн, “үч хил күч” ни йилтизидин йоқитишта “Төмүр базғандәк күч билән қаттиқ уруш, дүшмәнни йилтизидин бәрбат қилиш, коллектип йоқитиш, қоғлап йоқитиш, мих суғурғандәк суғуруп йоқитиш, увисини чувуп йоқитиш, қоғлап йоқитиш, бесип йоқитиш, қезип йоқитиш, нәпәс алғудәкму пурсәт бәрмәслик, рәһим қилмаслиқ, қаттиқ қол болуш, һәйвә көрситип, полаттәк ирадисини намаян қилиш” қатарлиқ усулларни қоллиниш һәққидә көрсәтмә бәргән.

Дәрвәқә, хитай уйғурларни юқириқи усулда омумйүзлүк йоқитиш үчүн йәнә мундақ икки шәртни қойған. Униң бири, Уйғурлуқ кимликидин, тарихидин, мәдәнийитидин вә земинлиридин ваз кечишни қобул қилиш; йәнә бири болса, Хитай кимлики, хитай дөлити, хитай тарихи вә хитай мәдәнийити вә коммунист идийәсини қобул қилиш. Лекин уйғурлар бу шәртниң қайсисинила қобул қилсун, уларниң ақивити йәнила йоқилиш яки йоқитилиш болиду. Чүнки һәрқандақ бир уйғур бу шәртни қобул қилсун яки рәт қилсун, келип чиқидиған нәтиҗә бәрибир охшаш, йәни тирик қелиш үчүн хитайға сиңип йоқилиш яки баш егишни рәт қилип, мәҗбурий йоқитилиш болиду. Демәк, хитай уйғурларни нишан қилған ирқий қирғинчилиқни йүргүзүштә, “үч хил күч” дегән тоқулмини базарға салған. Хитай ичи вә сиртида “үч хил күч” дин ибарәт бу тоқулминиң мәлум ишәнгүчилири шәкилләнгәндин кейин, ирқий қирғинчилиқни бу нам астида елип беришни башливәткән. Лекин кишиләрниң хитай һәққидики чүшәнчилири чоңқурлашқансери, бундақ ялғанчилиқларниң тезла ашкарилинип кетидиғанлиқини кимму хиялиға кәлтүргән?

Дәрвәқә, юқириқи әһваллардин хитайниң уйғурлар үстидә ирқий қирғинчилиқ елип беришидики әң асаслиқ сәвәбләрни, уйғур ели хитай территорийәсиниң 6 дин бир қисмини игиләйдиған чоң земинлиқи, бу земинниң наһайити мол тәбиий байлиқларға игә болуши, хитайниң ғәрбкә кеңийишидә уйғур елиниң җуғрапийәлик орниниң муһим болуши, уйғурларниң бу земинниң асаслиқ аһалиси болуши вә хитайдин пәрқлиқ болған тарих, мәдәнийәт, тил вә өрп-адәткә игә болуши, техиму муһими бу пәрқниң уйғурларни хитайниң ассимилятсийә қилишиға еғир тосалғу пәйда қилидиғанлиқи, әгәр уйғурлар йоқитилмиса, кәлгүсидә уйғурларниң һәқлиқ йосунда мустәқил болуш имканиға еришиш мумкинчилики қатарлиқ амилларға йиғинчақлашқа болиду. Демәк, шуни кесип ейтишқа болидуки, хитайниң аталмиш “үч хил күчни йилтизидин йоқитиш” сиясити, әмәлийәттә уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқниң дәл өзидур!

[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.