“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” тоғрисида шаһитлар немә дәйду?

Мухбиримиз әркин
2022.07.06
“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” тоғрисида шаһитлар немә дәйду? Хитайниң гуаңдуң өлкиси шавгүән шәһиридә хитай ишчилириниң уйғур ишләмчиләрни өлтүрүш вәқәсигә наразилиқ билдүрүп, тинчлиқ билән намайиш қиливатқан уйғур яшлири. 2009-Йили 5-июл, үрүмчи.
AP

Бүгүн, 2009-йили йүз бәргән “5-июл ‍үрүмчи қирғинчилиқи” ниң дәл 13 йиллиқ хатирә күни. Буниңдин 13 йил бурунқи 5-июл күни, хитай даирилири шу йили 6-айниң 26-күни хитайниң гуаңдоң өлкиси шавгуән шәһиридә хитай ишчилириниң уйғур ишләмчиләрни ‍өлтүрүш вәқәсигә наразилиқ билдүрүп, тинчлиқ билән намайиш қилған уйғур яшлириға ‍оқ чиқирип қанлиқ бастурған. Буниң билән тинч елип берилған наразилиқ намайиши қанлиқ тоқунушқа айлинип, дуняни зил-зилиға салған “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни кәлтүрүп чиқарған.

“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” қирғинчилиқидин кейин, хитай пуқралири уйғурларға һуҗум қилған. 2009-Йили 7-июл, үрүмчи.
“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” қирғинчилиқидин кейин, хитай пуқралири уйғурларға һуҗум қилған. 2009-Йили 7-июл, үрүмчи.
AP

Бу җәрянда уйғурлар хитай қораллиқ сақчилириниңла әмәс, бәлки йәнә көчмән хитай пуқралириниңму һуҗум нишаниға айлинип қалған иди. Хитай һөкүмити шу қетимлиқ қирғинчилиқта 200 гә йеқин адәм ‍өлгәнлики, ‍өлгәнләрниң көп қисминиң хитай пуқралири икәнликини қәйт қилған болсиму, бирақ 5-июлдин кейинки тутқунда миңлиған уйғурниң из-дерәксиз ғайип болғанлиқи мәлум.

2009-Йили 5-июл елип берилған тинчлиқ намайишини бастуруш үчүн кәлгән қораллиқ күчләр. 2009-Йили 5-июл, үрүмчи.
2009-Йили 5-июл елип берилған тинчлиқ намайишини бастуруш үчүн кәлгән қораллиқ күчләр. 2009-Йили 5-июл, үрүмчи.
AP

Биз “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 13 йиллиқи мунасивити билән өз вақтида бу қирғинчилиққа шаһит болған, һазир чәт әлләрдә яшаватқан уйғурларни зиярәт қилдуқ. Йеқиниқи 4 йилдин бери шиветсарийәдә яшаватқан һәбибулла изчи әнә шу шаһитларниң биридур. Өз вақтида “шинҗаң әҗрим био пән-техника ширкити” ниң хоҗайини болған һәбибулла изчи бүгүн, йәни 5-июл күни зияритимизни қобул қилип, өзиниң буниңдин 13 йил бурун бу қирғинчилиқта көргән-билгәнлирини биз билән ортақлашти. Төвәндә “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң шаһитлири билән болған сөһбитимизниң 1-қисми диққитиңларда болиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.