“5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” тоғрисида шаһитлар немә дәйду? (2)
2022.07.07
Бу йил 5-июл күни дуняниң һәрқайсий әллиридә яшаватқан уйғурлар һәр хил паалийәтләрни өткүзүп, “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң 13 йиллиқини хатирлиди. Хитай даирилири буниңдин 13 йил илгири, йәни 2009-йили 5-июл күни үрүмчи хәлқ мәйданиға топлишип, хитайниң гуаңдоң өлкиси шавгуән шәһири “шүри” оюнчуқ завутида ишләватқан уйғур ишләмчилириниң хитайлар тәрипидин өлтүрүшигә наразилиқ билдүрүп намайиш өткүзгән иди. Һалбуки, хитай даирилири уйғур яшлириниң бу тинч намайишини қанлиқ бастуруп, дуняни зил-зилигә салған “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ни кәлтүрүп чиқарған иди.
Нөвәттә бу қирғинчилиққа 13 йил болған болсиму, бирақ шу қетимлиқ қирғинчилиқта йүз бәргән нурғун вәқәләр һелиһәм толуқ ашкариланған әмәс. Алдинқи программимизда шиветсарийәдә яшаватқан шаһит һебибулла изчи билән болған бу һәқтики сөһбитимизни диққитиңларға сунған. Һәбибулла изчи өзиниң буниңдин 13 йил илгирики 5-июл кечиси үрүмчи кочилирида көргән дәһшәтлик вәқәләрни биз билән ортақлашқан иди. Бүгүнки программимизда сөһбитимизниң 2-қисмини аңлайсиләр. Буниңда “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң йәнә бир шаһити, һазир түркийәдә яшайдиған әхмәт босақахун билән болған сөһбитимиз диққитиңларда болиду.