Үрүмчидики су кризиси еғир ақивәтләрни агаһландурмақта
2013.12.20
Игилишимизчә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилириниң су вә муһит мәсилиси бойичә ички қисимда елан қилған әң йеңи санлиқ мәлуматлири үрүмчи шәһириниң йилдин - йилға еғирлишиватқан су кризисини ашкара қилмақта.
Қурғақ районлар җуғрапийиси бойичә муһаҗирәттики уйғур докторлиридин пәйзулла зәйдин әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, үрүмчидики су кризисиниң әмәлийәттә хели бурунла мәвҗут мәсилә икәнликини илгири сүрди.
Үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт елан қилған “мәркизий шәһәрниң омумий пилани” да 2015 - йилиға барғанда үрүмчи шәһириниң омумий нопусини 4 милйонға йәткүзүш, 2020 - йилиға барғанда 5 милйонлуқ чоң шәһәргә айландуруш мөлчәрләнгән. Бу пилан нөвәттә еғир дәриҗидә су қислиқи көрүлүватқан үрүмчи шәһириниң ғәйрий нормал сүрәттә кеңийишидики сақланғили болмайдиған еғир кризислардин сигнал бәрмәктә.
Мәлум болушичә, йеқинда уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң мәслиһәтчиси җаң говен үрүмчидә көрүлүватқан су кризиси һәққидә райондики хитай һөкүмәт даирилирини агаһландурған. Илгири уйғур аптоном районлуқ қурулуш назаритиниң назири, аптоном районлуқ йәр тәврәшниң алдини елиш вә олтурақлаштуруш идарисиниң башлиқи қатарлиқ вәзипиләрни өтигән җаң говен һөкүмәтниң ички қисимда тарқитилидиған журнилида доклат елан қилип бу һәқтә тәклип бәргән. Униң үрүмчидики су кризиси һәққидә даириләрни агаһландурған мәзкур доклати кейинчә аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити мәслиһәтчиләр ишханиси тәрипидин чиқидиған “шинҗаң тарих - мәдәнийити” намлиқ ичкий журналда бесилип чиққан.
У мәзкур доклатида һөкүмәт даирилирини үрүмчидики су кризиси пәйда қилған мундақ үч түрлүк еғир әһвалдин агаһландурған:
Биринчи, су записи билән тәминләштә кәскин вәзийәт көрүлгән. Униң көрситишичә, үрүмчи шәһириниң омумий су байлиқи 1 милярд 120 милйон кубметир болуп, буниң ичидә пайдиланғили болидиғини 1 милярд 67 милйон кубметир икән. Ваһаләнки, 2011 - йили үрүмчи шәһириниң су ишлитиш миқдари 1 милярд 100 милйон кубметирдин ешип кәткән болуп, шәһәрниң су ишлитиш омумий миқдари су байлиқидин пайдилиниш миқдариниң чекидин ешип кәткән. Бу нуқтини доктор пәйзулла әпәндиму алаһидә тәкитләйду.
Иккинчи, су мәнбәси еғир дәриҗидә азайған. Җаң говенниң әмәлий статестикилиқ материяллардин нәқил кәлтүрүшичә, йеқинқи 40 йилдин буян үрүмчиниң су мәнбәси болған 1 - номурлуқ музлуқниң орни үстигә 140 метир тарайған, музлуқ көлими 40 кивадрат километир азайған. Үрүмчиниң шәрқидики әң чоң татлиқ су көли - сайопу көлиниң су йүзи 2 метирдин артуқ төвәнләп, көлими 10 кивадрат километир азайған. Пәйзулла әпәнди 1 - номурлуқ музлуқ көлиминиң тарийиши урүмчи шәһириниң су мәнбәсигә еғир дәриҗидә тәсир көрситипла қалмай, бәлки пүткүл җуңғар ойманлиқиниң екологийәлик муһитиғиму зор тәһдит елип келидиғанлиқини тәкитлиди.
Үчинчи, су ишлитиш пилани су записидин ешип кәткән. Җаң говен үрүмчи шәһириниң тәрәққият пиланида оттуриға қоюлған санлиқ мәлуматларни нәқил кәлтүрүп, 2020 - йилиға барғанда 5 милйон нопусқа игә үрүмчи шәһириниң җәмий 1 милярд 500 милйон кубметир суға еһтияҗлиқ икәнликини әскәрткән. Бундақ болғанда һазирниң өзидә үрүмчидә мәвҗут болған 1 милярд кубметир су записи кәлгүсидики еһтияҗдин хели зор дәриҗидә азлиқ қилидикән. Доктор пәйзулла әпәндиму бу нуқтини алаһидә тәкитләп, кәлгүсидики үрүмчиниң асман - пәләк егиз биналар билән толған, дәл - дәрәхсиз ялиңач шәһәр болуп қалидиғанлиқини көрсәтти.
У ахирида, үрүмчи шәһири өзидики еғир су кәмчилликигә қаримай давамлиқ кеңәйтилидиған вә нопуси сүний усулда һәссиләп көпәйтилидиған болса, уйғур аптоном райониниң мәркизи болған бу шәһәрниң кәлгүсидә уйғур мәдәнийәт екологийәсидин халий җайға айлинидиғанлиқини агаһландурди.