Истанбулда уйғур тарихи тәтқиқатлири илмий муһакимә йиғини ечилди
2016.10.10
Уйғур академийисиниң уюштуруши билән 10-айниң 8-, 9-күнлири истанбулда 8-нөвәтлик уйғур пән-тәтқиқатчи, әдиб вә мутәхәссисләр йиғини ечилди.
Йиғинға түркийәдин вә дуняниң охшимиған җайлиридин көп санда уйғур вә түрк тәтқиқатчилар, доктор, профессорлар вә язғучи, әдибләр қатнашти.
Йиғин 8-өктәбир шәнбә күни әтигән саәт 09:30 да башланди, истиқлал маршини оқулғандин кейин, уйғур академийисиниң пәхри рәиси ришат аббас вә уйғур академийиниң һазир вәзипә өтәватқан рәиси абдулһәмит қарахан, америкидин кәлгән доктор долқун қәмбири, қирғизистандин кәлгән әкбәрҗан баһавудун қатарлиқлар ечилиш нутуқи сөзлиди.
Уйғур тарихи тәтқиқати илмий йиғиниға, чәтәлдики уйғур тарих тәтқиқатида көзгә көрүнгән 25 әтрапида уйғур вә түрк тәтқиқатчи-мутәхәссисләр қатнашти. Йиғин “қәдимки заман уйғур тарихи (миладидин кейинки 50-йилидин-932-йилғичә)”, “оттура әсир уйғур тарихи (932-йилидин 1514-йилиғичә)”, “йеқинқи заман уйғур тарихи (1514-йилидин 1949-йилиғичә)” вә “бүгүнки уйғурлар вә мәвҗут иҗтимаий мәсилиләр (1949-йилидин күнимизгичә)” болуп төт бөлүмгә бөлүнүп, уйғурларниң қәдимдин һазирғичә бир пүтүн тарихи тәтқиқатчилар тәрипидин муһакимә қилинди.
Йиғинниң биринчи бөлүмидә қәдимки заман вә оттура әсир уйғур тарихи тоғрисида тохталған болуп буниңда, тарих вә инсаншунаслиқ тәтқиқатчи доктор мәттурсун бәйдуллаһ, “тәңритағлириниң шималий вә җәнубида яшиған қәдимки аһалиләр вә уйғурлар” дегән темида, бәйкәнт университети түрк тили вә әдәбияти бөлүминиң оқутқучиси доктор мәғпирәт камал йүнүсоғли “уйғур тарихидики чоң көчүш” дегән темида, һаҗәттәпә университети тарих бөлүми оқутқучиси дотсент доктор әркин әкрәм, “идиқут уйғур дөлитиниң қурғучи аилә мәсилиси” дегән темида, археолог тәтқиқатчи доктор долқун қәмбири “қәдимки тәклимакан мираси: уйғур шәһәр мәдәнийити” дегән темида сөз қилди.
Йиғинда доктор долқун қәмбири әпәнди, уйғурларниң әзәлдин тәклимакан бойлирида яшап кәлгән хәлқ икәнликини тарихи мәнбәләр вә археолог қезилма ядикарлиқлар арқилиқ илмий усулда оттуриға қойди.
Йиғинниң иккинчи бөлүми йеқинқи заман уйғур тарихи тоғрисида өткүзүлгән болуп, йиғинда тәтқиқатчилар қирғизистандики уйғурларниң тарихи, кучада өткән тарихи шәхсләр, йәттису уйғурлириниң 1916-йилидики қозғилаңға қетилиши, 20-әсирдә уйғур тарихида тарихи детирминизминиң ипадилири, түрк-уйғур дипломатийә тарихиниң дәсләпки йиллири дегән темиларда илмий мақаллирини тәқдим қилди.
Йиғинниң үчинчи бөлүми йеқинқи заман уйғур тарихи вә бүгүнки иҗтимаий мәсилиләр дегән баш темида музакирә вә муназирә елип берилған болуп, доктор әсәд сулайманниң “ладақ йолида һиҗрәт” мақалиси қатарлиқ төт темида илмий мақалиләр тәқдим қилинди.
Йиғинниң төтинчи бөлүми 9-өктәбир йәкшәнбә әтигән башланди. Бу бөлүмдә: қәдимки заман уйғур тарихини асас қилип төт тармақ темида тәтқиқатчилар сөз қилди.
Профессор әхмәт ташағил “қишлақлардин шәһәрләргичә түрк қараханийлар қағанлиқлири, әскәрлири” дегән темида сөз қилди. Профессор қунуралип арҗиласун, “тоққуз оғуз вә уйғур мунасивити” һәққидә тохталди.
Йиғинниң бәшинчи бөлүмидә оттура әсир уйғур тарихи тоғрисида төт нәпәр тәтқиқатчи өзлири тәйярлап кәлгән илмий мақалилирини тәқдим қилди.
Йиғинниң алтинчи бөлүмидә йеқинқи заман уйғур тарихи тоғрисида төт нәпәр тәтқиқатчи өзлириниң мақаллирини тәқдим қилди. Йиғинда, түрк дунясиға алақидар елип барған тәтқиқатлири билән тонулған доктор йүсүп гедикли уйғур тарихи тәтқиқатлири йиғинида сөз қилип, османли дөлити вә түркийә җумһурийити билән түркистан оттурисидики сиясий вә мәдәний мунасивәтләр тоғрисида тохталди.
Йиғинда тарихшунаслар уйғурларниң келип чиқиш мәнбәси тоғрисида тохтилип, бәзи тәтқиқатчилар, уйғурларниң 741-йилларда моңғулистандин уйғур диярға көчүп барғанлиқини оттуриға қойди, әмма бәзи тәтқиқатчилар 741-йили уйғурлар көчүштин илгириму тәклимакан чөлиниң әтраплирида уйғурларниң яшиғанлиқини оттуриға қойди. Бәзи тәтқиқатчилар уйғурларниң әзәлдин тәклимакан чөли әтрапида яшап кәлгән хәлқ икәнликини оттуриға қойди. Уйғур хәлқиниң тарихта һон вә түрк дегән намлар билән атилип кәлгәнликини, бәзи дәврләрдә түрк, бәзи дәврләрдә уйғур, бәзи дәврләрдә уйғур түрклири, бәзи дәврләрдә түркләр дегән аталғулар билән алмишип аталғанлиқини тарихи мәнбәләрни асас қилип туруп оттуриға қоюлди.