“бир аваз, бир қәдәм” шоари пәйда қилған һаяҗан вә инкаслар
2018.01.25

“бир аваз, бир қәдәм” шоари һәрқайси дөләтләрдики уйғур аяллириниң иҗабий баһалириға еришмәктә.
Хитайниң уйғур диярида нөвәттә йолға қоюватқан қаттиқ бастуруш сияситигә инкас қайтуруш мәқситидә муһаҗирәттики уйғур аяллириниң өзлүкидин тәшкиллиниши билән йеқинда “бир аваз, бир қәдәм” һәрикити вуҗудқа чиқти. Бу чақириққа дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур ханим-қизлириниң қизғин аваз қошуватқанлиқи вә өз-ара мәдәт-қоллашта болуватқанлиқи көзгә челиқмақта.
Мәлум болушичә, бир һәптидин буян иҗтимаий таратқуларда кәң тарқиливатқан “бир аваз, бир қәдәм” һәрикитини қоллаш тәшәббусиға аваз қошуватқан уйғур аяллириниң сани күнсери көпийип бармақта. Америка, германийә, канада вә қазақистандики бир қисим уйғур аяллири бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, өзлириниң мәзкур һәрикәтни пүтүн күчи билән қоллайдиғанлиқини тәкитләш билән биргә, муһаҗирәттики барлиқ уйғур аяллириниң орнидин дәс туруп, өз хәлқигә, вәтинигә игә чиқиши лазимлиқини ипадә қилишти.
Америкидики уйғур зиялийси рошән аббас ханим бу һәқтә тохталғанда, әл-вәтәнниң бешиға еғир күнләр кәлгән бундақ бир вәзийәттә муһаҗирәттики барлиқ уйғурларниң өз-ара ихтилапларни бир чәткә қайрип қоюп вәтини, миллити үчүн әмәлий иш қилиши лазимлиқини әскәртти. У, “бир аваз, бир қәдәм” топиниң паалийитини һәммә уйғурларниң қоллишини мураҗиәт қилди.
Германийәдики уйғур зиялийси пәридә ханим “бир аваз, бир қәдәм” топиниң мәқситиниң чәтәлләрдики хитайдин биһудә үмидләрдә болуватқан уйғурларни “қабаһәтлик уйқулиридин ойғитиш” икәнликини илгири сүрди.
Қазақистандики уйғур зиялийси дилнур қасимова ханим болса, уйғур аяллириниң тарихтин буян дөләт вә милләт мәнпәәтлири үчүн зор һәссиләр қошуп кәлгәнликини, көплигән қәһриман уйғур аяллириниң тарихта шанлиқ изларни қалдуруп кәткәнликини тилға алди. У йәнә нөвәттики миллий һәрикәтләрдиму муһаҗирәттики уйғур аяллириниң ролиға сәл қарашқа болмайдиғанлиқини тәкитлиди.
Канадада яшаватқан уйғур зиялийси мукәррәм қурбан ханим сөзидә, “бир аваз, бир қәдәм” һәрикитиниң аялларда үмид вә һаяҗан пәйда қилғанлиқини, буниң балиларни вәтәнпәрвәрлик идийәси билән тәрбийәләштә әһмийити зорлиғини баян қилди.
Германийәдики уйғур зиялийси амангүл ханимму бу һәрикәткә юғури баһа берип, уйғур дияридики еғир зулумларни дуня җамаәтчиликиниң диққитигә улаштурушта уйғур аяллириниң авазидин пайдилинишниң техиму үнүмлүк болидиғанлиқини тилға алди.
Игилишимизчә, иҗтимаий таратқуларда “бир аваз, бир қәдәм” топиға қошулуш тәшәббуслири һәрқайси дөләтләрдики аяллар арисида кәң қанат яйдурулмақтикән. Мәзкур топ әһли 15-март күни ню-йорктики б д т бинаси алдида намайиш қилишни тунҗи һәрикәт пилани қилған болуп, бундин кейинки паалийәтлирини д у қ билән зич һәмкарлашқан асаста елип баридикән.