Уйғур аяллири-уйғур ирқий қирғинчилиқиниң әң еғир қурбанлиридур

Обзорчимиз асийә уйғур
2023.03.08
toylishish-xitay-uyghur-qiz-rehetsiz.jpg Хитайчә кийиндүрүлгән уйғур қизниң хитай билән орунлаштурулған той мурасимидики раһәтсиз вә наразилиқ чирайи.
Social Media

Уйғур аяллири дуняда йүз бәргән һәрқандақ қирғинчилиқ вә урушларниң әң еғир зиянкәшликигә учриған башқа аяллардәкла, бүгүнки уйғур ирқий қирғинчилиқиниң әң еғир қисмәтлирини баштин кәчүрмәктә. Гәрчә уйғурлар дуч кәлгән бу ирқий қирғинчилиқниң қачан вә қандақ оттуриға чиққанлиқи һәққидә хәлқарада техи ортақ бир йәкүн оттуриға чиқмиған, уйғур ирқий қирғинчилиқи ғәрбтики бир қанчә дөләтләрдә етирапқа еришкәндин башқа, һәтта уйғурларниң өз қериндашлири вә диндашлириму бу қирғинчилиқниң йүз бериватқанлиқиға гуман билән қараватқан болсиму, әмма уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини шәксиз бир һәқиқәттур.

Уйғур ирқий қирғинчилиқниң хәлқараға ашкарилиниши 2017-йилидин кейин буян болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң уйғурларни йилтизидин йоқитиш нийити уйғур елини мустәмликә қилғандин буян әсла йоқалған әмәс. Дәл шундақ болғанлиқи сәвәблик, хитай мустәмликиси астидики уйғурлар мав зедоң, дең шявпиң дәвридин бүгүнки ши җинпиң дәвригичә болған хитайниң үч басқучлуқ тәрәққият дәвридә, игилик һоқуқидин айрилиш, намратлаштурулуш вә ирқий қирғинчилиқ қилиништин ибарәт үч басқучлуқ йоқитилиш дәврини баштин кәчүрди. Җәмийәтниң әң аҗиз қатлими болған уйғур қиз-аяллириму мана бу үч дәвргә созулған уйғурларниң йоқитилиш қисмәтлиридики әң еғир зиянкәшликкә учриғучилириға айланди. Мав зедуң дәвридики уйғурларниң йәргә болған игидарчилиқ һәқлиридин айрилиши, хитайниң аталмиш “йәр ислаһати” билән башланған болса; намратлаштурулуш дәври дең шявпиңниң “ислаһат вә ишикни сиртқа ечиветиш” сиясити билән йүз бәргәниди. Аталмиш “йәр ислаһати” да уйғур аяллири худдий бүгүнкидәкла хитайниң калла ююш, ассимилатсийә қилиштики асаслиқ нишани қилинғаниди. Бу дәврдә уйғур аяллири хитайниң уйғур елида елип барған түрлүк сиясий һәрикәтлиридә аилисидин, йәр-земинлиридин, әрлиридин, пәрзәнтлиридин айрилиш, яқа-юртларға палиниш, чәт әлләргә қечиш, ханивәйран болуш қатарлиқ ейтип түгәткүсиз қисмәтләрни баштин кәчүрди. Аталмиш “ислаһат вә ишикни сиртқа ечиветиш” дәвридә болса, уйғур аяллири намратлаштурулуш, ишсизлаштурулуш, маарипсизлаштурулүш, тәҗрибә материяли қилиниш, туғут чәкләш қатарлиқ қурбанлиқ нишанәға айланди. “барин инқилаби” ниң қозғилишиға уйғур аяллириға йүргүзүлгән аталмиш “пиланлиқ туғут сиясити” намидики чәктин ашқан зиянкәшликләр сәвәб болған иди. “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ға болса “26-июн шавгүән вәқәси” дә зиянкәшликкә учриған уйғурлар вә хитай өлкилиригә мәҗбурий қул ишчилиққа елип кетилгән уйғур қизлириниң ечинишлиқ қисмәтлири сәвәб болған иди. Һәтта ши җинпиң вәзипигә олтурғандин кейинки 2014-йили июлда йүз бәргән “йәркән қирғинчилиқи” му мәзкур қирғинчилиқниң шаһитлириниң дейишичә, рамазанниң ахирқи күни дуа-тилавәт йиғилиши қилған уйғур аяллириниң “қанунсиз диний паалийәтләр билән шуғулланған” дәп қарилип, нәқ мәйдандин тутқун қилиниши сәвәблик йүз бәргән. Әмма уйғур аяллириниң қисмәтлири “йәркән қирғинчилиқи” биләнла ахирлашқан болмастин, бәлки бүгүнки күндә зиянкәшликниң әң йүксәк ноқтиси болған ирқий қирғиничлиқ дәриҗисигә көтүрүлди.

Маралбешидики хитай көчмәнләрниң кийим тикиш завутлирида ишләватқан уйғур ешинча әмгәк күчлири.
Маралбешидики хитай көчмәнләрниң кийим тикиш завутлирида ишләватқан уйғур ешинча әмгәк күчлири.
XINHUA

2015-Йилидики хитай һөкүмәт иситатистикисидики учурларға асасланғанда, уйғур районидики аялларниң сани 11 милюн. Буларниң ичидә йеза нопусидики аялларниң сани 7 милюн әтрапида болуп, йезилардики әмгәк күчлириниң 63 пирсәнтини игиләйду, дейилгән. Бизгә мәлум болғинидәк, уйғурларни йоқитиш алди билән “үч хил күчләрни йилтизидин йоқитиш” вә “намратлиқни йилтизидин йоқитиш” шуари астида елип берилған. Шундақла җәнубий уйғур елини “үч хил күч” вә “намратлар” ни йоқитиштики асаслиқ баш нишан қилған.

Уйғурларниң 90 персәнттин көпрәк нопуси деһқанчилиқ билән шуғуллинидиған болуп, 1949-йили хитай мустәмликисигә өткәндин буянқи сиясий һәрикәтләрдә, уйғур нопуси җәнубий уйғур елиға мәркәзлишип қалған. Җәнубий уйғур елиму бу вәҗидин уйғур нопуси әң көп вә зич олтурақлашқан районға айланған.

Демәк, уйғурлар уйғур елиниң асаслиқ аһалиси болғанлиқи сәвәблик, юқирида тилға елинған 7 милюн деһқан аяллар мутләқ көп қисмини уйғур аяллири дәп қарашқа болиду. Шундақ болғанлиқи үчүн, уйғур аяллири аталмиш “қайта тәрбийиләш” намидики җаза лагерлириға қамилиш, тутқун қилиниш, қул ишчи қилиниш қатарлиқ зиянкәшликләргә учраш билән тәң, пәрзәнтлиридин айрилиш, хитай әрлиригә мәҗбурий той қилиш, туғмаслиқ оператсийәси қилдуруш, басқунчилиқ қатарлиқ зиянкәшликләргиму учриған.

2014-Йили хитай һөкүмити уйғур елиниң өзидила “милюн аялни тәрбийиләш пилани” ни йолға қойған. Мәзкур пиланда йезилардики әмгәк күчлирини тәрбийәләшму бар болуп, уйғур йеза аяллири болса “тәрбийиләш” ниң асаслиқ нишаниға айланған. Хитай дөләт ишлири комитетиниң тор бетидә 2015-йили сентәбирдә аталмиш “шинҗаң гезити” дин көчүрүп тарқатқан бир хәвиридә, уйғур елида 2015-йилиғичә болған бәш йил ичидә 837 миң адәм қетим кәспий тәрбийәләш елип берилғанлиқи йезилған. Мәзкур хәвәрдә йәнә аялларниң кәштичилик кәспини асас қилған тәрбийиләштила 300 миң аялниң тәрбийәлинип, һәр йил милярд йүәнгә йеқин ишләпчиқириш қиммити яратқанлиқи, нәччә он миң аз санлиқ милләт аяллириниң йеқин әтрапта бу кәсп бойичә ишқа орунлашқанлиқи тилға елинған.

Иккинчи дуня уруши мәзгилидә йәһудий аяллириму натсистларниң түрлүк зиянкәшликлиригә учриған болуп, дәслипидә уларниң учраватқан зиянкәшликлири натсистлар тәшвиқатлири арқилиқ ташқий дунядин йошуруп қелинғаниди. Бүгүнки уйғур аяллири учраватқан зиянкәшликләрни әнә шу йәһудий аяллири учриған зиянкәшликләр билән селиштуруп қарайдиған болсақ, көплигән охшашлиқларниң барлиқини байқишимиз тәс әмәс.

Иккинчи дуня уруши мәзгилидә йәһудий аяллириниң пуқралиқ һәқлири натсистлар тәрипидин тартивелинип, уларниң мал-мүлүк, кәсип, тәрбийәлиниш, олтурақлишиш қатарлиқ ишлириниң һәммиси чәклимигә учриғаниди. Мана бүгүн уйғур аяллириму охшашла халиған шәкилдә яшаш, халиған ишни қилиш, халиған адәмгә өйлиниш, халиған кейимләрни кейиш, халиған тилда сөзләш, халиған динға етиқад қилиш, халиған җайларға бериш, халиған чағда пәрзәнтлик болуш қатарлиқ түрлүк һәқлиридин пүтүнләй мәһрум қилинип, азаб-оқубәт тартмақта. Хитай һөкүмитиму аялларниң аталмиш “үч хил күчләрни тазилаш” вә “намратлиқни йоқитиш” тики асаслиқ нишан икәнликини инкар қилған әмәс.

Натсистлар йәһудий аяллирини яқа-юртларға сүргүн қилип, қул ишчилиққа салған. Мана бүгүн уйғур аяллириму охшашла мәҗбурий әмгәккә, яқа-юртларға сүргүн қилинип, қул ишчи болуштәк қисмәтләргә дуч кәлмәктә.

Уйғур аяллири учриған әң ечинишлиқ қисмәтләрдин бири болған басқунчилиқ вә хитай әрлиригә өйлинишкә мәҗбурлиниш болуп, бу һадисә худди иккинчи дуня уруши мәзгилидики йәһудий аяллири учриған басқунчилиқ, зораванлиқлар билән маһийәт җәһәттә көп пәрқләнмәйду. Чүнки һәр иккисиниң ахириқи мәқсити охшашла бир милләтни йоқитишни мәқсәт қилған.

Чәт әл пуқраси болғанлиқи сәвәблик яки һәмраһи чәт әллик болғанлиқи сәвәбидин лагерлардин аман қелиш пурситигә еришкән уйғур лагер шаһитлириниң бу һәқтики гуваһлиқлири, уйғур аяллириниң бүгүнки қисмәтлириниң тәсәввур қилғусиз дәриҗидә еғир икәнликини испат турупту. Җисманий зиянкәшликкә учриған уйғур лагер шаһити турсунай зиявудун, пәрзәнтидин айрилған уйғур ана меһригүл турсун, лагердики уйғур аяллириниң ечинишлиқ қисмәтлирини өз көзи билән көргән өзбек лагер шаһити қәлбинур сидиқ, уйғур аяллириниң ечинишлиқ қисмәтлиригә шаһит болған зумрәт давут, лагер һаятида еғир хорланғанда қазақистан пуқралиқидики уйғур лагер шаһити гүлбаһар җелилова қатарлиқларниң гуваһлиқлиридиму охшашла уйғур аяллири дуч кәлгән җинсий зораванлиқлар тилға елинған.

Йиғип кәлгәндә, хитай һөкүмити уйғур аяллирини ирқий қирғинчилиқниң биринчи йоқитиш обйекти қилғанлиқи, бу вәҗидин уйғур аяллириға ассимилатсийә қилиш, хитай өлкилиригә йөткәш, қул ишчи қилиш қатарлиқ вастиларнила әмәс, бәлки лагерлар, түрмиләргә қамаш, басқунчилиқ қилиш қатарлиқ қәбиһ вастиләр билән зиянкәшлик қилған.

Уйғур аяллири гәрчә уйғур ирқий қирғинчилиқидики әң еғир зиянкәшликигә учриғучилири болсиму, әмма уйғур аяллири охшашла зораванларға баш әгмәс роһи, күчлүк миллий ирадиси билән 21-әсирдә йүз бериватқан инсанийәткә қарши бу җинайәтни ахирлаштуруш вә уйғурларниң һөрлүкини қолға кәлтүрүш йолидики авангартлардур. Худдий йәһудий аяллири дунядики әң көп нобел мукапатиға еришкән исраилийәликләр билән бүгүнки күчлүк йәһудийларни яратқинидәк, уйғур аяллириму чоқум тарихтики сәлтәнәтлик уйғурниң бүгүнки азаб-оқубәтлиригә хатимә берип, парлақ кәлгүсини яриталайду!

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.