Хитай қандақ қилип уйғур деһқанлирини йәрдин ибарәт “алтун қозуқ” тин айрип ташлиди?
2022.04.29
Уйғурларда “йәр-алтун қозуқ” дәйдиған һекмәтлик мақал-тәмсил бар. Уйғурлар нопусиниң ғол қисмини тәшкил қилидиған уйғур деһқанлири әсирләрдин буян йәрдин ибарәт бу “алтун қозуқ” қа мәһкәм есилип, тәңри тағлириниң җәнуби вә шималидики қақас чөлләрни бостанлиқларға айландурған, узақ өтмүшни бүгүнгә улиған, өзигә хас бостанлиқ мәдәнийити бәрпа қилған иди. Һалбуки, йеқинқи чарәк әсирдин буян, хитай һөкүмити уйғур деһқанлирини йәрдин ибарәт бу “алтун қозуқ” тин ариветишкә, тупрақ билән болған риштисини үзүветишкә, олтурақ йәр-җайлириға болған тарихий-әнәнивий һәқдарлиқ туйғусини йоқ қиливетишкә урунуп кәлмәктә.
Дәрвәқә, хитай һөкүмити узун йиллардин буян уйғур диярида “деһқанчилиқ, йеза-игилики вә деһқанлар мәсилисини һәл қилиш” намидики сияситини йолға қоюп кәлгән иди. Қаримаққа бу сиясәтләр деһқанларниң мәнпәәтини чиқиш қилип йүргүзүлгәндәк қилсиму, әмәлийәттә уйғур деһқанлирини терилғу йәрлиридин айриш вә уларни йәрсиз ялланма әмгәк күчигә айландурушни мәқсәт қилған.
Мәлум болғинидәк, уйғурларниң мутләқ көп қисимини деһқанлар тәшкил қилидиған болуп, уйғур деһқанлириниң терилғу йәрлирини контрол қилиш, уларниң йеза-игилик тәрәққиятиға тосалғу пәйда қилиш, хитай коммунист һакимийити уйғур дияриға таҗавуз қилип киргәндин бери қоллинип келиватқан сиясәтлиридин бири һесаблиниду. Уйғурларниң “мәдәнийәт инқилаби” дин кейинки хитайда йолға қоюлған “ислаһат” вә “ишикни ечиветиш” дәвридә пәйда болған намратлиқиму әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғур деһқанлириниң йеза-игилик тәрәққиятини вастилиқ һалда тосуш сәвәбидин келип чиққан.
Хитай һөкүмити ишни алди билән уйғурларниң қолидики йәр-земинларни тартивелиш вә әң зор дәриҗидә контрол қилиштин башлиған. Хитайниң мустәмликә сияситиниң нәтиҗисидә алди билән уйғурларниң шималий районлардики нопуси вә йәр-земинлири биңтуәнниң зораванлиқлири арқилиқ җиддий шәкилдә азийип кәткән. Уйғурлар нопусиниң уйғур дияриниң җәнубий қисмиға мәркәзлишип қелишиму, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң узун йиллиқ, пиланлиқ йүргүзүлгән сиясий сүйиқәстлириниң нәтиҗисидур.
Хитай иҗтимаий пәнләр академийәси тармиқидики инсаншунаслиқ вә иҗтимаий пәнләр нәшрияти 2016-йили нәшр қилған “шинҗаңниң җәмийәт қурулмиси: милләт қатлими вә йөткилиш методи” намлиқ доклатта уйғурлар нопусиниң 79 пирсәнтиниң йезиларда яшайдиғанлиқи вә деһқанчилиқ билән шуғуллинидиғанлиқи баян қилинған. Әнгилийә BBC ториниң 2014-йили 4-айниң 21-күни елан қилған “уйғур билән хитайлар арисидики көрүнмәс там” намлиқ мақалисидиму, җәнубий уйғур дияриниң 90 пирсәнттин көпрәк аһалисини уйғурлар тәшкил қилидиғанлиқи тилға елинған. Хитай һөкүмитиниң 2021-йили 9-айниң 26-күни елан қилған “шинҗаңниң нопус тәрәққияти һәққидики ақ ташлиқ китаб” ида, уйғурларниң җәнубтики 3 вилайәт 1 област омумий нопусиниң 83.7 Пирсәнтини игиләйдиғанлиқи, йәни җәнубтики 3 вилайәт 1 областтики уйғурлар нопусиниң пүткүл уйғур районидики уйғурлар омумий нопусиниң 74.01 Пирсәнтини тәшкил қилидиғанлиқи әскәртилгән.
Йоқуриқи санлиқ мәлуматлардин көривелишқа болидуки, деһқанлар нопуси уйғур миллитиниң әң асаслиқ ғол қисми һесаблиниду. 2021-Йили 4-айда хитай һөкүмити елан қилған “шинҗаңдики терилғу йәрләрниң сүпитини тәкшүрүш һәққидики доклат” та тәңри тағлириниң җәнубидики хотән, ақсу, қәшқәр, байиғолин, турпан, қомул, қизилсу қатарлиқ вилайәт вә областлардики терилғу йәр көлүми 34 милюн 7354 мо болуп, бу сан пүткүл уйғур дияридики омумий терилғу йәр көлиминиң 44.17 Пирсәнтини игиләйдиғанлиқи тилға елинған. Демәк, уйғур деһқанлириниң қолидики терилғу йәрләр уйғур дияридики омумий терилғу йәр көлиминиң тәхминән йеримиға йеқин қисмини игиләйдиған болуп, әгәрдә хитай һөкүмити бу йәр-земинларни уйғур деһқанлириниң қолидин тартип алса, биңтуән әмәлий контрол қиливатқан терилғу йәрләрни чиқиривәткәндә, уйғур дияридики терилғу йәрләрниң қалған йеримини толуқ тартивалған болиду.
“мәдәнийәт инқилаби” ахирлишип, хитайниң “ислаһат” вә “ечиветиш” сиясити йолға қоюлған мәзгилләрдә хитай мәркизий һөкүмити биңтуәнни мәбләғ вә сиясәт билән қоллаш, әмма йәрлик уйғур деһқанлирини пиланлиқ шәкилдә намратлиқта қалдуруш, йәни уларни су, йәр байлиқи вә иқтисадий җәһәттин қийинчилиққа мәһкум қилиш, сиясәт җәһәттин боғуш, миллий маарипқа мәбләғ салмаслиқ, юқумлуқ кесәлликләрни үнүмлүк контрол қилмаслиқтәк бир қатар “ичкий тәдбир” ләр арқилиқ, җәнубий уйғур дияридики йәрлик деһқанларни еғир дәриҗидики намратлиқ патқиқиға иттәргән. Өткән әсирниң 90-йиллириниң оттуриға кәлгәндә, хитай һөкүмити пиланлиқ һалда уйғур дияриниң җәнубий қисмини хитайдики әң намрат районға айландурған. Техиму конкирет қилип ейтқанда, вастилиқ намратлаштурулған уйғурларни “намратлиқтин қутулдуруш” намида техиму еғир намратлиққа дучар қилиш, уларниң қолидики әң ахриқи бир ғерич терилғу йәрниму тартип елип, уларни қип-ялиңач йоқсулға айландуруш, андин уларни хитай хоҗайинларға яллинип ишләштин башқа чиқиш йоли қоймаслиқ-мана бу хитай һөкүмитииң уйғурларға йүргүзиватқан узун муддәтлик һалсиритип йоқитиш сиясәтлириниң ич йүзидур. Дәрвәқә, хитай һөкүмити 1996-йили оттуриға қойған аталмиш “ғәрбий районларни кәң көләмдә ечиш”, “шинҗаңға ярдәм бериш” қатарлиқ сиясәтлири арқилиқ, уйғур деһқанлириниң қолидики терилғу йәрләрни тартип елиш, уларни қақ сәнәм қилип қоюш, әмгәк күчини сетиштин башқа чиқиш йоли қоймаслиқтәк истратегийәни хели балдурла пиланлиған иди.
Мәлумки, хитайниң “шинҗаңға ярдәм” сиясити йолға қоюлған 1996-йили алди билән “дөләт мәмурлириниуң шинҗаңға ярдәм бериш түри” йолға қоюлған. 1997-Йили “шинҗаң уйғур аптоном райониниң йәр ишлитиш омумий пилани (1997-2010)” елан қилинип, уйғур деһқанлириниң қолидики терилғу йәрләрни тартип елишта қануний асас яритилған. “шинҗаңға ярдәм” сияситидә, мәмурий қатламлиридин уйғур мәмурлири бир-бирләп сиқип чиқирилип, орниға хитай көчмәнлири сәпләнгән болса, уйғур дияриниң мәмурий һоқуқлириға игә болған көчмән хитайлар уйғур деһқанлириниң терилғу йәрлирини йоқуриқи йәр ишлитиш пилани намида тартип елишқа башлиған. Көчмән хитай мәмурлири йәрликтики һөкүмәт органлири вә биңтуән билән һәмкарлишип, “мәдәнийәт инқилаби” дәвридики ташландуқ коператипларни әслигә кәлтүрүш вә уларни йеңидин қурушни башливәткән. Уйғур деһқанлирини болса деһқанчилиқ кәспини ташлап, хитай кариханилирида қул ишчи болушқа мәҗбурлиған.
Аталмиш “шинҗаң уйғур аптоном райониниң йәр ишлитиш омумий пилани (1997-2010)” да, җәнубий уйғур дияридики су кәмчиллик мәсилисини һәл қилиш, терилғу йәрләрни көләмләштүрүп ечиш, болупму тарим ойманлиқиниң шималий қисми, җуңғар ойманлиқиниң җәнубий вә шималий қисимлири ноқтилиқ ечиш районлири қилип бекитилгән. 2020-Йили уйғур аптоном районлуқ деһқанчилиқ назарити, уйғур аптоном районлуқ партком малийә ишханиси вә шинҗаң университети бирләшмә тәкшүрүш гурупписидин тәшкил тапқан бир гуруппа өмәк җәнубтики үч вилайәт бир областта тәкшүрүш елип барған. Улар кейинчә бу районлардики терилғу йәрләрни һөкүмәткә өткүзүп бериш, йеза-игиликини кәсипләштүрүш вә башқуруш мәсилилири һәққидә мәхсус тәкшүрүш доклатини елан қилған. Мәзкур доклатта, җәнубтики үч вилайәт бир областики терилғу йәрләрниң һөкүмәткә өткүзүп берилиш көлими 2020-йили бир йил ичидә 2 милюн 2024 моға йәткәнлики, буниң 2019-йилидикидин 8.25 Пирсәнт ашқанлиқи тилға елинған.
Уйғур деһқанлириниң терилғу йәрлирини тартивелишта “мәдәнийәт инқилаби” ниң алдидики йилларда хитай йолға қойған аталмиш коператип түзүми қайта йолға қоюлған. Йәни деһқанлар мәҗбурий йосунда йеза-игилик кәспий коператиплириға тизимлитилип, терилғу йәрлири коператипқа өткүзүп берилгән. Хитайниң нәнҗиң йеза-игилик университети 2016-йили елан қилған “шинҗаң уйғур аптоном районидики уйғур йезилирини тәкшүрүш доклати” да, хотән вилайитиниң K йезиси (қайси йеза икәнлики намәлум) дики деһқанларниң терилғу йәрлирини һөкүмәткә өткүзүп бериш әһвали һәққидики тәкшүрүш нәтиҗиси һәққидә чүшәнчә берилгән. Доклатниң мәзмунидин қариғанда, деһқанларниң йәрлирини тартивелиш үчүн “деһқан + кәнт аһалиләр комитети + коператип” шәкли қоллинилған болуп, деһқанларниң йәрлирини коператипларға өткүзүп бериштә кәнт аһалиләр комитети вастичилиқ ролини ойниған. Деһқанларниң йәрлирини һөкүмәткә қайтуруш мәсилисидә 2013-йилидин аввал деһқанларни йәр қайтурушқа мәҗбурлаш анчә еғир болмисиму, 2014-йилиға кәлгәндә һөкүмәт вастиси билән мәҗбурланған.
Шуни әскәртип өтүш зөрүрки, 2013-йили җаң чүншйәнниң мәркәзгә бәргән “шинҗаң хизмити доклати” дин кейин, “әлгә нәп йәткүзүш” (·Ã” ݾÛ) намида уйғурларниң өйлиригә көчүп киргән хитай мәмурлири уйғур йезилирида коператип қуруш, хитайниң деңиз яқисидики 19 өлкә-шәһәрдин уйғур дияриға мәбләғ салғучи чақириш, хитай өлкилиридики кариханилар билән коператип, йәрлик һөкүмәт, кәспий тәрбийәләш мәркәзлири арисидики алақә тори шәкилләндүрүшкә башлиған. Терилғу йәрлири тартивелинған деһқанлар һөкүмәтннң мәҗбурлиши вә бесими астида кәсп өзгәртишкә мәҗбур болған. “нәнкәй доклати” да бу терилғу йәрлири тартивелинған деһқанларниң “ешинчә әмгәк күчлири” намида қул ишчиларға айландурулуш усули һәққидә нурғун баянлар бар. Мәсилән, “шинҗаңға ярдәм” намида уйғур дияридики 12 вилайәт областларни бөлүшивалған хитайниң деңиз яқиси районлиридики 19 өлкә шәһәр, уйғур деһқанлириниң терилғу йәрлиригә деһқанчилиқ коператиплири вә һөкүмәтниң намратлиқ қутулдуруш мәблиғи арқилиқ еришкән. Андин ичкири өлкиләрдики ишләпчиқириш базилирини бу җайларға йөткәп, уйғур районидики “етибар сиясәт” ләр арқилиқ карханилирини кеңәйткән. Уйғур деһқанлирини болса “коператип + һөкүмәт + кархана” һәмкарлиқи шәклидә кәспий еһтияҗиға мас һалда пиланлиқ вә закас билән кәспий тәрбийиләш елип берип, кариханиларға топ вә парчә өткүзүшкә башлиған. Йәни нөвәттә уйғур районидики, болупму уйғурлар зич олтурақлашқан җәнубтики үч вилайәт бир областтики иқтисадий тәрәққиятларда нәпкә еришиватқанлар йәнила хитайниң деңиз яқиси районлиридики 19 өлкә-шәһәрдин көчүп кәлгән хитайлар, һөкүмәт кариханилири, биңтуән вә көчмән хитайлардур, халас.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.