2023-Йили уйғур деһқанлирини йәнә қандақ қисмәтләр күтүватиду?
2022.12.15
3-Декабир күни хәлқ торида “шинҗаң ‛деһқанларниң киримини зор дәриҗидә ашурушқа йетәкчилик қилиш тәклипи‚” ни елан қилди намида бир хәвәр берилди. Уйғур елида деһқанчилиқ кәспи билән шуғуллинидиғанлар вә намрат аталған деһқанлар асаслиқи уйғурлар. У һалда деһқанларниң киримини зор дәриҗидә ашурушму тәбиийки уйғур деһқанлирини көздә тутқан дәп қарашқа болиду.
У һалда бу тәклиптә немиләр оттуриға қоюлған? униң уйғур деһқанлириниң киримини ашурушқа зади қанчилик пайдиси бар?
Мәзкур тәклип әслидә 4-ноябир аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районлуқ партком ишханиси вә шинҗаң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт ишханиси тәрипидин бирликтә елан қилинған. Шундақла һәрқайси йәрлик даириләрниң өзиниң әмәлий әһвалиға қарап әмәлийләштүрүши тәләп қилинған. Тәклипниң омумий мәзмуни 7бөләккә бөлүнгән болуп, һәр бир бөләктә тәклипниң әмәлийләштүрүшкә мунасивәтлик болған хизмәтләр тәпсилий чүшәндүрүлгән.
Мәзкур йәттә бөләкниң йиғиндиси “омумий тәләп” биринчи бөләктә оттуриға қоюлған. Йәни, алди билән ши җинпиңниң хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм қуруш идийәсини йетәкчи идийә қилип, җәнубий уйғур елидики деһқанларниң мааш характерлик киримини ашуруш нишан қилинған. Қаримаққа бу пилан кишигә худди уйғур деһқанлириниң баяшатлиққа толған кәлгүсини көрситиватқандәк көрүнсиму, әмма бу йәттә түрлүк хизмәтләр пәқәт икки нуқтиға, бири коллектип игиликни тәрәққий қилдуруш, йәнә бир деһқанларниң мааштин киридиған киримини ашурушқа мәркәзләшкән. Әмма мәзкур икки нуқтини әмәлийләштүрүшниң бирдинбир йоли коммуналаштуруш дәп қарашқа болиду. Әмәлийәттә, хитай һөкүмити уйғур елида деһқанларни намратлиқтин қутулдуруш намида коммуналаштуруш түзүмини хели бурунла йолға қойған. Мәсилән, уйғур елида 2010йили бар болған “деһқанчилиқ кәспий һәмкарлиқ коператипи” ниң саниниң, 2019-йилиға кәлгәндә 22 миң 772 гә бериши коммуналишишниң әң рошән намайәндисидур.
Коммуналаштуруш дегән сөз 80-йиллардин кейин туғулғанларға хелила натонуш аталғу болуп, бүгүнки хитай җәмийитидә болсун яки уйғурлар арисида болсун, бу сөз хели бурунла кишиләрниң ядидин көтүрүлгән, истемалдин қалғаниди. Әмма коммуналаштурушниң уйғурларға елип кәлгән қабаһәтлири бу қисмәтләрни бешидин кәчүргәнләрниң ядидин көтүрүлүши мумкин әмәс әлвәттә. Хитай һөкүмити 50-йилларниң башлиридила йезиларда коммуналаштуруш түзүмини йолға қойған. Коммуналаштуруш болса йәккә игиликни пүтүнләй рәт қилип, коллектип игиликни асас қилидиған иқтисадий тәрәққият шәклидур. Бу хил иқтисадий тәрәққият шәклидә деһқанлар тәминләш вә сетиш һәмкарлиқ копиратипи вә деһқанлар кәспий һәмкарлиқ копиратипиға әза болуш вә тәң ишләп, тәң йейиш, конкрет қилип ейтқанда “даш қазан тамиқи” ни тәң йейиш шәклидур. Коммуналаштуруш дәвридә кишиләрниң коммунаға әза болуши униң сиясий қаришиға вәкиллик қилидиған болуп, коммунани рәт қилғанлар идийәсидә мәсилә барлар қатарида бир тәрәп қилинған.
КоммуналаштурушНиң хитай һөкүмити үчүн әң чоң әвзәллики болса, йезиларда мукәммәл болған омумйүзлүк тизгинләш системисини һасил қилиштур. Бу хил система йәни “деһқанчилиқ кәспий һәмкарлиқ коператипи” вә “йеза-игилик тәминләш-сетиш коператипи” қатарлиқлар арқилиқ ишләпчиқириш линийәсини өз тезгинигә алиду. Бу арқилиқ һөкүмәт йеза-игилик мәһсулатлирини халиғанчә тәқсим қилиш, қанчилик нәпкә еришкүси болса, шунчилик нәпкә еришиш мәқситигә йетиду. Бу чағда деһқанлар коммуна системисиниң әң чоң зиянкәшликигә учриғучилириға айлиниду.
Уйғур елида 50-йиллардики қабаһәтлик йилларниң тәкрари сүпитидә 2010-йилидин кейин шиддәт билән көпәйгән коператипларниң уйғур деһқанлириға қандақ ақивәтләрни елип кәлгәнликини мөлчәрләш мумкин әмәс. Әмма хитай мәнбәлиридики мунасивәтлик учурлардин бир қисим һәқиқәтләрни байқишимиз тәс әмәс. Мәсилән, хитай йеза игилики башқармиси 2020-йили 11-айниң 25-күни елан қилған бир хәвиридә, маралбеши наһийәсиниң чоңқурчақ йезиси ақтоғрақ кәнтидики 480 деһқан аилиси терилғу йәрлирини коператипқа өткүзүп берип, деһқанларниң кәнт бойичә терилғу йәрләрни өткүзүп беришни әмәлгә ашурғанлиқи йезилған. Мәзкур хәвәрдә йәнә җәнубий уйғур районидики деһқанларниң терилғу йәрләрни өткүзүп бериш нисбитиниң пүткүл уйғур райониниң %20 көпрәкини игилигәнлики хәвәр қилинған.
Мәзкур “тәклиптә” намратлиқтин қутулған әмгәк күчлириниң мааш киримини ашуруш тәләп қилинған. Йәни, хизмәткә орунлашқан, ишсиз қалған, юртиға қайтқан яки сиртқа чиқип ишләшни халайдиғанларни ениқ тәкшүрүп, “бир адәмгә, бир һүнәр, бир лайиһә” түзүп, намратлиқтин қутулдуруш оттуриға қоюлған. Шундақла деһқанларниң кәспий идийәсини өзгәртип, сиртларға чиқип ишләшкә риғбәтләндүрүш, кәспий тәрбийәләш, “дөләт тил-йезиқи(хитай тил-йезиқи)” ни өгитишни күчәйтиштә, һәрқайси кәспий ишчи вә кәспий маһарәт мәктәплириниң фонксийәсини җари қилдуруш тәләп қилинған.
Уйғур ирқий қирғинчилиқи һәққидә көплигән тәтқиқатларни елип берип, хәлқарада уйғур ирқий қирғинчилиқиниң тонулушиға көп һәссә қошқан даңлиқ мутәхәссис адриан зензниң 2021-йили елан қилған “нәнкәй доклати” хитайниң мушу хил сиясәтлириниң әсли маһийитини ечип бәргәниди. Доклатта җәнубий уйғур диярини асас қилған җайлардики уйғурларниң хитай һөкүмити тәрипидин мәҗбурий йосунда хитай өлкилиригә йөткәлгәнлики, уларниң аталмиш дөләт тили өгиниш, кәспий тәрбийиләш намида түрлүк зиянкәшликләргә учриғанлиқи мәзкур доклатта испатлиқ йорутулған.
Демәк, уйғур ирқий қирғинчилиқи хәлқара җәмийәткә ашкариланған өткән бәш-алтә йилда, аталмиш “дөләт тили өгитиш, кәспий тәрбийәләш вә йөткәп ишқа орунлаштуруш” қатарлиқларниң уйғур ирқий қирғинчилиқидики роли аллибурун ашкариланғаниди. Хитай һөкүмитиниң “уйғур деһқанлирини бай қилиш” ни мәқсәт қилғандәк бу аталмиш “тәклип” ниң һәқиқий маһийити уйғур деһқанлириға йәнә бир қетимлиқ зиянкәшлик қилиш пилани болидиғанлиқи шәксиз!
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.