Уйғур паалийәтчи, җамаәт әрбаби һүсәйин қари исламиниң һаяти қандақ бир һаят иди?

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.09.07
huseyin-qari-islami.jpg Мәрһум һүсәйин қари ислами шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийисидә капитан болған мәзгили. 1944-Йили.
uyghurnet.org

Уйғур паалийәтчи, җамаәт әрбаби һүсәйин қари исламиниң вапати уйғурларни матәмгә чөмдүрди. Униң 98 йиллиқ һаяти қандақ бир һаят иди? униң уйғур дәвасиға қошқан төһписи зади қанчилик? бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Узун йилдин бери сәуди әрәбистанда һүсәйин қари исламини яхши тонуйдиған әхмәт мөмин әпәнди, мәрһумниң 98 йиллиқ һаятиниң уйғур дәвасиға аталған өмүр икәнликини баян қилди.

Шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси, тәтқиқатчи һамит гөктүрк әпәнди һүсәйин қари исламиниң явропа, америка вә түркийәдики паалийәтлири тоғрисида мәлумат бәрди.

Һүсәйин қари ислами, 1980-йилидин башлап уйғур оқуғучилар түркийә, пакистан, мисирға охшаш нурғун дөләтләргә келип оқушқа башлиғанда бу оқуғучиларға ярдәм қилиш үчүн сәуди әрәбистанда қурулған таләбә сандуқи йәни оқуғучилар сандуқиниң қурғучи әзаси. У, сәуди әрәбистанда, ислам дунясида, түркийә вә америка қатарлиқ дөләтләрдә уйғур мәсилисини аңлитиш үчүн зор төһпиләрни қошти. Мәзкур дөләтләргә берип у, дөләтләрдики сиясәтчиләр, парламент әзалири вә журналистлар билән учришип шәрқий түркистан дәвасини аңлатти.

Мәрһум һүсәйин қари ислами 1994-йили истанбулниң сабиқ шәһәр башлиқи, һазирқи рәис җумһури рәҗәп таййип әрдоған биләнму көрүшкән. 1992-Йили истанбулда чақирилған шәрқий түркистан миллий қурултийиға қатнишип, өзиниң күрәш тәҗрибилирини аңлатқан. Йәнә һәр қандақ сорунда өзиниң һаят тәҗрибилирини аңлитатти. Буларни мән өз көзүм билән көргән.

Дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәнди һүсәйин қари исламиниң шәрқий түркистан дәвасиға қошқан төһписиниң зор болғанлиқини баян қилди.

Долқун әйса әпәнди бу йил 2-айда сәуди әрәбистанға барғанда өйидә зиярәт қилғанлиқини, дәва тоғрисида муһим сөһбәтләрни елип барғанлиқини баян қилди.

Долқун әйса әпәнди сөзиниң ахирида һүсәйин қари исламиниң вапатиниң шәрқий түркистан дәваси үчүн зор бир йоқитиш болғанлиқини аллаһтин униң ятқан йериниң җәннәт болушини тиләйдиғанлиқини ейтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.