Афғанистандики вәзийәт мәркизий асия вә уйғур дияриға хәвп туғдуруватамду?

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2018.05.24
shapqadar-shehiri-taliban-partlash-305.jpg Талибанлар пакистанниң шапқадар шәһиридә партлаш вәқәси пайда қилди. 2011-Йили 13-май.
AFP

Дуня аммиви ахбарат васитилиридин мәлум болушичә, кейинки вақитларда хәлқара вәзийәтниң барғансери җиддийлишип кетиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә. Мутәхәссисләр йеқин шәрқ вәзийити билән бир қатарда мәркизий асиядиму шундақ бир җиддий һаләтниң шәкиллиниватқанлиқини оттура қоймақта. Улар буни қошна афғанистандики әһвал билән бағлаштуруп, бу хәвпниң болупму өзбекистан арқилиқ кириш мумкинликини көрсәткән.

“русийә ахбарат агентлиқи” да елан қилинған “шойгу: афғанистандики вәзийәт террорчиларниң мәркизий асия мәмликәтлиригә өтүп кетиш хәвпигә елип келиду” намлиқ мақалида ейтилишичә, йеқинда русийә мудапиә министири сергей шойгу афғанистандики террорчиларниң қошна әлләргә кирип кетиш мумкинликини оттуриға қойған. У, бу пикирини өзбекистан мудапиә министири абдусалам әзизоф билән учрашқан пәйтидә ейтқан. У, сүрийәдики террорчиларниң афғанистанға орунлишип, әмди мәркизий асия җумһурийәтлиригә хәвп туғдуруватқанлиқини билдүргән. Икки тәрәп асасий җәһәттин һәрбий саһәдики һәмкарлиқ мәсилилирини муһакимә қилған болуп, министирлар өзбекистан һәрбий қораллиқ күчлири үчүн мутәхәссисләрни тәйярлаш һәм бу саһәдә өз ара тәҗрибә алмаштуруш мәсилилирини қариған.

“сентир асия” тор бетидә берилгән владимир мухинниң “а қ ш вә хитай русийәни өзбек қораллири базиридин сиқип чиқармақта” дегән мақалисидә ейтилишичә, русийә вә өзбекистан 2016-йили һәрбий-техникилиқ һәмкарлиқ саһәсидә келишим имзалиған болсиму, бу йөнилиштә ениқ бир ишлар қилинмиған. Шавкәт мирзийойефниң өзбекистан президенти вәзиписигә олтуруши билән икки тәрәп қорал сетивелиш һәм русийәниң ярдими билән өзбекистанда қорал ишләп чиқиш ишлириға тәйярлиқ көрмәкчи. Мақалидин мәлум болушичә, өзбекистан қандақла мәмликәттин болмисун, қорални бикарға яки төвән баһада сетивелишқа тәйяр икән. Владимир мухин а қ ш вә хитайниң мушу пурсәттин пайдилинип, қорал сетиш арқилиқ һәр қайсиниң өзбекистанни өзигә тартиватқанлиқини оттуриға қойған.

“русская весна” тор бетидә елан қилинған ян остроумофниң “асияда қирғинчилиқ башлиниду: ислам мәмликитиниң 5000 ләшкири өзбекистанда” дәп аталған мақалисидә өзбекистан ташқи ишлар министириниң орунбасари абдуҗапар абдуваһитофниң 3-майда америкиниң өзбекистандики әлчисигә язған хети һәққидә ейтилған. Униңдин мәлум болушичә, афғанистанниң болупму өзбекистан билән чегридаш болған балх өлкисидә сүрийәдин кәлгән “ислам дөлити” тәшкилатиниң көп сандики қораллиқ әскәрлири топлинип, өзбекистанға хәвп туғдурмақтикән.

Лекин ислам мәмликитиниң мәркизий асияға туғдуруватқан хәвпи а қ ш тәрипидин йоққа чиқирилип, бу русийәниң нөвәттики тәшвиқати, дәп қаралмақта. Бу һәқтә“йеңилиқлар” агентлиқида берилгән “пентагон: оттура асиядики ислам мәмликити-русийә тәшвиқати” дегән мақалида ейтилған.

Пентагонниң ахбарат хизмити вәкили көн фолкнер мәзкур ахбарат агентлиқиға бәргән сөһбитидә бу һәқтә мундақ дегән: “русийә а қ ш ниң афғанистандики һәрикәтлирини йоққа чиқириш үчүн ислам мәмликити мунасивити билән чоң попозиларни ойлап чиқармақта. Русийә а қ ш вә униң мәркизий асия шериклири оттурисида путақ чиқириш үчүн һәр қандақ амалларни издәп тепиватиду. Ислам мәмликитиниң мәркизий асия территорийәсини бесивелиш урунушлири тоғрилиқ асассиз билдүрүшләр тәшвиқаттин башқа һеч нәрсә әмәс”. Мақалида русийә ташқи ишлар министири орунбасариниң таҗикистан пайтәхти дүшәнбә шәһиридә қилған билдүрүшиму кәлтүрүлиду. Униң ейтишичә, афғанистанда ислам мәмликитиниң 4 миңдин 10 миңғичә әскири топланған болуп, улар мәркизий асияниң қануний һөкүмәтлирини ғулитип, мәркизий асия вә русийә йәрлирини бесивелишни һәм “шималий хорасан” дөлитини қурушни мәқсәт қилмақтикән.

Афғанистандики вәзийәт һәқиқәтәнму мәркизий асияға хәвп туғдуруватамду? бу вәзийәтниң уйғур елигә тәсир қилиши мумкинму? хитай бу мәсилидә қандақ позитсийә тутуватиду?

Сиясәтшунас ғалим агелеуофниң пикричә, афғанистанда талиплар вә “ислам дөлити” тәшкилати бириккән һалда, улар афғанистанниң һазирқи һөкүмитигә, шундақла қошна чегридаш дөләтләргә, биринчи нөвәттә, өзбекистан вә таҗикистанға чоң тәһдит селиши мумкин икән.

У мундақ деди: “растини ейтқанда, ‛ислам дөлити‚ ниң қандақтур бир чоң хәвп туғдуруватқанлиқини мән көрмәйватимән. Һәтта ‛ислам дөлити‚ тәрәп болуп урушқа қатнашқан өзбекистан вә таҗикистан пуқралири мәркизий асиядики вәзийәткә сәлбий тәсир көрсәтсиму, лекин бу тәсир чоң әмәс. Шундақтиму мәркизий асия дөләтлиригә бирикип һәрикәт қилиш интайин муһим. Шуниң үчүн бу дөләтләр һөкүмәтлири иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилишқа көпрәк диққәт ағдурмиса болмайду. Барлиқ мәсилиләр мушуниңдин келип чиқиду. Әмма, әпсуски, мән бу мәсилиләрниң һәл қилиниватқанлиқини көрмәйватимән.”

Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди әпәндиниң ейтишичә, бир йилдин ошуқ вақит мабәйнидә афғанистанниң ички вәзийити, биринчидин, талиплар, иккинчидин, сүрийәдин келиватқан “ислам дөлити” әзалири тәрипидин кәскинләштүрүлмәктикән.

У һәқиқәтәнму афғанистан тәрәптин мәркизий асия дөләтлиригә хәвп туғулуватқанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “оттура асия дөләтлириниң сүрийәдә аталмиш ‛ислам дөлити‚ елип барған урушқа миңлиған пидаийлири қатнашти. Уларниң бәзилири пакистанға, афғанистанға кәлсә, бәзилири қайтип келиватиду. Һәммигә мәлумки, қазақистан онлиған шундақ қайтип кәлгәнләрни тутуп, түрмиләргә ташлаватиду. Уларму бу йәрдики террорлуқ һәрикәтни җанландуруши мумкин дегән пикир бар.”

У русийә, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан, беларусийә вә әрменийә тәрипидин қурулған коллектиплиқ бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилатиниң һәр қандақ сиртқи тәһдитләргә бәрдашлиқ берәләйдиғанлиқини илгири сүрди.

Қәһриман ғоҗамбәрди йеқинда бейҗиңда өткән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бихәтәрлик кеңәш катиплириниң йиғинида хитайниң аталмиш “үч хил күч” кә қарши күрәш мәсилисини оттуриға қойғанлиқини билдүрүп, йәнә мундақ деди: “билимизки, бейҗиң бу күрәш астида уттур уйғурларни көздә тутиду.‛ террорлуққа қарши күрәш‚,‛ миллий бөлгүнчиликкә қарши күрәш‚, ‛диний әсәбийликкә қарши күрәш‚ дегән мәнини киргүзүп, һазир хитай өзиниң ойдурма сияситини шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға теңиватиду. Мушундақ вәзийәттә хитай немә қиливатиду? хитай пакистан вә афғанистан рәһбәрлири билән нәччә қетим учришип, бу мәсилидә һәмкарлишишни қолға кәлтүрди. Уйғурларни һәм пакистанда, һәм афғанистанда тутуп, хитайниң мәхсус органлири уларни өлтүрүватиду. Мәқсәт - ‛үч хил күч‚ ләрниң уйғуристанға сиңип киришиниң алдини елиш. Бу тәрәптин хитай наһайити қаттиқ һәрикәтләрни әмәлгә ашурди. Һазир у йәрдә чекидин ашқан тәқибләш. Тәхминән сиңип киридиған территорийә бу афғанистан һәм пакистан. Хитай шулар билән бирлишип, қаттиқ контролға еливатиду. Униң уйғуристанға һеч қандақ тәсири йоқ.”

Қәһриман ғоҗамбәрди хитайниң уйғур елидә аталмиш “үч хил күч” кә қарши елип бериватқан күришиниң ойдурма икәнликини, буниң хитайниң хәлқара террорлуққа қарши күрәшкә маслишип, уйғурларни милләт сүпитидә йоқ қилиш сияситини илгири сүрүшиниң бир тәрипи икәнликини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.