Уйғур диярини тунҗи қетим тәкшүргән германийәлик експедитсийәчи адолф шлагинтвайит вә униң тәқдири (1)
2023.09.08
19-Әсирниң оттурилиридин башлап уйғур ели вә униңға қошна районларда бир қатар җиддий өзгиришләр мәйданға кәлгән. Йәни уйғур дияриниң җәнубидики қошниси һиндистан, бүйүк биританийә импирийәсиниң мустәмликисигә айланған болса; оттура асияниң ғәрбий бөлүки, йәни ғәрбий түркистан, чар русийә импирийәсиниң мустмликисигә айланған. Буниң нәтиҗисидә бу икки чоң дәриҗидин ташқири импирийәниң тупрақлири мәркизий асия баяванлирида бир-биригә тутушуп, памир егизликини сәһнә қилған бир мәйдан “бүйүк оюн” (Great Game) башланған.
Памирниң шәрқий етикигә җайлашқан қәшқәр, 18-әсирниң 70-йиллиридин башлап, юқириқи икки бүйүк имприйәниң бир бирини көзитидиған вә бир-бирини чәкләйдиған йеңи “арилиқ район” ға айланған. 1850-Йиллириғичә наһайити аз сандики явропалиқ миссийонерларниңла қәдими мәркизий асиядики бу хилвәт земинға йәткәнлики мәлум. Шу вақитқичә явропалиқларниң қәшқәрийә вә униң әтрапидики җайлар һәққидики билидиғанлири 13-әсирләрдә қәләмгә елинған марко полу (Marco Polo) вә униңдин кейинки виллиям фон рубрук (Wilhelm von Rubruck) ларниң ривайәт түсини алған саяһәт хатирилири биләнла чәкләнгән иди. Булардин башқа, 17-әсирниң башлирида қәшқәрдин кирип қисқа вақит ичидә қумулдин чиқип кәткән портогалийәлик миссийонер бенедикт гос (Benedict Goës) ниң әслимисини һесабқа алмиғанда, явропалиқларда уйғур дияри һәққидә алаһидә тилға алғудәк учурму болмиған.
18-Әсирниң иккинчи йеримидин башлап мәркизий асиядики пинһан тупрақларда явропалиқ тәвәккүлчиләр, охшимиған мәзһәптики дин тарқатқучилар, екиспедитсийәчиләр, геологлар, биологлар, һашарат вә өсүмлүк тәтқиқатчилири, кейинчә асарәтиқә йиғқучиларниң айиғи үзүлмәйдиған болған. Буларниң бәзилири илмий тәкшүрүш сәпәрлириниң бәдилини һаяти билән төлигән. Әнә шулардин бири германийәлик екиспедитсийәчи вә җуғрапийәшунас адолф шлагинтвайит (Adolph Schlagintweit)дур.
Адолф шлагинтвайит 1839-йили 1-айниң 9-күни германийәниң мюнхен шәһиридә туғулған. Бәш оғулниң төтинчиси болған адолф кичикидинла германийәниң мәшһур җуғрапийә, ботаника вә зологийә алими александер фон хумболдт (Alexander von Humboldt)ни өзигә үлгә қилған. Адолф шлагинтвайит 23 йешида алп теғиниң магнит күчини өлчәш һәққидә язған диссертатсийәси билән өз саһәсидә әң көзгә көрүнгән тәтқиқатчи дегән намға еришкән. Хумболдт кәби дуняниң техичә билинмигән тупрақлириға берип, тәбиәт һәққидә нәқ мәйдан тәкшүрүш вә тәтқиқат билән шуғуллиниш, униң әң чоң арзуси болған. У өзигә охшашла талантлиқ икки қериндиши билән мәслиһәтлишип, ташқий дуня тәрипидин шу вақитқичә анчә билинмигән һиндистан вә оттура асияни талливалған. Александер фон хумболдтниң шәхсән тонуштуруши вә тәвсийә қилиши билән у падишаһ фридрик вилһелм IV (Friedrich Wilhelm IV) ниң ярдимигә вә биританийә шәрқий һиндистан ширкитиниң иқтисадий җәһәттин қоллишиға еришкән. 1854-Йили 9-айниң 20-күни адолф акиси һерман вә иниси роберт билән биллә деңиз йоли билән һиндистанға йүрүп кәткән.
Улар 1857-йилиғичә һиндистанниң һәрқайсий җайлирида кәң көләмлик тәкшүрүш елип барған. Йәр қатлими магнит мәйданини өлчигән, өсүмлүкләрниң, қушларниң вә минерал маддиларниң әвришкилирини йиғқан. Антропологийәлик тәтқиқатлар үчүн керәклик адәм беши искилитлири, һәтта пүтүн бәдән искилитлирини топлиған. 1857-Йили улар һиндистандин йиғқан түрлүк әвришкилири, сизған рәсимлири вә хәритилирини топлап, 500 чоң сандуққа қачилап германийәгә йолға салған.
Акиси вә иниси вәзипилирини орундап юртиға қарап йолға чиққанда, адолф улардин айрилип қалған. У шу дәврниң әң мәңшур илим игиси-ғайивий устази хумболдтниң әмәлгә ашуралмай қалған бир арзусини әмәлгә ашурмақчи болған. Йәни алтай теғи, тәңри теғи вә қарақурум тағлирини кесип өтүп, шу вақитқичә хәритиләрдә бош қалған җайларни толуқлап сизмақчи, у йәрләрдә яшаватқан кишиләрниң етник тәркибини ениқлимақчи болған.
У бу вәдисини балдуррақ әмәлгә ашуруш үчүн, 1855-йили иниси роберт билән бирликтә оғрилиқчә чеградин өтүп, тибәткә барғинида тутулуп қалған. Биританийә шәрқий һиндистан ширкитиниң ариға кириши вә наһайити көп җаза пули төлиши нәтиҗисидә, миң тәсликтә йәнә һиндистанға қайтип келивалған.
Иниси роберт 9-айниң 26-күни александер фон хумболдтқа язған бир парчә хетидә бу хушаллиқини мундақ ипадилигән: “алийлири, йеқинда һерман билән иккимизгә қизиқарлиқ бир йол билән қарақурум теғини кесип өтүп хотәнниң мәркизи илчигә берип тәкшүрүш елип бериш несиб болди. Билишимизчә, һазирғичә һеч бир явропалиқ ладақ вә түркистан чигралиридин өтүп бақмиған. Бу ғәлибилик сәпәрдә, өзимизниң леһ сәпири үчүн қилған тәйярлиқлиримизниң пайдисини көрдуқ.”
Адолф шлагинтвайит кәшмирдә тәҗрибилик йол башлиғучилар, овчи вә башқа хизмәтчиләрдин тәркиб тапқан йеңи бир експедитсийә әтрити тәшкиллигән. Йәрлик карванларниң шу вақитта уйғур елида болуватқан урушлар һәққидики хәвәрлири вә вақтинчә бармай туруш һәққидики тәвсийәлири уни нийитидин яндуралмиған. Шу вақитқичә експедтсийәчиләрниң айиғи тәгмигән хәтәрлик тағ йоллири билән меңип, ақсай чин районини кесип өтүп қарақаш дәрясини бойлап меңип хотәнгә барған.
Адолф шлагинтвайитниң бу сәпири чар русийәниң давамлиқ кеңәймичилик қилип қәшқәрийәниң йеқин қошниси қоқанға йеқинлап келиватқан, уйғур елида узундин бери давамлишиватқан җәңги-җидәлләр әвҗигә чиққан бир вақитқа тоғра кәлгән. Бу мәнчиң сулалисиниң қирғинчилиқи вә зораванлиқиға чидимиған йәрлик хәлқниң қозғилаң көтүргән, қозғилаң рәһбири җаһангир хоҗаниң тутқун қилинип, бейҗиңға ялап елип кетилгән һәмдә униңға өлүм җазаси берилгинигә анчә узақ болмиған бир вақит иди.
Бундақ бир җиддий пәйттә, бир топ адәмни башлап хотәндә пәйда болған вә арқидинла йәркәндин өтүп қәшқәргә йеқинлап келиватқан шлагинтвайит, вәлихан төрәни техиму биарам қилған. Вәлихан төрә, шлагинтвайитниң өз дадиси җаһангир хоҗани рәһимсизләрчә қәтли қилған мәнчиң һөкүмитиниң бир ишпийони болуп қелишидин әнсиригән. Шлагинтвайит қуруқлуқ йоли билән явропаға қайтмақчи болуватқанлиқини ейтип вәлиханни ишәндүрәлмигән. Икки күнлүк еғир сорақтин кейин, йәни 1857-йили 8-айниң 28-күни адолф шлагинтвайит қәшқәр сепилиниң сиртиға елип чиқилип, қилич билән чепип өлтүрүлгән. Униң тенидин җуда қилинған беши бир нәччә күн көврүккә есип қоюлғандин кейин, вәлихан төрәниң қәшқәрдә һәйвә көрситип дөвиләп қойған адәм беши дөвисигә қошуветилгән. Адолф шлагинтвайит у вақитта әмдила 28 яшқа киргән иди.
Айлар өтүп шлагинтвайитниң һеч хәвири болмиған, адолфниң мюнхендики қериндашлири униңдин әндишә қилишқа башлиған. Һиндистан вә чар русийәниң мунасивәтлик шәхс вә орунлиридин сүрүшти қилип ишәнчлик бир учур алалмиған. Мәнчиң һөкүмитигә язған мәктублириму һеч бир нәтиҗә бәрмигән. Аридин бир йил өткәндә амалсиз қалған шлагинвайитниң аилә тавабиатлири шу қетимлиқ експедитсийә сәпирини қоллиған падишаһ фридрик вилһелм IV тин ярдәм сориған.
Падишаһ фридрик вилһелм чар падишаһ һөкүмити билән алақилишип, адолфни тепип беришни тәләп қилған. Чар падишаһ һөкүмитиниң мәхсус орунлаштуруши билән 22 яшлиқ бир яш йигит, содигәр қияпитидә санкт-петербургдин айрилип, 60 тин артуқ ат-төгилик карвинини башлап қәшқәргә қарап йолға чиққан. Бу кейинки вақитларда қәшқәр вә или һәққидә бир биридин қиммәтлик хатирә вә китабларни язған қазақ алим чуқан вәлиханофтур.
(Давами бар)
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.