Уйғур зиялийлири: уйғур мәсилисини ислам әллиригә аңлитиш зөрүр
2014.12.05
Пәләстин мәсилиси узундин буян дуняниң диққитини өзигә тартип, көплигән дөләтләрниң көңүл бөлүшигә еришип келиватқан хәлқаралиқ мәсилиләрдин бири болуп, оттура шәрқтики әрәб әллири, җүмлидин пүткүл ислам дуняси йеқиндин көңүл болуп келиватқан мәсилә. Уйғур мәсилиси болса дуняға йеңидин аңлитиливатқан америка, явропа қатарлиқ әлләрниң қоллишиға еришкән, әмма ислам дунясиниң алаһидә бир ярдимигә вә яки һесдашлиқиға еришәлмәй келиватқан мәсилә.
Бу мәсилиләр һәққидә австралийәдә һиҗрәттә яшаватқан дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, пәлсәпә пәнлири доктори мәмтимин әла йеқиндин буян австралийәдә өткүзүлгән мусулман тәшкилатлириниң йиғилишлирида уйғурлар тәғдириниң пәләстинликләрниң тәғдиридинму ечинишлиқ әһвалда икәнликини, уйғурлар мәсилисиниң ислам дунясида йитим қалдурулушидики түп сәвәбләрдин бири - хитайниң оттура шәрқтики ислам әллири билән болған дипломатик мунасивәтлири вә шундақла мусулман дөләтлиридики бир қисим сиясий мәсилиләр икәнликини оттуриға қоюп кәлмәктә.
Доктор мәмтимин әланиң қаришичә, уйғурлар өзиниң кимликини диний қериндашлириға билдүрүш вә аңлитиш үчүн, һәр қайси дөләтләрдә яшаватқан мусулманларниң түрлүк паалийәтлиригә актип қатнишип, уйғур мәсилисини аңлитиши зөрүр.
Төвәндә диққитиңлар японийәдики ихтиярии мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадириниң бу һәқтики сөһбәт программисида болсун.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.