Уйғур мәдәнийитигә аит йәнә бир хәзинә- “шиветсийә тәтқиқат институти”
2023.08.11
![gunnar-yarring.jpg gunnar-yarring.jpg](https://www.rfa.org/uyghur/mulahize/uyghur-medeniyiti-08092023122729.html/gunnar-yarring.jpg/@@images/d553d287-1cf4-4791-8fbc-551797431f25.jpeg)
Уйғурларниң йеқинқи бир йерим әсир мабәйнидики тарихиға нәзәр салидиған болсақ, уруш, давалғуш вә тәрәққият җәрянида уйғур хәлқи нурғунлиған мәдәнийәт мираслирини қолдин кәткүзүп қойған. Йеқинқи йиллардики вәзийәттин елип ейтсақму, хитайниң уйғур тарихи, мәдәнийити вә әдәбиятиға аит әсәрләргә болған түрлүк бузғунчилиқлири артип бармақта.
Һалбуки, бу хил вәзийәттә чәт әлләрдә сақлиниватқан чәклик бир қисим уйғур мәдәнийәт мираслири азғинә болсиму уйғурларниң мәниви дунясиға үмид беғишлап, уларниң мәвҗутлуқини намаян қилип кәлмәктә. Бу хил мәдәнийәт мираслири һазирғичә русийә, германийә, шиветсийә, фирансийә, әнгилийә, японийә вә түркийә қатарлиқ көплигән дөләтләрдики музей, архипхана вә кутупханиларда алаһидә қоғдалмақта вә дуня илим адәмлириниң тәтқиқ қилишини күтүп турмақта.
Шулар қатарида истанбулға җайлашқан “шиветсийә тәтқиқат институти” ни алаһидә мисалға елиш мумкин. Бу тәтқиқат мәркизидә тәтқиқатчиларниң пайдилиниши үчүн тәсис қилинған икки кутупхана бар болуп, буларниң бири “тәтқиқат институти кутупханиси”, йәнә бири “ярриң кутупханиси”. Уйғурларға аит материяллар асасән мана мушу “ярриң кутупханиси” да “гуннар ярриң оттура-явро асия топлими” намлиқ архипта сақланмақта.
Кишиләр уйғурларға аит материялларниң бу йәргә қандақ келип қалғанлиқиға интайин қизиқишиду. Бу материялларниң шиветсийә тәтқиқат институтиға келип қелишида “уйғурларниң яри” дәп тәриплинип кәлгән даңлиқ түрколог гуннар ярриң (Gunnar Jarring) васитичилик рол ойниған, дәп ейталаймиз. Гуннар ярриң бир мәзгил бу институтниң һәйәт әзалиқи вәзиписини өтигән болуп, бүгүнгичә институтниң түркологийә вә оттура асия тәтқиқати хизмәтлириниң системилиқ давамлишиши үчүн асас салған киши, дәп яд етилип кәлмәктә.
Шиветсийә тәтқиқат институти 1962-йили қурулған болуп, дәсләптә шиветсийә дөлити үчүн түркологийә вә шәрқшунаслиқ илимлиригә болған тәтқиқат муһити һазирлап беришни мәқсәт қилған иди. Кейинчә 90-йиллардин кейин хизмәт даириси барғансери кеңәйгән. Нөвәттә скандинавейә тәтқиқатчилири, шундақла дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән тәтқиқатчиларниң түркийә вә йеқин шәрқ дөләтлиридә тәтқиқат елип бериши үчүн уларни иқтисат вә турмуш шараити билән тәминләш, тәтқиқат түрлиригә йетәкчилик қилиш, муһакимә вә лексийәләргә уюштурушқа охшаш илмий паалийәтләрму уларниң хизмәт даирисидә болуп кәлмәктә.
Бу тәтқиқат мәркизини истанбулда ечишниң бирәр зөрүрийити барму-йоқ? бу соалниң җавабини тепиш үчүн йирақ өтмүшкә нәзәр селишқа тоғра келиду.
Истанбул билән шиветсийә арисидики достлуқ мунасивити әмәлийәттә миң йиллиқ тарихқа созулған болуп, узақ византийә заманидин башланған, дәп қарилиду. Истанбулдики шиветсийә тәтқиқат институти истанбулдики истиқлал кочисиға җайлашқан шиветсийә консулиниң даирисидин орун алған болуп, бу җай тарихта шиветсийәниң түркийәдә салдурған бир хан ордиси болған иди. Шундин етибарән кейинки бирқанчә қетимлиқ пурсәтләрдә, икки дөләт өзара дипломатик мунасивәт орнитип алақә қилип кәлмәктә.
“гуннар ярриң оттура асия топлими” әслидә гуннар ярриң әпәндиниң шәхсий топлиған китаблиридин тәркиб тапқан. Бу топлам илгири шиветсийә ханлиқ тарихий әсәрләр академийәсиниң игидарчилиқида болуп, дәсләптә тәхминән он йил әтрапида стокһолм университетиниң оттура асия тәтқиқат мәркизиниң башқуришида болған. 2012-Йилидин кейин, истанбулға йөткәп келинип, бир қисим ианә қилинған китаб-журналлар билән қошулуп, техиму бейип барған.
“гуннар ярриң оттура-явро асия топлими” да сақлиниватқан китаб вә гезит-журналлар уйғурчә, өзбекчә, қазақчә, хитайчә, русчә, немисчә, фирансузчә, моңғулчә, тибәтчә, әрәбчә, парсчә, япончә вә башқа түркий тилларда болуп, асаслиқи басма материялларни өз ичигә алиду, қолязма әсәрләр асасән учримайду.
Төвәндә бу кутупханида сақлиниватқан уйғурларға аит материялларниң мәзмуни, алаһидилики, тарихий дәври вә әһмийити һәққидә қисқичә тохтилип өтимиз:
Кутупханидики уйғурларға аит китабларни мәзмуниға қарап гуннар ярриң иҗадийитидики әсәрләр, уйғур апторлар қәлимидики әсәрләр вә чәт әллик сәйяһлар қәлимидики саяһәт әдәбияти әсәрлири дәп үч чоң түргә бөлүшкә болиду. Уйғур тилидики әсәрләрниң ичидә йезиқ тәвәлики бойичә айриғанда қәдимки уйғур йезиқи, чағатай йезиқи, уйғур һазирқи заман йезиқи, уйғур крил йезиқи вә латинчә йеңи йезиқтики әсәрләр мәвҗут.
Көп қисим әсәрләр 19-әсирдин таки 2012-йилғичә болған арилиқта шәрқий түркистанда вә башқа дөләтләрдә нәшр қилинған әсәрләрни өз ичигә алиду. Әйни вақитта қәшқәрдә қурулған һәмдә 1910-йилдин 1937-йилғичә мәвҗут болуп турған “шивет миссийонерлар басма завути” да бесилған “қәшқәр басмилири” намида сақлиниватқан әсәрләр бу кутупханидики әсәрләрниң муһим қисмини тәшкил қилиду. Кишини хушал қилидиған йери “қәшқәр басмилири” ға тәвә болған диний мәзмундики вә диндин халий мәзмундики әсәрләрниң һәммиси дегүдәк шиветсийә тәтқиқат институти тәрипидин ел-китаб һалитигә кәлтүрүлүп, оқурмәнләрниң тор йүзидин көрүши үчүн ечиветилгән. Бу ел-китабларниң ичидә “уйғур тили грамматикиси”, “шәрқи түрки-инглизчә луғәт”, “ладах йолида карван”, “оттура асия тарихи” қатарлиқ китаблардин башқа йәнә әйни вақиттики мәктәпләрниң тил, һесаб вә тәбиәт қатарлиқ дәрслик китаблири бар. Ел-китаб һалитигә кәлтүрүлмигән китаблардин әйни вақитта шәрқий түркистан, ташкәнт, алмута вә тәйвәндә бесилған каталоглаштурулған вә каталоглаштурулмиған китабларму мәвҗут. 1970-Йиллардин 2012-йилғичә уйғур диярида нәшр қилинған уйғур әдәбият-сәнити, тарихи вә мәдәнийитигә аит әсәрләр кутупханида бирқәдәр чоң нисбәтни игиләйду.
Юқирида тилға елип өткән материяллардин башқа йәнә һазир дуняда башқа нусхилири тепилмайдиған яки чәклик нусхидики гезит, журнал, хәритә вә календар қатарлиқлар сақланмақта. Мәсилән, буларниң ичидә қәдимки уйғур тилидики рәңлик басмилиқ “тәзкирәи-әвлия”, “түркистан әдәбиятидин парчилар”, “шәрқий түркистанниң миллий инқилаб тарихи”, “ниҗат йоли”, тәйвәндә бесилған “сәнмин җуйи милләтчилик”, 19-әсирниң ахириқи мәзгиллири нәшр қилинған хитай тилидики қириқ нәччә томлуқ “шинҗаң тәзкириси”, 1873-йилидики шәрқий түркистан хәритиси, хотән қәғизигә бесилған 1934-йилидики “күндилик қәшқәр-шинҗаң гезити” ниң бирқанчә санлири, “аң гезити”, 1946-йили нәшр қилинған “шәрқий түркистан инқилабчи яшлар тәшкилати” ниң нәшр әпкари “күрәш” журнили, муһәммәт имин буғраниң шәрқий түркистан һәққидики уйғурчә, түркчә вә инглиз тилидики китаблири, 1934-йилидики “тияншан” мәҗмуәси, 1936-йили ақартиш уюшмиси тәрипидин бесилған ана тил дәрслик китаблири вә 1947-йилдики сабиқ өлкилик һөкүмәтниң сиясий ишларни йолға қоюш низамнамилири қатарлиқлар бар.
Әмди чәт әллик сәйяһ, експедитсийәчи вә миссионерларниң уйғурлар яшиған земинлар вә әтраптики районларға қилған сәпәрлириниң һасилати сүпитидә рояпқа чиққан әсәрлири һәққидә бираз мәлумат берип өтимиз:
Йеңи деңиз йоллириниң ечилиши билән қуруқлуқ карван сода йоли тақилип, илгири бу йолда тинимсиз өтүшүп туридиған төгә карванлириниң излири өчүшкә башлиди. Буниң билән заманисида дуняниң сода вә мәдәнийәт кесишиш нуқтиси болған оттура асия райони бурунқи җәлпкарлиқини йоқитип қойған бир вәзийәт һөкүм сүрүватқан иди. Әмма бу җуғрапийәдә йеңидин оттуриға чиққан йәнә бир қетимлиқ күч талишиш оюнлири ички асия територийәсини әнгилийә, русийә вә хитай оттурисидики һоқуқ талишиш күришидики лоқмиға айландурди. Буниң билән бу районларға келидиған ғәрблик саяһәтчиләрниң сани бирдинла көпийишкә башлиди. Булар түрлүк вәзипә вә салаһийәттики кишиләр болуп, бәзилири һөкүмәт әвәткән әлчиләр, йәнә бәзилири сәйяһлар вә тәвәккүлчиләр иди. Уларниң ичидә тонулған шәхсләрдин шиветсийәлик свен һедин вә финландийәлик густаф маннерхейим, германийәлик аврел ситәйин қатарлиқлардин башқа, кишиләргә анчә тонушлуқ болмиған бир қисим шәхсләрму бар. Кутупханида мана мушу кишиләр қалдурған тарихий әсәрләрму көзгә челиқиду.
Бу тарихий мираслар бизни алаһидә тарихий йиллардики оттура асия вәзийитигә аит билим вә тәтқиқатларниң топлиниш вә шәкиллинишигә алақидар мол материял билән тәминләйду. Игилишимизчә саяһәт әдәбиятиға аит әсәрләрниң сани 500 парчидин артуқ болуп, пат йеқинда бу материялларму ел-китаб һалитигә кәлтүрүлүп, тордин пайдилиниш имканийити яритилидикән. Саяһәт әдәбиятидики вәкил характерлиқ әсәрләрдин мунуларни көрситиш мумкин:
1930-Йили нәшр қилинған валтер босхардниң (Walter Bosshard) “аяғ тәгмигән асияға сәпәр”, 1914-йили нәшр қилинған е. Г. Кәмпниң (E. G. Kemp) “чин түркистанидики сәргүзәштиләр”, 1875-йили нәшр қилинған томас доглас форсисниң (Thomas Douglas Forsyth) “1873-йилидики йәркәнтниң тарихий, җуғрапийәлик вә иқтисадий байлиқиға аит доклат”, ф. Гренардниң(F. Grenard) 1898-Йили нәшр қилинған “ички асия сәпиригә аит илмий доклат”, 1926-йили нәшр қилинған лекокниң( Le Coq) “турпан екиспедитсийәсигә аит доклат вә сәргүзәштиләр”, аврел стәйинниң( Aurel Stein) 1907-йили нәшр қилинған “қәдимки хотән” вә асия сәпиригә аит йүрүшлүк китаблири, свен һединниң Sven Hedin) ) 1903-йили нәшр қилинған “натонуш йоллардики миң мил” вә асия сәпиригә аит бир йүрүш китаблири, елла сәйкисниң (Ella Sykes) 1920-йили нәшр қилинған “оттура асияниң чөл вә бостанлиқлирини кесип өтүш”, н. Пержавелискийниң N. Prejevalsky)) 1969-Йили нәшр қилинған “ғулҗидин лопнурғичә, тәңритағни кесип өтүш” қатарлиқларни шуларниң җүмлисидин, дейиш мумкин.
Бир мәзгил шиветсийә тәтқиқат мәркизиниң илгирики нөвәтлик мудирилиқ вәзиписини өтигән түрколог биргит шелүтер (Birgit Schlyter) ханим мәзкур “ярриң кутупханиси” ниң қурулушида гуннар ярриң әпәндиниң бәкму зор рол ойниғанлиқини тәкитләйду. У йәнә гуннар ярриң апторлиқида 1964-йили нәшр қилинған, 2002-йили қайта түзитиш киргүзүлүп бесилған чоң һәҗимлик катта әсәр “шәрқи түрки-инглизчә диалект луғити” ни мисалға елип мундақ дегән иди: “мәзкур луғәт һазирқи заман уйғур тилиниң дәсләпки дәврлири йәни 1930-йиллардики шәрқий түркистанниң җәнубий қисмида қоллинилидиған уйғур еғиз тилини асас қилип түзүлгән. Луғәттин орун алған тәхминән бир әсирдин көпрәк вақит қоллинилған бу тилниң ичидики бир қисим сөзлүкләр һазир истималдин қалған. Йәрлик диалект-шивиләрниң тез сүрәттә йоқилип бериши өз нөвитидә маңа охшаш бир тилшунас түркологни биарам қилиду. Чүнки бир тилниң һәм йезиқ һәм еғиз тил шәклидә мукәммәл сақлинип қалалмаслиқи тил кризиси йүз берип йоқилишқа қарап йүзләнгинидин дерәк бериду.”
Ахирида тәкитлимәкчи болғинимиз, истанбулдики уйғурларға аит бу материяллар мәйли пайдилиниш қиммити җәһәттин болсун яки мәдәнийәт қиммити җәһәттин болсун һәқиқәтән уйғур мәдәнийтиниң чәт әлдә сақлинип қалған бир хәзиниси дәп тәрипләшкә мунасиптур. Бу материяллар уйғурларниң 19-вә 20-әсирниң алди-кәйнидики сиясий җуғрапийәлик вәзийити, тил тәрәққияти, фолклор мәдәнийити вә идеологийә-дуня қарашлирини игиләш вә тәтқиқ қилишта интайин муһим әһмийәткә игә. Һазирқи вәзийәтни көздә тутқандиму, хитай һөкүмити “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” бәрпа қилиш шоарини козир қилип, уйғурларни хитайлаштуруш сияситини әвҗ алдуриватқан пәйттә, чәт әлләрдә сақлиниватқан материяллардин пайдилиниш вә тәтқиқат елип бериш хитайниң рәзил қилмишлириға қарши урулған бир тәстәк болуп һесаблиниду.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.