Йочунлишиватқан йосунлар: уйғур мурасим-мәрикилириниң бүгүнки қисмәтлири

Ситокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2023.09.09
kollektip-toy-uyghur-orp-adet Или қазақ аптоном области қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбрикләп, 60 җүп қиз-йигит коллектип той мурасими өткүзгән көрүнүш,2014-йили 18-авғуст, ғулҗа
chinanews.com

Уйғур әнәниви өрп-адәтлири уйғур мәдәнийитиниң муһим тәркиби болуп, уйғурларниң мәвҗут болуп туруш вә уюшуш күчини ашуруш җәһәтләрдә зөрүр вә муһим рол ойнайду. Җәмийәтшунаслар өрп-адәт динниң иҗтимаийлашқан тәрипи дәп ениқлима бәрсә, мәдәнийәтшунаслар уйғур мәдәнийитидә өрп-адәтләрниң шәкиллиниши, бейип мукәммәллишиши вә сақлинип қелишида диний амиллар әң муһим етикилиқ (әдәп-әхлақ өлчимигә даир) тәркиб дәп қарайду.

Һәммимизгә мәлумки, уйғурлар тарихта бирқанчә динларға етиқад қилған. Бу динларниң охшимиған тарихий басқучларда уйғурларниң мәниви турмушиға вә мәдәнийитигә көрсәткән тәсириму охшаш әмәс вә бу өз нөвитидә өрп-адәтниң көп хиллиқини шәкилләндүргән. Болупму той мурасимлири вә дәпнә мурасимлири диний етиқад вә әқидиләр билән чәмбәрчас бағланған. Шуңа кесип ейталаймизки, уйғур өрп-адәтлири билән ислам дини әқидилирини айриветиш тәсәввур қилғусиз бир һадисә.

Һалбуки буни обдан чүшәнгән хитай һөкүмити, йеқинқи йилларда уйғур мурасим-мәрикилиридики ислам диниға алақидар болған қаидә-йосунларни контрол қилиш арқилиқ уйғур өрп-адәтлиригә болған чәклимиләрни рәсмий қанунлаштурған.

2015-Йилдин башлап, хитай һөкүмити уйғур диярида исим қоюш мурасими, хәтнә той, дәпнә мурасими вә той мурасими қатарлиқ “төт паалийәт” дәп аталған мурасим-йосунларға сиясәт бәлгилигән болуп, һөкүмәт бу мурасимларниң һәрқайси басқучлириға биваситә арилишиш вә назарәт қилишни йолға қойған.

Юқирида тилға елинған мурасимларниң тәртиплиридә ислам дини мизанлириға әмәл қилған һалда намаз оқуш, әзан товлаш, қуран айәтлирини оқуш, һәдисләрдин нәқил кәлтүрүш, дуа-тәкбир ейтишқа охшаш мәзмунлар орун алған. Әмма нөвәттики вәзийәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан юқири бесимлиқ бастуруш сиясәтлири нәтиҗисидә бу хил мурасим яки йосунлар өзгәртилип, әсли қиммити вә әһмийитини йоқатқан, йәни хитайчилаштурулған мәдәнийәткә айланмақта.

Хитай даирилириниң нопузлуқ тор бәтлиридики учурларға қариғанда, нөвәттә уйғур дияридики көп қисим шәһәр-йезиларда мәрикә-мурасимларни өткүзүштә һөкүмәт бәлгиләп бәргән төвәндики пиринсипларға әмәл қилиш тәләп қилинмақта:

Той мурасими яки дәпнә мурасими өткүзгүчиләр алди билән мәрикигә чақирилидиған меһманлар тизимликини һөкүмәткә йоллап илтимас суниду; андин һөкүмәт мәрикигә баридиған имам вә әмәлдарларни тәйинләйду, шәхсийләр өзи халиған имамни чақирса болмайду, мурасим тәртиплиригә бой сунуш һәққидә капаләтнамә йезип бериду; тәйинләнгән диний затларму чоқум һәр бир мурасимни өткүзүштә һөкүмәт бәлгиләп бәргән мәзмун даириси ичидә паалийәт елип бериши керәк. Мәсилән, мейит ююш, кепәнләш қатарлиқ өрп-адәтләрдә аял бүвиләрниң қатнишиши чәкләнгән болуп, пәқәтла йезилиқ һөкүмәтниң қарари бойичә тәйинләнгән кишиләр қатнишиши керәк. Мейитниң намизини чүшүрүш вә узитиш ишлиридиму җамаәт топлинишиниң алдини елиш үчүн һөкүмәт бәлгиләп бәргән адәм сани бойичә қатнишиш шәрт қилиниду. Һөкүмәт бу хил бәлгилимиләрни козир қилип, мурасим-мәрикиләрни өткүзүштә сорун-мәйдан билән тәминләш вә иқтисадий җәһәттин ярдәм бериш қатарлиқ васитиләрни қоллинип, өрп-адәт характерлик барлиқ мурасим-мәрикиләрни өткүзүш һоқуқини өз чаңгилиға киргүзүвалған болуп, ақивәттә кишиләр һәтта мейитни өз өйидә узиталмайдиған әһвалға чүшүп қалған.

Хитай һөкүмитиниң уйғур мурасим-мәрикилиригә болған контроллуқни өз қолиға елиш үчүн иқтисадий җәһәттин шапаәт көрситиш һәрикити әмәлийәттә уйғурларға қаритилған “бастуруш йәмчүки” дин ибарәт.

Хитай һөкүмитиниң уйғур мурасим-мәрикилирини чәкләш арқилиқ уйғур хәлқини ассимилятсийә қилиш вә идеологийә өзгәртиш мәқситигә йәтмәкчи болғанлиқи ениқ. Хитай һөкүмити уйғур өрп-адәтлириниң диний асасини тәлтөкүс йоқитиш үчүн, ишни алди билән коммунистик партийә әзалири вә әмәлдарларға чәклимә қоюштин башлиған болуп, кейинчә контрол қилиш даирисини йәниму кеңәйтип барлиқ пуқраларға қаратқан. 2017-Йилидин башлап партийә әзалириниң “никаһ” мурасими өткүзүши рәсмий чәкләнгән, кейинчә партийә әзаси болмиғанларниңму “никаһ” мурасими өткүзүши чәклинишкә башлиди.

Уйғур хәлқи қәдимдин буян никаһни муқәддәс билип кәлгән болуп, уйғурларниң қиммәт қарашлири вә гүзәл әхлақий әнәнилирини әкс әттүрүп кәлгән. Қиз-йигит аллаһниң әмри, пәйғәмбәрниң сүннити билән һалал бир җүп болушқа, никаһ арқилиқ өмүрлүк бәхтлик болушқа әһдә қилишиду. Бүгүнки күндә никаһ оқушниң чәклиниши билән, қиз-йигитниң никаһ мунасивитигә һөкүмәт қарар қилидиған әхмиқанә бир вәзийәт шәкилләнди. Той мурасимлириниң җан томури болған никаһ мурасими “диний ашқунлуқ” дәп қарилип, өрп-адәтләр категорийәсидин сиқип чиқирилди.

Хитайдики ахбарат орунлири вә иҗтимаий алақә торидики учурларға асасланғанда, әрәб тилидин киргән “никаһ” дегән сөзни қоллинишниңму чәкләнгәнлики, тойда никаһ мурасими йоқитилип, униң орнини “үч тәзим” қилдуруш, “қиз-йигит ромка соқуштуруш” қатарлиқ хитайчә қаидиләрниң игилигәнлики мәлум.

Хитай һөкүмити никаһ мурасимиғила әмәс, барлиқ мәрикә вә мурасимларға чәклимә қойған. Той адәтлиридики “чиллақ” вә “он бәш күнлүк” дәп атилидиған бир қисим қаидә-йосунлар әмәлдин қалдурулған. Һәтта “төт хил паалийәт” дәп аталған мурасимларға меһман сүпитидә келип қатнашқанларниң исим тизимлики һөкүмәткә тапшурулмиғанлиқи сәвәбидин, лагерларға тутулуп кәткән әһвалларму мәвҗут.

Шундақ дәп ейтишқа болидуки, уйғур мурасим-мәрикилири кишиләргә әхлақ-пәзиләт вә коллектип аң тәрбийәси беридиған аммиви мәктәп болуштәк ролларни ойнаштин башқа йәнә юрт ичидә уруқ-туғқандарчилиқ, достлуқ-иттипақлиқ беғини күчәйтидиған, өзара меһир-шәпқәт йәткүзидиған бир сәһнә болуп өз нөвитидә йәнә пәрзәнт тәрбийәси вә нормал писхика сағламлиқи җәһәтләрдиму хәлққә мәниви озуқ болуп кәлгән.

Ваһаләнки, дөләт түзүлмисидә хитай милләтчиликини ядро қилған хитай һөкүмити уйғурларниң җамаәт болуп уюшушини әсла халимайду. Бу һәқтә уйғур фолклори тәтқиқатчиси руни стинбериг (Rune Steenberg) илгири хотән, қәшқәр вә куча қатарлиқ җайларда той мәрикилири үстидә тәкшүрүш елип барған. Униң баян қилишичә, 2014-йилидин кейин уйғур диярида өткүзүлгән мутләқ көп сандики той мәрикилириниң әслидики миллий вә диний пуриқи йоқалған, бәлки бу той мәрикилири мәҗбурий һалда хитайниң базар иқтисади қурулмисиға маслаштурулған. Нөвәттә уйғур диярида той кийимлири, мәрикә зали безәклири, той бағақлири, той дастихини, той фотографлири вә көңүл ечиш қатарлиқларниң хитайчилаштурулуши руни әпәндиниң юқириқи сөзини дәлилләп бериду.

Уйғурларниң миллий кимлики һәққидә издәнгән вә илгири уйғур диярида тәкшүрүш вә тәтқиқат билән шуғулланған тәтқиқатчи җоәнни симит финлей (Joanne Smith Finley) “символлуқ қаршилиқ сәнити” намлиқ китабида, 1990-йилларниң оттурилиридин башлап уйғурларниң һаятида исламий әнәниләрниң күчийиш долқуни көтүрүлгәнликини оттуриға қойиду вә буни уйғурларниң хитайларға көрсәткән бир түрлүк символлуқ қаршилиқи дәп тәбир бериду. Җоәнни йәнә уйғурларниң өрп-адәтлири гәрчә васитилик яки биваситә шәкилдә ислам дининиң тәсиригә учриған болсиму, лекин бу дәврдә уйғурларниң миллий кимлик еңиниң бәлгилик дәриҗидә күчәйгәнликини билдүриду.

Ундақта хитай коммунистлириниң уйғур өрп-адәтлирини контрол қилиши уйғур миллий кимлики ниспий күчәйгән 90-йиллардин кейин оттуриға чиққанму? әмәлийәттә бу хил контрол қилиш хитай коммунистлириниң тарихтики әҗдадлири вә мәнчиң-хитай истелачилириниң уйғурларни йоқитиш пиланлириға варислиқ қилиш болуп, пәқәт кейинки йилларда хитай техиму һийлигәрлик вә ғалҗирлиқ билән уни давамлаштуруп кәлгән.

Хитай компартийәси өткән әсирниң 50-йиллиридин башлап “атеизм тәрбийәси” вә динсизлиқ һәрикәтлири қозғап, мәсчитләрни чеқиш, өлималарни йоқитиш билән биргә, һейт-байрам, мәшрәп-муқамларни чәклигән; уйғур мәдәнийитиниң намайәндилири болған өрп-адәтләргә, кийим-кечәкләргә конилиқ дәп зәрбә бәргән. 2000-Йиллардин кейин бастуруш вә чәклимиләр әвҗигә чиқип, хитай һөкүмити уйғур өрп-адәтлирини “қанунсиз диний паалийәт” категорийәсигә киргүзүп, уйғурларни хитайлаштуруш сияситини йәниму тезләткән, халас.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, йеқинда хитай дөләт рәиси ши җинпиң уйғур елигә берип сиясий тәдбирләрни тәкитлигән вә йолйоруқ бәргән. Мутәхәссисләр бу һәқтә тәһлил йүргүзүп, “бу униң уйғур дияридики бастуруш сиясәтлирини техиму қаттиқ қоллуқ билән иҗра қилидиғанлиқидин дерәк бериду” дегән. Ши җинпиңниң йолйоруқлирида “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләш” сияситини күчәйтиш тәкитләнгән. Уйғур дияридики вәзийәт әһвалиға асасланғанда, “ортақ хитай кимлики” бәрпа қилиш әмәлийәттә хитайниң ашқун милләтчилик сияситиниң рошән ипадиси болуп, хитай даирилириниң бу шоар астида тиғ учини йәнила уйғурларға қаратқанлиқи ениқ.

Хитайчилашқан йочун той мурасим-мәрикилириниң оттуриға чиқиши ши җинпиңниң “ортақ хитай кимлики” тәшвиқати билән параллел елип бериливатқан һәрикәт болуп, уйғурларниң мәвҗутлуқ киризисини техиму еғирлаштурмақта. Йочунлашқан вә йоқилиш гирдабиға берип қалған мурасим-мәрикиләр уйғур миллий әнәнисиниң тосқунлуққа учриши, миллий хаслиқниң йоқилиши вә ахирқи һесабта милләтниң ассимилятсийә қилиниш хәтиридин дерәк бәрмәктә.  

***

[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар пәқәтла апторға тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.