Америка мусулманлириға уйғурлар вә уйғурлар учраватқан зулум тонуштурулди

Мухбиримиз әзиз
2019.01.21
amerikida-uyghur-mesilisi.jpg Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати, уйғур карханичилар тори вә адамс мәркизи қатарлиқ орунлар бирлишип өткүзгән уйғурлар һәққидики доклат бериш паалийитидин көрүнүш. 2019-Йили 18-январ, америка.
RFA/Eziz

Уйғурлар вә уйғур җәмийити нөвәттә дуч келиватқан мислисиз зулум ташқи дуняға мәлум болушқа башлиғандин буян америка вә бир қисим явропа әллири буниңға күчлүк инкас қайтурди. Һалбуки һәрқайси җайлардики авам хәлқниң, болупму мусулманлар аммисиниң уйғурлар учраватқан сиясий вә диний бастурушлардин хәвәрсиз қелиши уйғур давасидики йәнә бир зор бошлуқни тездин толдурушниң тәхирсизликини ашкара қилишқа башлиди. Әнә шу хил еһтияҗни көздә тутуп уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилати, уйғур карханичилар тори вә адамс мәркизи қатарлиқ орунлар бирлишип өткүзгән уйғурлар һәққидики доклат бериш паалийити 18-январ күни кәчтә америкидики әң чоң мәсчитләрдин бири болған “адамс мәркизи” дә өткүзүлди.

Алди билән адамс мәркизиниң һәйәт әзалиридин роберт марро әпәнди сөз елип диний етиқадниң инсанлар бәһримән болушқа тегишлик әң әқәллий һәқләрдин икәнлики, нөвәттә уйғурларниң мушундақ һәқләрдин бәһримән болуш һоқуқиниң тартивелинипла қалмастин, уларниң диний етиқади сәвәблик қандақ зулмәткә муптила болуватқанлиқини қисқичә баян қилип өтти. Шуниңдәк бу һәқтики техиму ишәнчлик әһваллардин хәвәрдар болушни б б с қатарлиқ дунядики даңлиқ ахбарат васитилириниң уйғурлар вә уйғурлар дияридики лагерлар һәққидә ишлигән син материяллирини көрүшкә һавалә қилди.

Син материяллири арқилиқ алди билән йиғин әһлигә уйғурларниң қисқичә әһвали, хитай һөкүмити “шинҗаң” дәп атайдиған, әмма уйғурлар “шәрқий түркистан” дәп атайдиған бу земинда хитай һөкүмитиниң нөвәттә “диний әсәбийликкә вә террорлуққа қарши туруш” намида уйғурларниң диний етиқад һәқлирини, шундақла уларниң барлиқ инсаний һәқлирини һуҗум нишани қиливатқанлиқи, шу сәвәбтин уйғурлардин милйонлап кишиниң һазир лагерларға қамиливатқанлиқи, нөвәттә буниң бир пүтүн уйғур миллитини йоқитишқа қарап меңиватқанлиқи һәққидә мәлумат берилди.

Шуниңдин кейин бу қетимқи паалийәтни тәшкиллигүчи шәхсләрниң бири, вирҗинийә штатидики “уйғур карханичилар тори” ниң қурғучиси қуззат алтай сөз алди. У алди билән йиғин әһлигә мусулманлар үчүн ортақ болған “әссаламуәләйкум әләйкум” дәп саламлишишниң “шәрқий түркистан” дәп атилидиған бу даиридә мәни қилинғанлиқини ейтқанда һәммәйлән буниңдин толиму тәәҗҗүп һес қилди. У сөзиниң давамида нөвәттә үч милйончә уйғурниң лагерларға қамалғанлиқини, бу хил аччиқ реаллиққа қарита һөкүмәтләр бирәр әмәлий иш қилишқа қадир болалмиған әһвалда авамниң буниңдин хәвәрдар болушиниң зөрүрлүкини, шу арқилиқ һәрқайси җайлардики мусулманлар җамаитиниң мушу һәқтә өз һөкүмәтлиригә сөз қилиши лазимлиқини тәкитлиди.

Қуззат алтай шуниңдин кейин залдикиләргә уйғурларниң қисқичә тарихини, “шәрқий түркистан” дәп атилидиған бу маканни хитай һөкүмитиниң ишғалийәттин мустәмликигә айландуруш җәрянида қандақ басқучларни бесип өткәнликини, әмдиликтә болса бу җайниң тарихий игиси болған уйғурларниң милләт бойичә йоқилиш гирдабиға берип қалғанлиқини баян қилип келип уйғурлар дуч келиватқан ирқий тазилашниң көплигән мисаллирини, җүмлидин мәдәнийәт, дин, тил вә өрп-адәт саһәсидики қирғинчилиқни, уйғурларни мәҗбурий йосунда хитайлаштурушни, йүзлигән уйғур зиялийлириниң вә алимлириниң нөвәттә лагерларға қамалғанлиқини рәсим вә син материяллири арқилиқ көрсәтти.

Шуниңдин кейин уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң ташқи ишларға мәсул директори луйиза грев ханим сөз елип нөвәттә уйғурлар учраватқан зулум сәвәбидин америка һөкүмити “йәр шари магнетиски қануни” ни тәдбиқлашни ойлишиватқанлиқини, шуниң билән биргә техи бир күн бурун америка дөләт мәҗлисидә “уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси” һәққидә чүшәнчә берилгәнликини әслитип, вирҗинийә штатидики мусулманларни өзлиригә мунасивәтлик палата әзалириға хәт йезишқа, шу арқилиқ уларни бу қанун лайиһәлиригә имза қоюшқа чақиришини сориди.

Бу қетимқи паалийәткә алаһидә тәклип қилинған йәнә бир әзиз меһман америка авам палатасиниң вирҗинийә шитатидин болған әзаси җеннефер векстон ханим иди. У сөзгә чиқип йиғин әһлигә “әссаламуәләйкум” дәп салам бәргәндә көпчилик буниңдин толиму сөйүнди. Җеннефер ханим сөзидә асаслиқ қилип уйғур кишилик һоқуқ қанун лайиһәси ниң мәқсити вә мәзмунини тонуштуруп, буниң америка дөләт мәҗлисидики тунҗи қетимлиқ вәқә икәнликини, униңда баян қилинған уйғурларниң әһвали маһийәттә ялғуз диний мәсилила әмәсликини, бу районниң хитайдики йәр асти байлиқи әң зор болған бир макан икәнликини, шуңа нөвәттә уйғурлар учраватқан зулумда көп тәрәплимә амилларниң мәвҗутлуқини баян қилип, йиғин әһлидин бу қанун лайиһисигә әстайидил муамилә қилишни сориди.

Җеннефер ханим сөзини түгәткәндә қуззат алтай униңға уйғур аяллириниң нәпис допписини тәқдим қилди. Шуниңдәк уйғур әрлириниң аниларни, шуниңдәк ханим-қизлирини қоғдаштин һәр заман пәхир һес қилидиғанлиқини, әмма һазир уйғур әрлириниң бундақ қилалмиғанлиқи сәвәблик уйғур аяллириниң вә қизлириниң һимайисиз қеливатқанлиқини, уларниң бир қисми лагерға қамалған болса йәнә бир қисми хитай коммунистлириға “мукапат” тәриқисидә мәҗбурий ятлиқ қилиниватқанлиқини тилға елип, униңдин мушу доппини өз ишханисиға қоюп қоюшни, бу доппиниң униңға лагерлардики ашу уйғур ханим-қизлирини әслитип туридиғанлиқини ейтқанда залда алқиш яңриди.

Шуниңдин кейин “адамс мәркизи” ниң имами башлиқ бир қисим диний өлималар бу ишниң әһмийити вә зөрүрийити һәққидә сөз қилди. Уйғур шаһитларниң алақидар мәсилиләр бойичә нәқ мәйданда гуваһлиқ бериши уйғурлар учраватқан зулумни йиғин әһлигә нәқ мәйданда йәнә бир қетим җанлиқ тәсвирләп бәрди.

Бу қетимқи паалийәт мусулманлар җамаитигә уйғурлар дуч келиватқан зулумни аңлитиш билән биргә йәнә уйғурларниң йемәк-ичмәк мәдәнийитини намаян қилиш соруниму болди. Вирҗинийә вә қошна штатлардики уйғур аяллири халис тәйярлап кәлгән рәңгарәң вә тәмлик уйғур таамлири йиғин әһлигә уйғур мәдәнийитиниң йәнә бир йүзини толуқ көрсәтти. Таамларниң пак-пакизә түгиши болса тамақларниң һәммәйләнгә тетиғанлиқидин дерәк берәтти.

Меһманлар уйғурчә таамлардин ләззәт еливатқанда биз “адамс мәркизи” ниң һәйәт әзалиридин роберт әпәнди билән бу қетимқи паалийәт тоғрилиқ сөзләштуқ. У мушу хилдики паалийәтләр арқилиқ америкидики мусулманларға уйғурларниң әһвалини уқтурғили, шуниңдин кейин уйғурлар билән бирликтә вашингтон шәһиридики һәрқайси ислам мәмликәтлириниң әлчиханилириға уларниң уйғур қериндашлириниң қандақ зулумларға учраватқанлиқини билдүргили болиду, дәп қарайдиғанлиқини ейтти. Униң пикричә, язма шәкилдә оттуриға чиққан хәвәрләрдин көрә мушу хилдики җанлиқ сөһбәтләр кишиләргә әһвални техиму яхши чүшәндүрәләйдикән. Бу болса техиму кәң миқястики җамаәт пикригә сәвәб болидикән.

Тамашибинлар қатаридики тим нелсон бу қетимқи паалийәткә кәлгән христианларниң бири иди. Биз униңдин “сиз қандақ болуп бүгүнки паалийәткә кәлдиңиз?” дәп сориғинимизда у нөвәттә милйонлап сандики уйғурлар лагерларға қамиливатғанда дуняниң йәнила бу ишқа сүкүт қиливатқанлиқини, бундақ вақитта пүтүн дуня уйғурлар билән бир сәптә туруши лазим, дәп қариғанлиқи үчүн өзиниң көкрәк керип уйғурларни қоллаш қарариға кәлгәнликини, чүнки уйғурларниң етиқади сәвәблик бундақ зулумға учриши һечқандақ қанунға чүшмәйду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Биз сөһбәт җәрянида луйиза грев ханимдин “бу қетимқи паалийәтниң қандақ үнүми болуши мумкин?” дәп соридуқ. У нөвәттә уйғурлар учраватқан бастурушларни аңлиған мусулманлар җамаитиниң аллиқачан әмәлий һәрикәткә өткәнликини, бүгүн мушу мәркәздики бирнәччә имамниң аллиқачан башқа җайлардики имамларға хәт йезип, улардин кейинки җүмә күни оқулидиған хутбидә уйғурлар мәсилисини шу җайларда аңлитишни сориғанлиқини ейтти.

Ахирида биз бу қетимқи паалийәтни тәшкиллигүчиләрниң бири болған қуззат алтайни зиярәт қилдуқ. У өзлириниң бу ишқа үч айдин бери көп тәрәплимә тәйярлиқ қилғанлиқини, буниңда алди билән америкидики диний җамаәтни қозғашниң муһимлиқини тонуп йетип бу ишниң дәсләпки қәдими сүпитидә бүгүнки паалийәтни вуҗудқа чиқарғанлиқини сөзләп бәрди.

Бу қетимқи йиғинға үч йүздин артуқ җамаәт қатнашқан болуп, йиғин залиға патмай өрә турған кишиләрниң көплүки уйғурлар мәсилисигә қизиққучи мусулманлар аммисиниң һәқиқәтәнму көплүкини көрситәтти. Нөвәттә бу қетимқи паалийәтниң техиму көплигән мусулманлар вә башқа диний җамаәткә уйғурларниң әһвали һәққидә тегишлик мәлуматлар бериши мөлчәрләнмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.