Йеңи нөвәтлик америка һөкүмити уйғур мәсилиси бойичә кейинки қәдәмни қандақ елиши мумкин?

Мухбиримиз нуриман
2021.01.22
Йеңи нөвәтлик америка һөкүмити уйғур мәсилиси бойичә кейинки қәдәмни қандақ елиши мумкин? Америка хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан зулумини “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиғанлиқи мунасивити билән ишләнгән картон.
Yettesu

Сабиқ америка ташқий ишлар министири майк помпейо вәзипә муддитиниң ахирқи күнлиридә, хитай һөкүмитиниң 1 милйон 800 миң уйғурни қанунсиз тутуп туруватқанлиқи, уларни хорлаватқанлиқи, мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқини, уйғур аяллирини мәҗбурий туғмас қилиш арқилиқ уйғур нопусинң көпийишини контрол қиливатқанлиқи, бу җинайәтләрниң “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” икәнликини җакарлиған иди.

Майик помпейониң баянатидин бир нәччә саәт өткәндин кейин, америка һөкүмитиниң йеңи ташқий ишлар министири намзати антоний биллинкен ахбарат елан қелиш йиғинида мухбирларниң бу һәқтики соаллириға җавап берип, помпейониң бу қараиға қошулдиғанлиқини билдүрди. Нөвәттики америка президенти җов байдинму президентлиқ сайлими мәзгилидә “хитай һөкүмитиниң уйғурларға селиватқан зулумлири нәқ ирқий қирғинчилиқтур. Биз буниңға қәтий қарши туримиз,” дегән иди.

Америка һөкүмити хитайниң уйғурларға қаратқан зулумини “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиғандин кейин, җов байдин һөкүмитиниң нөвәттә бу һәқтә немиләрни қилидиғанлиқи диққәт нуқтиси болмақта.

Америкадики тәтқиқатчи адриян зениз әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “мениңчә, йеңи нөвәтлик америка һөкүмити хитайни ‛риқабәтчи‚ вә мәлум нуқтиларда ‛тәһдит‚ дәп қарайду, лекин хитайға қаритилған чәклимиләр вә сиясәтлиридә азрақ юмишиши мумкин. Бурунқидәк өзи ялғуз һәрикәт қилмастин, башқа дөләтләрни биллә һәрикәткә өткүзүшкә тиришиду. Америка башқа дөләтләр әгишишкә тигишлик импорт чәклимиси, мәҗбури әмгәк қатарлиқ мәсилиләрни оттуриға қойди. ‛ирқий қирғинчилиқ‚ келишимнамиси вә башқа килишмнамиләргә асасән хитай компартийәсиниң америкадики тәсирини азайтиш үчүн америкадики хитай әлчиханисини тақашму ойлишидиған қәдәмләрниң бири. Шуниси ениқки, бу хил вәһшийлик хәлқаралиқ бирлик тәләп қилиду. Бу байдин һөкүмитиниң хитайға қаратқан сиясәтлиридә қанчилик чиң турушиға бағлиқ. Әпсуслинарлиқи, башқа дөләтләрниң бу ‛ирқий қирғинчилиқ‚ қа қарита қандақ сиясәтләрни йүргүзидиғанлиқи вә позитсийәсиниң қанчилик дәриҗидә болидиғанлиқи ениқ әмәс.”

Мәлум болушичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 2005-йили 9-айниң 16-күнидики омумий йиғинда 193 әза дөләтниң толуқ имза қоюши билән, барлиқ дөләтләрниң бирликтә “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” қарши туридиғанлиқи һәққидә қарарнамә мақулланған. Қарарнамидә “барлиқ дөләтләрниң мунасип дипломатик, инсаний вә башқа тинч васитиләрни қоллиниш арқилиқ инсанийәт нопусни ‛ирқий қирғинчилиқ, уруш җинайити, етник тазилаш вә инсанийәткә қарши җинайәт‚ тин қоғдаш мәҗбурийити барлиқи” оттуриға қоюлған.

Америкадики сиясий ишлар мутәхәссиси доктор андерс кор әпәнди американиң иттипақдашлири билән бирликтә хитайға иқтисадий бесим чүшүрүши ақиланә тәдбир болидиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди: “хитай һөкүмити сиясәтлирини пүтүнләй өзгәртиши керәк. Биз хитай компартийәсигә күчлүк тәдбирләрни қоллинишимиз, йәни күчлүк иқтисади бесим чүрүрүшимиз керәк. Американиң иттипақдашлири билән бирлишип хитайдики содилирини чекиндүрүп чиқиши, хитайдин импорт қилинидиған мәһсулатлириға чәклимә қоюшини қолға кәлтүрүш керәк. Алдимиздики бир қанчә айда хитай һөкүмити байдин һөкүмитини синап беқиши мумкин, байдин һөкүмити чоқум қаттиқ позитсийәдә болуши керәк. Әгәр ундақ қилмиса, хитай һөкүмити өзиниң һийлигәрлик тактикилири билән иқтисади вә һәрбий киңәймичиликигә давам қилиду.”

Андерс кор әпәнди йәнә шуларни қошумчә қилди: “америка һөкүмити 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини бейҗиңда өткүзүшни байқут қилиши вә иттипақдашлириниму шундақ қилишқа илһамландуруши керәк. Америка қандақ қилип тәнһәрикәтчилирини инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиққа четишлиқ дөләт саһибханлиқ қилған оюнларға қатнишишқа әвәтәләйду? әгәр хитай америка билән болған мунасивитини яхшилимақчи болса, өзлири иҗабий бир қәдәм елиши керәк, андин биз оттура нуқтида килишсәк болиду.”

Америкадики мирас фондиниң юқири дәриҗилик сиясәт анализчиси оливия енос “җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезиткә қилған сөзидә байден һөкүмити әмәлий һәрикәткә өтүп, зулумға четишлиқ техиму көп шәхс вә орунларға җаза тәдбири елан қилиши, уйғурларниң панаһлиниш мәсилисини муһим мәсилә қилип бекитиши вә мәҗбурий әмгәккә қарши күрәш қилиши мумкинликини оттуриға қойған.

Адриян зениз әпәнди американиң йеңи һөкүмитиниң нөвәттә йүргүзүшкә тегишлик истиратигийәлири һәққидә мундақ деди: “мениңчә, әң муһим истиратигийәләрниң бири мәҗбурий әмгәк мәсилси һәққидә җидди һәрикәткә өтүши керәк. Чүнки хитай компартийәси үчүн мәсилиниң иқтисади пайда-зийини муһим. Хитай һөкүмити мәсилә пулға берип тақашқанда, андин башқиларниң пикирини аңлайду. Шуңа хитайға барлиқ пахта мәһсулатлирини чәклигәнгә охшаш юқири соммилиқ содилар тәсир көрситәләйду. Америка авам вә кеңәш палаталирида сунулған ‛уйғур мәҗбури әмгәкниң алдини елиш қанун лайиһәси‚ ниң мақуллиниши бәк муһим. Чүнки бу қанун лайиһәси шинҗаңдин чиққан һәрқандақ мәһсулатниң импорт қелинишини чәкләйду. Һәмдә мәҗбури әмгәккә четишлиқ һәр қандақ мәһсулатниң хитайдин чиқишини чәкләйду.”

Иҗтимаий таратқуларда көзәткүчиләр “ирқий қирғинчилиқ” аталғусиниң наһайити дадил вә җайида берилгән аталғу икәнликини, лекин бу сөзниң дадил, әмәлий һәрикәт билән алди елиниши керәкликини оттуриға қоюшқан. Улар әгәр байден һөкүмити “сөз оюни ойнаш” биләнла чәклинип қалса, уйғурларниң азаб-оқибити давам қилиду, дейишмәктә.

Американиң башқа иттипақдашлири хитайға қарита қандақ йеңи истиратигийәләрни қоллиниш мумкин? америка “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиғандин кейин, муһаҗирәттики уйғурлар әң көп олтурақлашқан түркийәниң уйғур мәсилисигә тутқан позитсийәсидә бир өзгириш боламду? бу һәқтә пирограммимизниң кийинки қисимда тәпсилий тохтилимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.