Җорҗ вашингтон университетида хитайдики ирқий қирғинчилиққа шерик болмаслиқ темисида сөһбәт йиғини өткүзүлгән

Мухбиримиз җәвлан
2022.02.25
Җорҗ вашингтон университетида хитайдики ирқий қирғинчилиққа шерик болмаслиқ темисида сөһбәт йиғини өткүзүлгән Җорҗ вашингтон университеттики демократлар, җумһурийәтчиләр вә атина институти уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән бирликтә уюштурған уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқини аңлитиш паалийитидин көрүнүш. 2022-Йили 23-феврал, вашингтон.
Photo: RFA

23-Феврал, җорҗ вашингтон университеттики демократлар, җумһурийәтчиләр вә атина институти уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлири билән бирликтә уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқини аңлитиш паалийити уюштурған болуп, бу паалийәткә уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим, лагер гуваһчиси зумрәт давут қатарлиқлар қатнашқан, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатидин әлис андерсон сөһбәткә риясәтчилик қилған. Бу паалийәт асасән җорҗ вашингтон университетидики оқуғучиларға уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқни билдүрүш һәмдә уларға бу қирғинчилиқни тохтитиш йоллирини көрситиш үчүн өткүзүлгән болуп, оқуғучиларни мәзкур университет билән һәмкарлиқи болған, шундақла хитайдики қул әмгики билән четишлиқи болған ширкәтләрни бу җинайәткә шерик болмаслиққа чақириқ қилишқа үндәш муһим нишан қилинған.

Бу паалийәткә қатнашқан уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим вә лагер шаһити зумрәт давут бу сөһбәтниң толиму әһмийәтлик болғанлиқини баян қилди. Зумрәт давутниң ейтишичә, бу сөһбәт арилиқида мәктәптә җиддий әһвал йүз бәргән болсиму, йерим саәттин кейин паалийәт йәнә давамлашқан вә мувәппәқийәтлик аяғлашқан.

Бу паалийәттә рошән аббас ханим сөз қилип, һәр қандақ университет хитайдин мал сетивалса хитайға ярдәм бәргән болидиғанлиқини, оқуғучиларниң мушу нуқтидин университетларға бесим ишлитәләйдиғанлиқини оттуриға қойған. У йәнә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” тәстиқланған болсиму әгәр уни иҗра қилмиса әһмийити болмайдиғанлиқини, дуня сияситиниң мәркизи болған вашингтонда бу қанунни әмәлий һәрикәт билән қоллашниң муһимлиқини, өз әтрапидики кишиләр, болупму сиясәтчиләр, америка дөләт мәҗлиси әзалири вә алий мәктәпләргә тәрбийә ишләп, уларни хитай билән сода қилиштин тосуш арқилиқму бу ирқий қирғинчилиқни тохтитишқа ярдәм қилғили болидиғанлиқини билдүргән. У мундақ дегән: “хитай һөкүмити уйғурларни қул қилип, уларниң қан-тәрини сүмүрүп тапқан һарам пули билән башқиларниң ағзини тувақлап қойди. Җинайәтчиләр һоқуқ билән пулға еришкән чағда ғалҗирлишиду, бундақ чағда инсанлар аяллар вә балиларниң һоқуқи һәмдә әмгәк һоқуқини қоғдиши керәк”.

Рошән аббас ханим оқуғучилар қилалайдиған ишларни көрситип, хитайниң иқтисадиға зәрбә бериш үчүн униң америкадики содисиға зәрбә беришниң муһимлиқини тәкитлигән болуп, хитайниң әрзан баһалиқ кийим кечәклири вә башқа маллириниң алий мәктәпкә киришини чәкләш үчүн, бу малларниң уйғур қул әмгикиниң мәһсули икәнликини көпрәк тәшвиқ қилиш, мәктәп мудиридин тартип оқуғучиларғичә буни билдүрүш, мәсилиниң еғирлиқини тонутуш вә хитай маллирини байқут қилишқа һәрикәтләндүрүш керәкликини билдүргән. У америкадики алий мәктәпләргә хитабән мундақ дегән: “инсанларни адаләткә чақириш үчүн бу университеттики оқуғучилар хитайдин мәбләғ чекиндүрүш һәрикитигә аваз қошса яхши. Бу уларниң мушу саһәдә басқан тунҗи муһим қәдими һесаблиниду. Бу яхши ишниң америка вә пүтүн дуняға кеңийишини үмид қилимән, чүнки ирқий қирғинчилиқ бизниң ахирқи чекимиздур”.

Рошән аббас ханим бу сөһбәткә қатнашқан оқуғучиларниң қизғинлиқиниң наһайити юқири болғанлиқини вә зулумға учраватқан уйғурларға қандақ ярдәм қилалайдиғанлиқи һәққидә йол сориғанлиқини тилға елип өтти. Униң билдүрүшичә, уйғур һәрикити тәшкилати буниңдин кейинму бундақ паалийәтләрни давамлиқ өткүзүп, америкадики алий мәктәпләрни хитай билән содилашмаслиққа, ирқий қирғинчилиққа шерик болмаслиққа чақиридикән вә көплигән оқуғучиларни уйғурларни қутқузуш сепигә қетилишқа үндәйдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.