Җорҗтавн муһакимиси: “уйғур мәсилисигә дуня үчүн немидин бешарәт?”

Мухбиримиз әзиз
2022.05.11
Җорҗтавн муһакимиси: “уйғур мәсилисигә дуня үчүн немидин бешарәт?” Җорҗтавн университети саһибханилиқида чақирилған тор муһакимә йиғинида индиана штатидики “роз-хулман технологийә институти” ниң дотсенти тимоси грос (Timothy Grose) әпәнди сөзлимәктә. 2022-Йили май.
Global Georgetown

2021-Йили декабирда гуаңдуң өлкисиниң башлиқи ма шиңруйниң уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари чен чуәнгониң орниға қоюлғанлиқи һәрқайси ахбарат васитилиридин йәр елиш билән биргә аридин узун өтмәйла униң “рәис ши җинпиңниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини қәтий давамлаштуримиз” дегән мәзмундики баянатлириму көпләп мәлум болди. Бу һал хитай компартийәсиниң уйғур дияридики қирғинчилиқ, дәп қариливатқан мислисиз бастуруш вә контроллуқ сияситини қилчиликму өзгәртиш нийитидә болуп бақмиғанлиқини техиму очуқ намаян қилди. Иккинчи түрлүк қилип ейтқанда хәлқараниң хитай һөкүмитини әйибләш вә җазалаш чарилири хитай һөкүмитини қирғинчилиқтин үнүмлүк һалда чәкләп қалалмиди. Бу хил реаллиққа нисбәтән хәлқараниң кейинки қәдәмдә немиләрни қилалиши һәққидики мәсилиләр Җорҗтавн университети саһибханилиқида чақирилған тор муһакимә йиғиниДа йәнә бир қетим қарап чиқилди.

Җорҗтавн университети саһибханилиқида чақирилған тор муһакимә йиғинида мәзкур университетиниң профессори җеймис милвард(James A. Millward) Әпәнди кириш сөз қилмақта. 2022-Йили май.
Җорҗтавн университети саһибханилиқида чақирилған тор муһакимә йиғинида мәзкур университетиниң профессори җеймис милвард(James A. Millward) Әпәнди кириш сөз қилмақта. 2022-Йили май.
Global Georgetown

Сөһбәт риясәтчиси, җорҗтавн университетиниң профессори җеймис милвард (James A. Millward) Алди билән сөз елип уйғур дияридики зор қирғинчилиқ һәққидә қисқичә чүшәнчә бәрди. Профессор җим милвардниң баян қилишичә, бу җәрянда уйғурларниң миллий кимлики вә диний кимлики, тили, мәдәнийити қатарлиқ барлиқ хаслиқи йоқитиливатқан, шуниңдәк уйғурларниң зор көләмдә мәҗбурий әмгәккә селиниши мәлум болуватқан реаллиққа қарита америка башчилиқидики бир қисим ғәрб дөләтлири “уйғур” намида бәзи қанун лайиһилирини мақуллиған. Әмма ма шиңруйниң йеңидин партийә секретари болуп келиши хитай һөкүмитиниң уйғурлар һәққидики сиясәтлиридә һечқандақ өзгиришниң болмайдиғанлиқидин бешарәт бәргән. Йәнә келип уйғурлар мәсилиси җиддий күнтәртиптә болуватқанда русийә-украина урушиниң башлинип кетиши, тәйвән боғузи вә тинч окяндики хитай зомигәрликиниң кеңийиши, хитайда вирус вабаси түпәйлидин чоң шәһәрләрниң арқиму-арқидин қамалға елиниши, бу сәвәбтин хәлқара тәминләш зәнҗиридә көрүлгән өзгиришләр уйғурлар мәсилисини хәлқараниң диққәт мәркизидә болуштин чәкләп қойған. Бундақ зор арқа көрүнүш астида хәлқара җәмийәтниң уйғурлар мәсилисигә қандақ муамилидә болуши ойлинип көрүш лазим болуватқан мәсилиләрдин биригә айланған.

Муһакимә иштиракчилиридин бири, индиана штатидики “роз-хулман технологийә институти” ниң дотсенти тимоси грос (Timothy Grose) бу мәсилә һәққидә алди билән өз қарашлирини баян қилди. Тим гросниң қаришичә, уйғур җәмийитидики қирғинчилиқ маһийәттә хитай һөкүмити иҗра қиливатқан бир пүтүн һәрикәтниң бир парчиси болуп, бу хил һәрикәтләр йәнә тибәтләр вә туңганлар районидиму охшимиған шәкилдә оттуриға чиққан. Әмма буниң юқири пәллиси дәсләп болуп уйғур җәмийитидә көрүлгән. Хитай һөкүмити уйғур диярида иҗра қиливатқан миллий сиясәтләр әң дәсләп хитай рәиси ши җинпиңниң 2016-йилиниң башлиридики “диний хитайчилаштуруш” һәққидики нутуқлирида ашкара оттуриға қоюлған болсиму дуня буниңға ерәң қилмиған. Хитайниң асасий қануниниң 36-маддисида бекитилгән пуқраларниң диний етиқади һәққидики маддиларниң “қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш” намида чәклиниши, кейинчә бу хил “қанунсиз” дәп қаралған динийй етиқадниң уйғурларни лагерларға қамашқа баһанә болуши һәмдә бу хил “қанунсиз” паалийәтләрниң болмаслиқиға кепиллик қилиш үчүн “туғқан болуш” сияситини иҗра болуши дегәнләр хитай һөкүмитиниң ислам динини пүтүнләй йоқатмақчи болуватқанлиқини бәкму ашкара көрситип бәргән. Әмма таки лагерлар мәсилиси дуняға мәлум болғандин кейинму бу һал бир мәзгил тосқунсиз давам қилған. Аридин бәш йил өткәндә 2021-йили андин бу реаллиқ “қирғинчилиқ” дәп елан қилинған. .

“кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” хитай бөлүминиң тәтқиқатчиси мая ваң (Maya Wang) бу һәқтики бәзи тәрәққиятларни қисқичә хуласиләп чиқти. . Униң пикричә, хитай һөкүмити алди билән қанун-низамларни түзүп чиқип уйғур җәмийитидики көплигән һадисиләрни “қанунсиз” дәп бекитивалған. Андин мушу қанунлар бойичә рәсмий һалда қанунсиз шәкилдә уйғурларға қаритилған омумий йүзлүк бастурушни башливәткән. Буниң билән уйғурлар лагер ичидә вә сиртида охшашла қирғинчилиққа учрашқа башлиған. Бундақ әһвалда хәлқара җәмийәт, болупму бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ға ‍охшаш дуняви тәшкилатларниң хитайни бу қирғинчилиқ үчүн җавабкарлиққа тартиши тохтап қалмаслиқи лазим икән. Чүнки хәлқараниң хитай һәққидә алған йеқинқи чарилири хитайниң бу хил чариләрдин “тувиқи сирқирайдиғанлиқи” ни испатлиған. Әмма б д т кишилик һоқуқ алий кеңишиниң рәиси мишел бачелетниң уйғур диярини зиярәт қилиши нурғун ахбарат васитилириниң диққитини қозғаватқандиму уларниң уйғурлар һәққидики доклатни бесип йетивалғанлиқи б д т ниң бу мәсилидики “роли” ниң қанчилик икәнликини намаян қилип бәргән. Шуңа омумий җәһәттин алғанда дуняниң уйғур җәмийитидики қирғинчилиққа болған инкасини бәкла йетәрсиз, дейиш қилчиликму ашурувәткәнлик болмайдикән. Гәрчә америка бу һәқтә бәзи әмәлий қәдәмләрни алған болсиму нурғун һөкүмәтләр, җүмлидин ислам дуняси өзлириниң дөләт мәнпәәти үчүн уйғурлар мәсилисини “қурбанлиқ” қиливәткән. .

Җорҗтавн университетиниң доктуранти, хоңкоңлуқ сиясий паалийәтчи җефферий но (Jeffrey Ngo) му йиғинда хоңкоңлуқлар нуқтисидин уйғурларниң әһвалиға қарап чиқти. Униң қаришичә, уйғур диярида, шуниңдәк тибәт вә ички моңғулда болған ишлар һазир хитай һөкүмити “йүксәк аптономийә” бәргән хоңкоңда оттуриға чиқмақта икән. Болупму хитайниң тарихида көп қетим испатланған реаллиқниң бири мәркизий һөкүмәтниң йирақтин чегра районларни контрол қилиши һечқачан улар күткәндәк нәтиҗә бәрмигән. Буниң үчүн улар һәрқачан “әң үнүмлүк” дәп йәкүн чиқарған чариләрниң бири зорлуқ күч арқилиқ бастуруш болған. Нөвәттики уйғур җәмийити яки йеңидин “чегра район” ға айлиниватқан хоңкоң җәмийити дуч келиватқан реаллиқ дәл мушу хил қарашни мәнбә қилған. Һалбуки хоңкоң җәмийити уйғурларниң бешиға келиватқан күлпәтләргә, җүмлидин 2009-йилидики үрүмчи қирғинчилиқиға һечқанчә һәйран қалмиған, шуниңдәк буни өзлири билән алақиси йоқ ишлар қатарида өткүзүвәткән. Әмма аридин он йил өткәндә бу ишларниң өз бешиға келиши уларни бәкму-таң қалдурған. Хоңкоңниң йеңи рәһбәрлик коллектипиниң уйғур дияриға зиярәткә берип у җайдики “террорлуқ” қа қарши һәрикәтләрдин тәҗрибә өгәнмәкчи болуши, “тәрбийәләш мәркизи” арқилиқ кишиләрни өзгәртишкә мәптун болғанлиқи қатарлиқлар хоңкоңниң кәлгүси үчүн йеңи “модел” болғуси шәкилләрни тәйярлаватқанлиқидин берилгән сигнал икән. Болупму өткән бәш йилда уйғур диярида болған зулумлар болса йеқин кәлгүсидә хоңкоңлуқларниң бешиға келиши һазир муқәррәрлишип қалған ишлар икән. Хоңкоңда болуватқан бастурушниң сайилири һазир макав районидиму көрүлмәктә икән. Хитай навада тәйвәнни өз қолиға алса у җайдики ишларму буниңдин җиқ пәрқ қилмаслиқи мумкин икән. Хитайниң зулум вә бастурушлири әнә шу йосунда һазир дуняға йейиливатқанда буниңға бир һәқиқий мәнидики чарә көрүш дуня үчүн бир муһим синақ болуп қалмақта икән.

Йиғин иштиракчилириниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң ‍әнә шу йосунда уйғурларни “террорлуқ” қа бағлап бастурушидин шахлиған зулумлири дәсләп анда-санда қарши пикирләргә тема болғандин башқа хәлқарада чоң тәсир қозғиялмиған. Хәлқарадики бу хил пәрвасизлиқ болса хитай һөкүмитиниң бастуруш вә зулумларни көләм вә дәриҗә бойичә зор дәриҗидә йүксәлдүрүшигә йочуқ һазирлап бәргән. Һазир болса хитайниң хәлқарада шунчә көп тәнқид вә җаза чарилириниң оттуриға чиққанлиқиға қаримай бу ишларни техиму кеңәйтишкә зеһин қоюватқанлиқи дуняға берилгән бир күчлүк сигнал болуши керәк икән. Әмма дуня һелиһәм хитайни “чоң базар” вә “иқтисадий булақ” дәп қараватқанлиқи үчүн хитайниң чәклимисиз һалда зулумни кеңәйтишигә сүкүт қилмақта икән. Әгәр бу һал давам қиливәрсә тарих уларниң “алғинидин бәргини көп” болуп қелишини испатлап қелиши еһтималға бәкму йеқин икән. Шуңа уйғурлар мәсилиси маһийәттә дуня үчүн бәкму чоң бир реаллиқниң ачқучи болуп қеливатқан болуп, бу мәсилигә қандақ муамилидә болуш һазир дуня үчүн бәкму чоң бир синаққа айланмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.