Мәһди һәсәнниң “йүзләштүрүш Head to Head” пирограммисида вектор гав билән уйғурлар арисидики кәскин муназирә һәққидә анализ
2024.08.13
9-Авғуст әлҗәзирә телевизийәсиниң “йүзләштүрүш” ( Head to Head) Пирограммисида, даңлиқ журналист мәһди һәсән риясәтчиликидә бир сөһбәт пирограммиси елип берилди. Мәзкур сөһбәт пирограммисиға хитайниң “йәршарилишиш ақиллар амбири” муавин мудири вектор гав (гав җикәй) вә бир қанчә уйғур, тибәт, тәйвәнлик өктичиләр қатнашқан. Гәрчә сөһбәтниң темиси “ши җинпиң рәһбәрликидики хитай урушқа қарап меңиватамду?” болсиму, әмма уйғур ирқий қирғинчилиқи, тибәттики кишилик һоқуқ мәсилиси вә тәйвән дуч келиватқан хитайниң уруш тәһдити қатарлиқларға алақидар муназириләр сөһбәт кәйпиятини юқири пәллигә көтүргән. Сөһбәттә америкадики уйғур адвокат рәйһан әсәт билән лондондики уйғур шаири әзиз әйса әлкүнләрниң вектор гав билән йүзләштүрүлүши, вектор гавни нәқ мәйданда осал әһвалға чүшүрүп қойған. Пүткүл сөһбәт җәрянида вектор гав гәрчә хитайниң җинайәтлирини ақлаш үчүн көп тиришқан болсиму, әмма хитайниң уйғур қатарлиқ милләт үстидә өткүзүватқан җинайәтлирини ақлашта қийин әһвалға чүшүп қалған. Шуниңдәк у мәһди һәсәнниң арқа-арқидин яғдурған уйғурлар вә ши җинпиңниң диктаторлуқи, тәйвән һәм хитайдики һакиммутләқлик мәсилилиригә аит соаллири алдида кишиләрни қайил қиларлиқ җаваб берәлмәй гаңгирап қалған. Һәтта, бир мустәқил билим адими әмәс бәлки хитай компартийәсиниң алдин прогираммилап қойған авази сүпитидә сөз қилип, пирограмма қатнашқучилириниң күлкисигә қалған.
Ундақта биз гәпни вектор гавниң уйғурлар һәққидә немә дегәнлики билән башлайли.
Мәһди һәсән вектор гавдин хәлқара кәчүрүм тәшкилати вә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатниң доклатида дейилгән милйон яки 500 миң уйғурниң җаза лагерлириға қамалғанлиқини сориғанда, вектор гав бу санни пүтүнләй инкар қилди. Лекин лагерларниң мәвҗутлуқини вә уйғурларниң у йәргә қамалғанлиқини инкар қилмиди. Вектор гав, мәһди һәсәнниң “у һалда сиз маңа җаза лагериға қамалған уйғурларниң ениқ санини берәмсиз?” дегән соалиға түрлүк гәп ойнитишлардин кейин ахири “аз сандики шәрқий түркистан бөлгүнчилири” ниң лагерларға қамалғанлиқини билдүрди. Бу чағда риясәтчи мәһди һәсән нәқ мәйдандики рәйһан әсәтни вектор гав билән йүзләштүрди. Рәйһан әсәт өз инисиниң әзәлдин мустәқиллиқ билән алақиси болмиғанлиқини, әксичә хитай һөкүмити тәрипидин милләтләр иттипақлиқини яхшилаштики үлгилик яшлар қатарида тәқдирләнгәнликини ейтти. Әмма вектор гав йәнә диний әсәбийликниң хитайдики 20 дәк мусулман милләт ичидә пәқәт уйғурлардинла чиқидиғанлиқи, немә үчүн қазақлар яки башқа милләтләр мустәқиллиқ дәваси қилмайдиғанлиқи һәққидә рәйһан әсәтниң ойлинип көрүшини тәвсийә қилиши билән өзиниң “пәқәт шәрқий түркистан бөлгүнчилирила лагерға қамалди” дегән сөзиниң ялғанлиқини чандуруп қойди.
Демәк, вектор гавниң юқарқи баянлиридин мәлум болғини, лагерларға қамиливатқини аталмиш “шәрқий түркистан бөлгүнчилири” әмәс, бәлки уйғурлар! бу йәрдә кишини һәйран қалдуридиғини шуки, вектор гавниң сөзи бойичә бөлгүнчилик қиливатқини уйғурлар болғаникән, немә үчүн “уйғурни тилға. Алмай, “шәрқий түркистан бөлгүнчилири” дәп атайду? бу соалимизға әлвәттә вектор гавниң “немә үчүн хитайдики 20 дәк мусулман милләт ичидә пәқәт уйғурларла бөлгүнчилик қилиду? немә үчүн қазақлар яки башқа милләтләрниң бундақ дәваси йоқ?” дегини толуқ җаваб болалайду!
Лондонда яшайдиған уйғур шаири әзиз әйса әлкүнниң вектор гавдин өзиниң 82 яшқа киргән аниси билән 7 йилдин буян көрүшәлмигәнликиниң сәвәбини сориғинида, вектор гавниң “шинҗаң хитайниң айрилмас бир қисми” икәнликини вә бир хитай сияситини етирап қилса көрүшәләйдиғанлиқини дейишиму, нәқ мәйдан тамашибинлириниң мәсхирисигә қалди. Чүнки вәтән сиртида яшаватқан бир уйғурниң өз вәтинидики уруқ-туғқанлири билән телефон алақиси қилишида “хитайни етирап қилиш” қа мәҗбурлиниши инсанийәт тарихида көрүлмигән бир бимәнилик дейишкә болатти.
Сөһбәткә қатнашқан тибәтлик бир кишиму вектор гавдин чәт әлдики тибәтликләрниң өз вәтинигә қайтип, туғқан йоқлишиға изчил йол қоюлмай келиватқанлиқини сориғинида, вектор гав “тибәт йүән сулалисидин тартип хитай территорийәсигә киргүзүлгән. Шуңа тибәт хитайниң земини, сән яхши көр яки көрмә, тибәтни хитайниң земини дәп етирап қилмисаң, вәтиниңгә мәңгү қайталмайсән” дәп җаваб бәрди. Күлкилик йери аталмиш йүән сулалисиниң хитайлар билән қилчә алақиси йоқ болған моңғул императорлуқи икәнлики һәммигә ашкара тарих иди. Һәтта “China” дегән аталғуниң бир җуғрапийәлик орунни көрситиштин, бир дөләтни көрситишкә өзгиришиму манҗу императорлуқиниң ағдурулушидин кейин йүз бәргән дейишкә болатти. Җуңхуа хәлқ җумһурийити қурулғандин кейин, “China” сөзиниң хитай миллити(汉族) дегән сөзниң инглизчә тәрҗимиси сүпитидә тәшвиқ қилиниши China дәп атилип кәлгән бу җуғрапийәлик орунниң тарихини пүтүнләй астин-үстүн қилип өзгәртивәтти. Шундақла дуня тарихида “China” дәп аталған җуғрапийәлик орунларниң һәммисиниң аталмиш хитай миллити (汉族)ниң тарихтин буянқи тупрақлири икәнликидәк хата бир чүшәнчиниң хәлқарада омумлишишиға асас салди. Дәрвәқә, бүгүн хәлқарада “China” дегәнлик хитай миллити дегәнлик болуп қобул қилинди. Мәзкур сөһбәттә вектор гавниң “шинҗаң, тибәт, тәйвән қатарлиқ җайларниң һәммисиниң хитайниң тарихтин буянқи айрилмас бир қисми” дегән дәпдәбилик баянлириму дәл юқарқи көз боямчилиққа асасланғанлиқи ениқ иди.
Демәк, мана мушундақ сахта тарих ясаш вә хәлқараға қобул қилдуруш нәтиҗисидә, хитайниң аталмиш “земин пүтүнлүкини қоғдаш” үчүн “бөлгүнчиләр” ни йоқитиши хәлқара қанунларға уйғун һәрикәттәк көрүнүшкә башлиди. Хитай даирилириниң бундақ сахтипәзлики һәқиқәтән “36 тәдбир” дики “көз боямчилиқ тәдбири” ниң өзи десәк һеч артуқ кәтмәйду. Чүнки хитайда “36 тәдбир” ни һаятлиқ дәстури сүпитидә қоллиниш аллибурун бир адәткә айланған. “көз боямчилиқ тәдбири” дә мәхпий һәрикәтни кишиләр қилчә гуман қилмай ашкара һәрикәтләр билән ниқаблаш, дүшмәнни йеңишниң әң яхши усули дәп көрситилгән. Йәни, хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ җинайитини “шәрқий түркистан бөлгүнчилиригә қарши хитайниң земин пүтүнлүкини қоғдаш” дәп тәшвиқ қилишиму “36 тәдбир” дики “көз боямчилиқ тәдбири” ниң дәл өзидур! йәни, хитайниң уйғур наминиң орниға, шәрқий түркистан аталғусини ишлитиши әмәлийәттә, уйғур ирқий қирғинчилиқини пантүркизм вә пан исламизимчилиқ дәп қарилап кәлгән шәрқий түркистан аталғуси астиға йошуруш арқилиқ, өзини йоллуқ көрситишни мәқсәт қилиду.
Ундақта хитай компартийәси һөкүмитиниң уйғур қатарлиқ хитай билән һеч алақиси болмиған милләтләр үстидики зомигәрлики, тарихни бурмилап, башқиларниң земинлирини мустәмликә қилиши, йәрлик милләтләргә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүши йәнә қанчилик давамлишиши мумкин? нөвәттә бу мәсилигә һечким ениқ бир җаваб берәлигән әмәс. Әмма бир нәрсә ениқки, тарихтин буян адаләт һәр вақит җаһаләт үстидин ғалип кәлгән. ялғанчилиқниң ашкарилиниши бир вақит мәсилиси халас. Йәни, хитай компартийәси һөкүмитиниң өз җинайәтлирини вектор гавдәк хәлқиаләм алдида билип-билмәй етирап қилишиға әгишип, хитай компартийәсиниң сахтипәзликлири кишиләрни қайта алдиялмайдиған күнләр һаман келиду. Уйғур қатарлиқ милләтләр дуч кәлгән қисмәтләрму әнә шу чағда чоқум ахирлишиду!
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]