Уйғурлар дуч келиватқан “ирқий тазилаш” дуняниң диққитини қозғимақта
2018.08.20

Уйғурлар дияридики инсан һәқлири дәпсәндичилики дуня җамаитигә ят мәзмунлар болмисиму, йеқиндин буян милйонлиған уйғурниң лагерларға вә һәр хил намлардики “өгиниш мәркәзлири” гә бәнд қилинғанлиқи нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан вәзийәтниң аллиқачан кишиләрниң кона тәсәввуридин һалқип кәткәнликини көрситишкә башлиди. “вашингтон почтиси” гезитиниң мәхсус истон язғучиси җаш рогинниң 2-авғуст күни шу гезит сәһиписидә елан қилған мақалисидә бу һал “ирқий тазилаш” дәп аталди. Шуниң билән биргә буни аддийғинә тәкитләп қоюшниң өзи купайә қилмайдиғанлиқи, дуняниң бу ишқа сүкүт қилишиниң толиму еғир бәдәлгә апириши мумкинлики оттуриға қоюлди.
Аридин узун өтмәй җаш рогинниң мәзкур мақалиси америкидики зор тәсиргә егә “җон батчелор сөһбити” радийо программисиниң диққитини қозғиди. Өткән һәптә мәзкур программиниң саһибханлиридин җон батчелор бу мәсилә һәққидә җаш рогин вә сиясий анализчи гордон чаң билән сөһбәттә болғанда қәдимки “йипәк йоли” ниң әмдиликтә йеңиваштин сиясий түс алған һалда “бир бәлвағ бир йол” қурулуши намида оттуриға чиқиватқанлиқидин гәп башланди. У шу қатарда бу қәдимий йолниң үстидики қәдимий маканларниң бири болған, өз-өзигә мустәқил йосунда мәвҗут болған түркий тиллиқ уйғурлар дияриниң тарихи һәққидә қисқичә чүшәнчә бәрди, шундақла һазирқи мәсилиләр бу район хитайниң һөкүмранлиқиға чүшкәндин кейин әвҗигә чиққанлиқини тәкитлиди.
Шуниңдин кейин сөз тәбиий һалда нөвәттә уйғурларниң зор көләмдә ғайиб болушқа йүзлиниши һәққидә болди. Җаш рогин бу һәқтә сөз қилип нөвәттә йүз миңлиған уйғурниң топ-топ һалда ғайиб болуватқанлиқини, йеза вә кәнтләрниң асасән бошап қалғанлиқини, билмигән кишиләргә аһалә толиму шалаңдәк көрүнидиған бу җайлардики йәрлик аһалиниң әмәлийәттә лагерларға қамалғанлиқини тәкитлиди.
“буни һәқиқәтәнму зор һәҗимлик бир һекайә, дейишкә болиду. Әмма һазир һечкимму бу һекайини сөзләшни халимайватиду. Гәп һазир шу йәрдә болуватиду: өткән бир йерим йилда аз дегәндиму бир милйондин артуқ уйғур хитай һөкүмити сиясий җәһәттин ‛қайта тәрбийә елиш мәркизи‚ дәп ативалған лагерларға қамалди. Һалбуки гуваһчилар вә инсан һәқлири тәшкилатлири бу җайларни ‛тутуп туруш орни‚ яки ‛йиғивелиш лагерлири‚ дәп атаватиду. Бу системини һазир хитай компартийәсиниң шинҗаңдики партийә секретари хитайниң ‛мәдәнийәт зор инқилаби‚ дәвридикидинму нәччә һәссә зор көләмдә вә сәвийәдә кеңәйтиватиду. Бейҗиңдикиләр болса бу тәдбирни ‛радикаллиқни вә диний әсәбийликни түгитиш‚ үчүн қиливатқанлиқини дава қиливатиду, әмма бизгә мәлум болған барлиқ дәлил-испатлар һазир бу җайда йүз бериватқан ишларниң ениқла мәдәнийәт җәһәттә уйғурлар нишан қилиниватқан қирғинчилиқ икәнликини көрсәтмәктә. Буниңда уйғурлар өзлириниң дин вә мәдәнийәт саһәсидики барлиқ етиқадлиридин ваз кечишкә, хитай компартийәси ‛хитайчилаштуруп‚ бәргән диний идийәләрни қобул қилип, компартийәниң дегинини қилишқа мәҗбурлиниватиду.”
Шуниңдин кейин җон бәтчелор нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан әһвалниң ялғуз уйғурлар биләнла түгимәйватқанлиқини, буниң йәр шари нуқтисидин алғанда хәлқара тәртипкә қандақ тәсир көрситиши мумкинликини сориди. Җаш рогин бу һәқтә өзиниң ойлиғанлирини баян қилип мундақ деди:
“хитайдики инсан һәқлири дәпсәндичилики узундин буян хәлқараниң унчә зор диққитини қозғап бақмиған иди. Нәччә он йилдин буян бу ишлар мушундақ давам қилип кәлгән. Һазир болса уйғурларниң баятин биз тилға алғандәк қабаһәткә дуч келиши оттуриға чиқиватиду. Әмдиликтә болса бу һалниң мушундақ давам қилиши биз үчүнму хәтәрдин бешарәт беришкә башлиди. Немишқа дегәндә биринчидин, хитай һөкүмити һазир өзлириниң мушу хилдики һәқ вә һоқуқ дәпсәндичиликини уйғурларға тәтбиқлаш биләнла тохтап қалмастин бу қилмишни хәлқараға, җүмлидин америкиғиму кеңәйтишкә урунуватиду. Буниң аддий мисали сүпитидә америка пуқраси болған шунчә көп кишиләрниң америкида туруп хитай һөкүмитигә қарши гәп қилалмас болуп қалғанлиқни көрситип өтүш купайә. Мушуниң өзи хитай иҗра қиливатқан зулумларниң бизгиму келиватқанлиқини көрситиду. Иккинчидин, хитай һөкүмити өзиниң хәлқарадики нопузидин пайдилинип хәлқара тәшкилатларни, җүмлидин бирләшкән дөләтләр тәшкилатини хитайниң тәбири бойичә бекитилгән инсан һәқлири өлчимини қобул қилишқа мәҗбурлаватиду. Шундақла инсан һәқлирини бурмилап уни шәхсниң өзигә тегишлик һәқ вә һоқуқлири болуштин көрә бир дөләтниң игилик һоқуқи мәсилисигә айландуруп, шу арқилиқ пуқраларға зулум қилишни йоллуқ қилип көрситишкә урунуватиду.”
Риясәтчи җон бәтчелор арқидин уйғурлар дуч келиватқан бу хил “қирғинчилиқ” хәвпиниң сәвәби һәққидә тохтилип буниңда хитай һөкүмитиниң тәбиий байлиққа тинип кәткән бу районда уйғурларниң мәвҗут болушини хәвп, дәп қарап келиватқанлиқи, шуңа “хитай һөкүмитиниң ишәнчигә еришмигән” һәмдә хитайлар атмиш йилниң алдида ишғалийәт астиға алған бу аһалини һөкүмәт ишинидиған хитай аһалиси билән йеңилаш арзусида болуватқанлиқи һәққидә мулаһизиләр болуватқанлиқини тилға алди.
Анализчи гордон чаң бу һәқтә пикир қилип, бу райондики байлиқниң бу һадисиләрдики бир сәвәб икәнликини, техиму муһими һазирқи “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң буниңдики әң муһим амил икәнликини тәкитлиди.
“баятин сиз тилға алғандәк уйғурлар ‛шәрқий түркистан‚ дәп атайдиған шинҗаң райони дәрвәқә байлиққа тинип кәткән бир макан. Андин қалса бу район һазир ‛йеңи йипәк йоли‚ шәклидә вуҗудқа чиқиватқан ‛бир бәлвағ бир йол‚ қурулушиниң ‛бәлвағ‚ қисми дәл мушу җайдин өтиду. Шуңа хитай һөкүмитини бу районни мутләқ контрол қилмай туруп, бу қурулушниң мувәппәқийәтлик болушиға ишәнч қилалмайду. Шуңа уйғурларниң мушундақ трагедийәгә учришини һәқиқәтәнму қабаһәтлик бир һал дейишкә болиду. Йәнә келип бу пүтүнләй инсанийәткә қарши җинайәт.”
Сөһбәт саһибхани җон бәтчелор бу мәсилә һәққидики соалниң давамини вашингтон шәһиридики адвокат, уйғур сиясий паалийәтчи нури түркәлдин сориди. У бу һәқтики әһваллар һәққидә шу җайлардин учур елишниң мумкин әмәсликини билдүрүп мундақ деди:
“нөвәттә бу кишиләрниң қандақ һалда икәнлики билиш яки улардин бу һәқтә соал сорашниң һечқандақ имканийити йоқ. Хитай һөкүмити уларға нә сот нә адвокат нә әйибнамә дегәнләрниң һечқайсисини көрсәтмәстинла уларни уйғур һәмдә мусулман болуп қалғанлиқи үчүнла ашу җайларға қамивалған. Йәнә келип хитай бу реаллиқни пүтүнләй инкар қилип келиватиду. Йәнә келип бу кишиләр юқиридин чүшкән көрсәткүчтики сан бойичә тутқун қилинған. Аддийси мән билидиған кишиләрдин бу тутқунниң тәсиригә учримиған һечқандақ киши йоқ.”
Җон бәтчелор һазир бир милйондин артуқ уйғур қамалған бу җайларниң өгиниш муәссәсигә әмәс, бәлки исми-җисмиға лайиқ түрмигә охшайдиғанлиқини, йәнә келип униң “йиғивелиш лагери” һәққидики тәбирләргә толуқ уйғун келидиғанлиқини ейтип буниң һәқиқәтәнму инсанийәткә қарши, болупму уйғурларға қарши җинайәт шәклини алғанлиқини билдүрди.
Нури өзиниң бу қарашларға толуқ қошулидиғанлиқини билдүрүш билән биргә бу әһвални техиму ениқ шәрһләш үчүн америкидин қисмән мисалларни алди. У бу һәқтә мундақ деди: “монтана штатиниң нопуси бир милйондин сәлла ашиду. Бу һал пүткүл бир штатниң аһалиси ашундақ лагерларға қамиветилди, дегәнликтур. Нөвәттә хитай һөкүмити бу қабаһәтлик җинайәтни мундақ үч йол бойичә иҗра қиливатиду: биринчи, уйғурларни тутуп келипла мушу җайда қамаққа һөкүм қиливатиду; иккинчи, бу кишиләрни сиясий җәһәттин қайта тәрбийәләп чиқиватиду; үчинчидин, күндилик сиясий тәрбийә бериш мәркәзлиридә күндилик тәрбийә бериш давам қиливатиду. Йеқинда елан қилинған бир доклатта болса мушу йосундики үч хил тәрбийәләшниң контроллуқида болуватқан уйғурларниң сани аллиқачан үч милйон үч йүз миңдин ашқанлиқи тәкитләнди.”
Риясәтчи җон бәтчелор шу қатарда нөвәттики әһваллардин қариғанда хитай һөкүмитиниң қиливатқанлири хитайниң узун мәзгилни көзлигән ислам етиқадини йоқитиш урунушлириниң бир қисми шәклидә оттуриға чиқиватқанлиқини, буниң һазир “шәрқий түркистан тәвәсидила әмәс, бәлки пүтүн хитайда барлиқ диний етиқадларға қарши чиқиш” мәвқәсидә ипадилиниватқанлиқини, шу арқилиқ кишиләрни тутуп кетип уларни шу макандин ғайиб қиливетиш шәклидә давам қиливатқанлиқини тәкитлиди.
Нури өзиниң буниңға йүз пирсәнт қошулидиғанлиқини тәкитлигәч хитай һөкүмитиниң мушу тоғрилиқ сөз болғанда һәрқачан өзлириниң террорлуққа вә әсәбийликкә қарши күрәш қиливатқанлиқини, дөләтниң бихәтәрлики үчүн нормал болған қануний тәртипләр бойичә иш көрүватқанлиқини баһанә қилидиғанлиқини ейтти. Шуниңдәк мушу радйо сөһбити арқилиқ хитай һөкүмитигә бирнәччә соал қоюшни халайдиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: “университетниң мудири болған, инсаншунаслиқ тәтқиқати билән мәшғул болған, уйғур музикиси билән мәшғул болған яки хитайниң дөләтлик путбол командиси үчүн топ тәпкән бу кишиләрниң җинайити немә? улар хитайниң дөләт бихәтәрликигә қандақ тәһдитләрни пәйда қиливетәр?”
Мәлум болушичә, нөвәттә уйғурлар йүз миңлап қамиливатқан җайларниң “йиғивелиш лагерлири” шәклини алғанлиқи һәмдә бу җайдики уйғурлар дуч келиватқан реаллиқниң “ирқий тазилаш” шәклини еливатқанлиқи ғәрб дунясида барғансери көп муһакимигә сәвәб болмақта икән.