Өзбекистан вәзийити вә уйғур мәсилиси

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.09.14
Rozi-Qadiri-Yarmuhemmed-Mubarekof-Murat-Hemrayef.jpg Оттура асиядики ташкәнт өткән әсирниң 30-йиллиридин етибарән уйғур мәдәнийәт вә маарип мәркизи болуп кәлгән. Бу сүрәттикиләр 20-әсирниң 60-80-йиллирида өзбекистанниң ташкәнт шәһиридә яшиған өзбекистандики уйғур мәдәнийитиниң вәкиллири. Солдин башлап, өзбекистан вә башқа оттура асия җумһурийәтлиридә тонулған алим вә шаирлардин, шаир рози қадири, академикләр ярмуһәммәд мубарәкоф вә мурат һәмрайеф.
RFA/Oyghan

Қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридә хитай әлчиханисиға қаритилған аптомобил бомба һуҗуми, шундақла өзбекистан президенти ислам кәримофниң вапатидин кейин, дуня аммиви ахбарат васитилири вә һәр қайси интернет тор бәтлиридә мәркизий асияниң, болупму өзбекистан һәм униңға қошна дөләтләрниң сиясий, иқтисадий, һәрбий вәзийити, өзбекистанниң русийә, хитай, а қ ш билән болған мунасивәтлири һәққидә мақалиләрниң елан қилиниши давам қилмақта. Уларниң бәзилиридә уйғур мәсилисиму тилға елинип, көпрәк муназирә қилинидиған темиларниң биригә айланмақта.

Әнә шуларниң бири қазақистанниң “365 инфо. Өз” тор бетидә 7-сентәбирдә елан қилинған акказ дербисофниң “өзбекистанниң аҗиз йәрлири хитайни биарам қилмақта” намлиқ мақалиси болуп, униңда өзбекистанниң русийә, хитай вә қошна мәмликәтләр билән болған сиясий, иқтисадий, һәрбий, чегра мәсилилири мулаһизә қилинған.

Мақалидә, өзбекистанда исламчилар һәрикити актиплишип, әлниң иҗтимаий-иқтисадий әһвали начарлашқан тәқдирдә, шундақла буниңға “ислам дөлити” вә “талибан” хәвпи қошулса, хитайниң буниң һәммисидин қаттиқ әнсирәйдиғанлиқи һәққидә ейтилған.

Бу һәқтә мақалә аптори мундақ дәп язиду: “буниң барлиқи кимнила болсун чөчүтиду, шуңлашқа хитайниң әндишә қилиши чүшинишлик. Хитай түзүми һазирниң өзидила өзиниң ғәрбий чегралири вә шинҗаң-уйғур аптоном районидики муқимлиқ мунасивити билән әқилдин езиш бәлгилирини көрситиватиду....Хитайниң мәркизий асиядики сияситиниң һәл қилғучи мәсилилириниң бири өз йеридики уйғур бөлгүнчилирини улардин кесип ташлаш хаһишида вә зөрүрийитидә турмақта”.

Акказ дербисоф хитай үчүн мундақ әнсирәш сәвәблириниң көп икәнликини, бишкәк вәқәсиниң шуниң бир испати икәнликини, вәзийәт мушундақла мурәккәпләшсә, талибан һәрикити тәрипидә урушуватқан уйғурларниң “өзбекистан ислам һәрикити” билән бирлишип, хитай тәрипидин илгири сүрүлгән “бир бәлвағ-бир йол” лайиһисигә һуҗум қилиш еһтималлиқини оттуриға қоюп, йәнә мундақ дәйду: “буниң үчүн шинҗаңдин бөлгүнчиләрни сәпәрвәр қилишниңму һаҗити йоқ. Өзбекистандики 55 миң уйғурни тәқиб қилиниватқан қериндашлириниң тәқдиригә һесдашлиқ көрситишкә чақирип, радикаллиқ идийиси билән зәһәрливетишниң өзи йетиду. Шу мунасивәт билән өзбекистанда уйғурларға туғқан келидиған тәхминән 31 милйон пуқраниң барлиқини әсләп өтүш керәк”.

Радиомиз зияритини қобул қилған сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрдиниң пикричә, өзбекләр уйғурларға әң йеқин қан-қериндаш хәлқ болуп, бу икки хәлқниң әҗдадлири қәдимдин тартип бир-бири билән қатар яшап кәлгән. Сиясәтшунас бүгүнки күндики өзбекистан вә хитай мунасивитидә уйғур мәсилисини бир нәччә мәвқәдин қарашқа болидиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “биринчидин, әнҗан вилайити, әнҗан шәһири қараханийлар дәвридин тартип әнәниви уйғурларниң қәбилилири турған, уйғур вә өзбекләр зич арилашқан, өзбекистандики уйғурлар әң көп йәрләшкән җай. Ислам кәримоф уйғурларға нисбәтән қаттиқ қоллуқ сиясәт тутти. У 2005-йил әнҗан вәқәсидин кейинла биринчи болуп бейҗиңға барди. Мушуниң өзи и. Каримофниң уйғур мәсилисидә қәтий сәлбий рол ойниғанлиқини көрситиду. Йәнә бир нәрсә канада пуқраси һүсәнҗан җелилниң өзбекистанда тутувелинип, хитайға өткүзүп берип, хәлқара принсипларни дәпсәндә қилди. Бу нуқтиинәзәрдин у уйғурларға нисбәтән қариму-қарши сиясәт тутти”.

Қ. Ғоҗамбәрди өзбекистанниң кейинки вақитларда хитай билән хели йеқинлашқанлиқини, икки мәмликәт оттурисида төмүр йол селинип, униң ечилиш мурасимиға һәр икки мәмликәт рәһбәрлириниң қатнашқанлиқини билдүрди: “дөләтниң ичидики түзүминиң маһийитигә қарайдиған болсақ, мәлум дәриҗидә өзбекистандики түзүм билән хитайдики түзүм йеқинлишип кетиду, йәни қаттиқ қоллуқ сиясәт. Мушу нуқтиинәзәрдин, биз, әлвәттә, и. Кәримоф сияситини қаттиқ әйибләймиз”.
Тарихий мәлуматларға, мәсилән, мәшһур қазақ алими, 19-әсирниң иккинчи йеримида өзиниң қәшқәрийигә қилған илмий експедитсийиси билән даңқи чиққан чуқан вәлиханофниң тәтқиқатлириға қариғанда, уйғур елиниң оттура асия билән болған сиясий, иқтисадий, мәдәний алақилири зич болған. Шуниң билән бир қатарда уйғур елиниң қәшқәрийә вә өзбекистанниң пәрғанә вадисида яшиған уйғурлар, өзбекләр вә башқиму хәлқләр арисида өзара берип-келиш, сода мунасивәтлириму қоюқ болған иди. Уйғурлар тәқдиридики тәқибләш сиясити бойичә мутәхәссис рабик исмайилофниң ейтишичә, өткән әсирниң башлирида өзбекистандики уйғурларниң мәдәний һаятида хели илгириләшләр йүз бәргән. У икки әл, икки хәлқ оттурисидики алақиләр һәққидә тохтилип, мундақ деди: “20-йиллири абдулла розибақийефниң ‛кәмбәғәлләр авази‚ гезитиниң сәһипилиридә бәргән мәлуматлири бойичә пәрғанә вадисида 500 миң уйғур яшиған икән. Чүнки қәшқәр билән әнҗан арисида өтмүштә чегра болмиғачқа, қәшқәрниң деһқанлири мәдикарлиқ ишқа һәр йили язда пәрғанә вадисиға келәтти. Өз нөвитидә бу йәрдики өзбекләр бизниң маканимизға иш издәп баратти. 1937-Йилдин кейин қандақтур бир мәхпий буйруқ бойичә пүткүл хәлқни өзбек дәп йезишқа мәҗбурлиди. Буниңға қарши чиққанлар солаққа елинди. Болмиса өз вақтида әнҗанда уйғур тиятири, техникоми, мәктәплири болған”.

Р. Исмайилоф өзбекистанда атиқи чиққан көплигән шәхсләрниң уйғур вәкиллири икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.