Зо зуңтаң һәқиқәтән қәһриманму яки рәһимсиз җаллатму? (1)
2023.09.15
Уйғур диярида хитай һөкүмити йолға қоюватқан инсан қелипидин чиққан етник вә мәдәнийәт қирғинчилиқи ташқи дуня тәрипидин билинип, бу наһақчиликкә қарши пикир вә һәқлиқ паалйәтләр көпәйгәндин кейин хитай һөкүмити дәсләп барлиқ зораванлиқ, ялғанчилиқ вә башқа вастиларни қоллинип җинайәтлирини йошурғаниди. Һәтта һәр йеридин наһәқчилик пурап туридиған қилмишлирини яхшилиқ бишарәтлири дәп пәдазлап уйғур вә башқа түркий хәлқләргә һисдашлиқ қилған киши, тәшкилат вә дөләтләрни қаймуқтуруп кәлгәниди.
Йәнә бир тәрәптин зорлуқ күч, алдамчилиқ вә заманивий техникилардин устилиқ билән пайдилинип хәлқни қорқунч, бихутлуқ вә үмидсизлик патқиқиға сөрәп кирип, тилидин, динидин ахирқи һисабта миллий кимликидин ваз кечидиған һаләткә кәлтүрмәкчи болғаниди.
Һалбуки, хитайниң зораванлиқ вә қирғинчилиқ усуллирини вә вастилириниң түрини техиму көпәйтиватқанлиқи испатланмақта. Улар “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңини күчәйтиш” шоари астида хитай мәдәнийити вә тарихини уйғурларға теңиш билән биргә уйғур миллий тарихини йоқатмақта, уйғурларниң тарихий шәхслирини қарилап, уйғур хәлқиниң әң муһим роһий вә иҗтимайи кимликиниң испатлириға айланған мәдәнийәт мираслирини йоқитиш үчүн қолидин келидиған маһарәтлириниң һәммисини көрсәтмәктә. Хитай һөкүмити һәтта ундақ шәхс вә излар һәққидә қәләм тәврәткән уйғур алимлириниң һәммисигә милләтчи қалпиқини кейдүрүп, түрмиләргә вә аталмиш тәрбийәләш мәркәзлиригә қамиған. Роһий һәм җисманий җәһәттин қийниған вә уларни һәр хил йоллар билән көздин йоқатқан. Маарипчилар түзгән дәрслик материяллиридики мәшһур уйғур шәхслири һәққидики һекайиләрниму милләтчилик тәшвиқат материяллири дәп гуманлинип, бөлгүнчилик билән әйибләп уларға еғир җаза беришкән. Муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур маарипи тәтқиқатчиси вә обзурчиси ялқун рози вә икки йил кечиктүрүп өлүм җазасиға һөкүм қилинған уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң сабиқ назири саттар савут әпәндиләр әнә шундақ наһәқчиликкә учриған кишиләрдиндур.
Хитай уйғурлаға қарита бу хил башқуруш вә бастуруш сияситини қоллинипла қалмастин тарихтин бери уйғур тарихиға вә уйғур дияриға мунасивәтлик ишлири билән тонулған хитай милләтчилирини ашкара көккә көтүрмәктә. Буларниң ичидә хән сулалиси дәвридин җаң чйән вә чиң сулалиси дәвридин зо зуңтаң, комунист хитайлардин ваң җен әң көп тилға елинған кишилиридур.
Бу айниң 3-күни “хитай авази тори” да “миллий қәһриман зо зуңтаңниң иш излири отура вә али мәктәпләр дәрсликлиригә киргүзилди” намида бир мақалә илан қилинған. Мақалә дәрслик китабтин елинған
“100 йил бурун, зо зуңтаң чигра зиминини қоғдаш үчүн, җәсәт сандуқини көтүрүп җаза йүришигә атланған, өлүмни көзгә алған. Мәнму зо зуңтаң юртиниң оқуғучиси болуш сүпитим билән, мәсулийәтчан, дана, дөләт, җәмийәт вә хәлққә пайдилиқ адәм болушқа тиришимән” билән башланған.
Мана мушундақ ашкара күшкүртүш сөзлири билән башланған китабқа йәнә “чигира район киризиси” вә “шинҗаңни қайтуривелиш” дегәндәк қисимлар қошулғанлиқи баян қилинип, зо зуңтаңниң таҗавузчилиқ җинайити әмилийәтниң әксичә “вәтәнпәрвәрлик” дәп мәдһийәләнгән.
Бу хәвәрдин мәлум болишичә, хитайниң бундақ қилишиға бу йил 3-айда өткүзүлгән икки чоң дөләтлик йиғин җәрянида көп сандики вәкил вә һәйәтләрниң зо зуңтаңниң аталмиш мәтәнпәрвәрлик роһини зор күч билән тәшвиқ қилишни тәләп қилғанлиқи сәвәбчи болған.
9-Айниң 5-күнидин башлап шу күнниң зо зуңтаңниң тоғулған күни екәнликини баһанә қилип хитайниң тонулған тор бәтлири вә таратқулириниң һәммисидә дегүдәк зо зуңтаң шәрипигә аталған мәхсус учур вә мақалилар илан қилинған.
Ундақта зо зоңтаң ким? у туңган, уйғур ва башқа хәлқләр тәрипидин җаллат дәп қарилиду. Әслидә у әйни вақиттики хитайларниң манҗу һөкүмранлиқиға қарши қозғилиңи-тәйпиң тйәнго қозғиңиниму қанлиқ бастуруп нурғун хитайларни қирип җаллат вә “сатқин” намини алған шәхс иди. Тарихчиларниң ениқлашлиричә, у,
1864-Йилидин башлап шәнши, гәнсу вә уйғур диярида мәнчиң империйәсигә қарши кәң көләмлик қозғилаң партлиғандин кейин таки 1878-йилиғичә болған арилиқта шәнши, гәнсу вә уйғур диярида болуп бир қанчә милйондин көп туңган, уйғур, өзбек вә башқа мусулманларни рәһимсизләрчә қирип түгәткән, җүмлидин шәнши вә гәнсу вә уйғур районлирида нәччә милйон мусулманниң ана юртлиридин айрилип яқа юртларда сәрсан-сәргәрдан болуп яшишиға сәвәбчи болған иди. Бүгүн хитай һөкүмити мана бу “җаллат” намини алған шәхсни хатирлимәктә.
Хитайниң уйғур дияриға мунасивәтлик сәпсәтилирини тәшвиқ қилиш билән тонулған “тяншан тори” му зу зоңтаңға атап мәхсус хәвәр илан қилған. “миң йол хатирә тешидин зогоң сөгитигичә-зо зуңтаң иш излириниң дәрслик материяллириға киргүзилишиниң арқисидики тарих һәққидә мәдәнийәт буюмлириниң баяни” намлиқ бу шум хәвәрдә алди билән зо зуңтаңниң чапармини лю җинтаң армийәсиниң қәшқәр кона шәһәр миң йол әтрапида, яқуб бәгниң оғли бәг қули бәг вә туңган лидәр бәй йәнхуни тармар қилғанлиқи хатирисигә тикләнгән бир ташниң рәсими, үрүмчи булақтағда лю җинтаңниң үрүмчигә һуҗум қилиш хатирисигә атап ясалған зо зуңтаң һәйкили вә зәмбирәк истиками қатарлиқ қурулушларниң рәңлик рәсимлири берилип, хитай отура вә али мәктәб дәрсликлиригә, уйғур дияриға таҗавуз қилип кирип нәччә йүз миңлиған бигунаһ уйғурларниң өлүмигә сәвәбчи болуп, уйғур диярини хитайниң явуз чаңгилиға селип бәргән қатиллар қәһриман қилип киргүзүлгән.
Охшаш хәвәрдә йәнә хитай маарип нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған маркисизм нәзирийиси тәтқиқати вә қурулушидики нуқтилиқ дәрслик “җоңгу йеқинқи заман тарихи тезиси” китабиниң “вәтәнпәрвәр әскәрий әмәлдарниң таҗавузчилиққа қарши күриши” бабиға киргүзүлгән болуп, униңда зо зуңтаң армийисиниң 1877-йили 3-айда уйғур дияриға келип, уйғур диярини қайтуривелиш үчүн әскирий һәрикәт елип барғанлиқи, қандақтур бөлгүнчи күчләрни тазилиғанлиқидәк бир қатар сәпсәтиләр баян қилинған.
Әмилийәттә, 19-әсирдики манҗу-хитай ишғалийити вә йәттишәһәр уйғур дөлити һәққидә тәтқиқат қилған алимлардин давут иссийеф, абләхәт хоҗайеф, мойсейеф, дубровская вә башқиларниң өз илмий әсәрлиридә қәйт қилишичә, зо зоңтаң қошунлири уйғурлар диярини ишғал қилиш җәрянида рәһиммсизләрчә қирғин қилиш елип барған. Униң қошунлириниң қоллирида зор сандики уйғур, туңган, өзбек вә башқилар өлтүрүлгән. Әнә шу хитай қошунлириниң өч елиши вә қирғинидин сақ қелиш үчүн 100 миңлап уйғур вә башқилар қошна оттура асияға қечип берип яшашқа мәҗбур болғаниди. Улар әнә шундақ рәһимсизлики билән уйғур диярини бесип алди вә мустәқил йәттишәһәр дөлитини йоқатти.
Демәк, хитай һөкүмити уйғур диярини хитайниң қолиға елип бәргән бу таҗавузчиға өзиниң миннәтдарлиқини билдүрүп келиватқанлиқи мәлум. Уйғур дияридики қайта ясалған “или җаңҗүн мәһкимиси” бинаси, қумул вилайәтлик хәлқ бағчиси ичидики 2150 квадрат метер йәргә селинип 2021-йили зиярәткә ечилған һәшәмәтлик “зогоң мәдәнийәт бағчиси” қатарлиқлар бу миннәтдарлиқлириниң мисаллиридур. Бундақ миннәтдарлиқ вә хатириләш паалийәтлири пүтүн хитай миқясида 2017-йилидин кейин техиму әвҗ алғанлиқи мәлум.
2020-Йили хунәнниң йөяң дегән йеригә “зо зуңтаң мәдәнийәт бағчиси” ясилип, бағчә ичигә йәнә 2000 квадрат метир чоңлуқтики “зо зуңтаң хатирә сарийи” вә тур ясалған. Бағчә мәркизигә 11 метир егизликтики зо зуңтаң һәйкили орнитилған.
2022-Йили бу йәрдә зо зуңтаң тоғулғанлиқиниң 210 йиллиқини тәбрикләп һәшәмәтлик паалийәтләр өткүзгәниди. “хитай авази тори” намлиқ торида берилгән хәвәргә асасланғанда, зо зуңтаңниң әвладлири вә 450 дин артуқ кәспий тәтқиқатчи қатнашқан бу паалийәтләрниң торда көрүлүш қетим сани 2 милярд 200 милйонға йәткән.
Хәвәр мәзмунидин мәлумки, хитай һөкүмити пүтүн хитай миқясида хитайларниң милләтчилик һәрикәтлирини очуқ ашкара қоллап, башқа милләтләрниң мәдәнийәт вә етник кимлик алаһидиликлиригә мунасивәтлик паалийәтлирини қаттиқ қоллуқ билән тосмақта. Уларниң җаң чйән, бан чав, зо зуңтаң вә ваң җенларниң һәйкилини көпләп тикиши вә түрк милләтлириниң мәшһур алими мәһмуд қәшқиридәк бир илим игисиниң һәйкилини қомуруп ташлиши уларниң инсан қелипидин чиққан бир тәрәплимә вә шәхсийәтчи характерини ениқ ипадиләйду.
***
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар пәқәтла апторға тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]