Анализчилар: “хәлқаралиқ әйибләшләрниң күчийиши, хитайни уйғур мәсилисидә өзини ақлашқа мәҗбур қилған”
2021.11.01
![Хитай өзиниң “ирқий қирғинчилиқ” җинайитини чәтәлликләрниң чапини билән йепишқа урунмақта Хитай өзиниң “ирқий қирғинчилиқ” җинайитини чәтәлликләрниң чапини билән йепишқа урунмақта](https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/irqiy-qirghinchiliq-08182021120804.html/@@images/6e498870-7a0b-4bcf-af20-c88d2b974124.jpeg)
28-Өктәбир күни бейҗиңда өткүзүлгән “шинҗаңға мунасивәтлик мәсилиләр бойичә 59-қетимлиқ ахбарат йиғини” да, аталмиш хитай мутәхәссислири вә “қайта тәрбийәләш” ни тамамлап хизмәткә орунлашқан, аталмиш “игилик тиклигүчи” ләр сөзгә чиқирилип, уйғур мәҗбурий әмгики вә лагерларниң мәвҗутлиқини йәнә бир қетим инкар қилған.
Йиғинға риясәтчилик қилған уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң баянатчиси шү гүйшяң, америка башчилиқидики ғәрб дөләтлирини әйибләп: “улар ‛шинҗаң арқилиқ җоңгони контрол қилиш‚ қа, ‛уйғурларни вастә қилип, бейҗиңға давамлиқ зәрбә бериш‚ уруниватиду,” дегән.
У ахбарат йиғинида, уйғур районниң истратигийә вә гео-сиясий җәһәттин муһим әһмийәткә игә җай икәнликини; районниң милләт тәркиби, тарихи, мәдәнийити вә диний қурулмисиниң мурәккәплики һәмдә қошна әлләр билән мәлум бағлинишқа игә икәнликини алаһидә тәкитләп өткән. У шу сәвәбтин американиң “шинҗаң картиси” ни ишқа селип, американиң дөләт ичидики ичкий зиддийәтлирини башқа тәрәпкә бураш ғәризидә болуватқанлиқи һәққидә җар салған. У йәнә американиң ғәрбтики иттипақдашлири билән һәмкарлишип, хитайни чөкүрүшкә уруниватқанлиқи, шу сәвәбтин “шинҗаңни җуңгони контрол қилиш” тики бир козерға айландурушқа күчәватқанлиқини илгири сүргән.
Шү гүйшаң бу қетимлиқ ахбарат йиғинида һуҗум нуқтисини бивастә америкаға қаратқан. У мундақ дегән: “шинҗаң райони асяниң мәркизгә җайлашқанлиқидәк җуғрапийәлик вә истратегийәлик алаһидилики билән җуңгониң ғәрбий чеграсиниң бихәтәрликини капаләткә игә қилған. Американиң нәзәридә шинҗаңни қалаймиқан қилиш, җоңгониң муқимлиқиға бузғунчилиқ қилиштики әң муһим козердур. Америка уйғурларни вастә қилиш арқилиқ, бейҗиңға давамлиқ зәрбә бериш усулини қоллинип кәлди, шундақла ташқий күчләрниң ярдимисизла җуңгони ичкий қисмидин парчилаш мәқситигә йәтмәкчи болди,” дегән.
Америкадики вәзийәт анализчилиридин ху пиң әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай баянатчиси шү гүйшяңниң сөзлиригә қарита өз инкасини билдүрди. Ху пиң мундақ деди: “әлвәттә, униң көрсәткән сәвәблири пут тирәп туралмайду. Һазир америка башчилиқидики ғәрб дөләтлириниң тәнқидләватқини дәл уйғурларға ашкара йүргүзүливатқан, интайин вә әшәддий һалдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидур. Ғәрб дөләтлириниң әйиблишигә қарита хитай һөкүмити оттуриға қоюватқан аталмиш ‛сәвәб вә асас” лар әмәлийәттә пут дәссәп туралмайду. Шү гүйшяңниң оттуриға қойған ‛асаслири‚ әмәлийәттә уйғурлар мәсилиси билән мунасивәтсиз десәкму болиду. Хитай һөкүмити уйғурларни аталмиш ‛җоңхуа миллити‚ ниң бир қисми, уйғур мәсилиси хитайниң ичкий иши, дисиму, әмма униң уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини дәпсәндә қилишиниң өзила инсанийәткә қаритилған еғир җинайәт һесаблиниду.”
Ху пиңниң билдүрүшичә, хитай баянатчиси шү гүйшяңниң америка башчилиқидики ғәрб дөләтлиригә һуҗум қилиши, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ сияситини ақлаш үчүн қоллинип келиватқан тәтүр тәшвиқати яки қайтурма һуҗум тактикиси икән.
Дуня уйғур қурултийи хитай ишлири комитетиниң мудири илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити йеқиндин буян бейҗиң вә үрүмчидә тохтимастин аталмиш “ахбарат елан қилиш йиғин” лирини ечип, хәлқараниң уйғурлар мәсилисидә хитайға қаратқан тәнқидлирини тамамән инкар қилишқа урунуп кәлмәктикән.
Илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, хитайниң бу қетим бейҗиңда ачқан аталмиш “59-қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғини”, өткән һәптә бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң алаһидә йиғинида 43 дөләтниң бирдәк хитайниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқи вә мәҗбурий әмгикини әйибләп бирләшмә баянат елан қилишға қарита берилгән бир асассиз җаваб икән.
Илшат һәсән әпәндиниң тәкитлишичә, мана бу әһваллар уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вәзийитиниң хәлқарада барғанчә қаттиқ әйибләшкә учраватқанлиқини вә буниңдин кейин хитайға қаритилидиған җаза тәдбирлириниң күчийишидин дерәк беридикән.
Илшат һәсәнниң тәкитлишичә, бу хил әйибләш вә җаза тәдбирлири сәвәбидин хитай һөкүмити иқтисадий җәһәттин һалсираш, сиясий җәһәттин муқимсизлиқ вә давалғуш ичидә қалған, шуңа йеқиндин буян хитай бу хил аталмиш “ахбарат елан қилиш йиғинлири” ечип, өзини мудапийә қилиш мәҗбурийитидә қалған.