Сәуди әрәбистанда елан қилинған “шинҗаң вә униң һалқисиман тәрәққияти” намлиқ мақалә инкас қозғиди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.12.17
Elriyad-geziti-305.jpg “әл рияд гезитиниң” мәзкур мақалә елан қилинған 11-декабир санидин сүрәткә елинған.
RFA/Qutluq

Хитай билән сәуди әрәбистанниң дипломатик мунасивәтлириниң күндин-күнгә күчийишигә әгишип, икки дөләт арисидики түрлүк мәдәнийәт алмаштуруш паалийәтлириму раваҗланмақта.

Сәуди әрәбистандики бир қисим уйғурларниң инкасиға қариғанда, хитай дөләт ишлири комитети ахбарат ишханисиниң орунлаштуруши билән тәшкилләнгән “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” мушу айниң 8-күнидин 12-күнигә қәдәр сәуди әрәбистанниң рияд, җиддә қатарлиқ шәһәрлиридә зиярәттә болған.

Хитайниң “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” сәуди әрәбистанда “дуня ислам бирлики тәшкилати”, “дуня мусулман яшлири бирләшмиси”, “әл рияд гезити” қатарлиқ орунларда зиярәттә болған.

Сәуди әрәбистанда пайтәхти риядтики хитай әлчиханисиниң тор бетидики бу һәқтики хәвәрдә дейилишичә, “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” сәуди әрәбистанда уйғур елиниң тарихи, мәдәнийити, милләтләрниң диний етиқади вә шундақла бир қисим мәсилиләр тоғрисида тәшвиқат елип барған.

Биз хитайниң “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” һәққидә мәлуматларға игә болуш үчүн хитайниң риядтики баш әлчиханиси вә җиддә шәһиридики консулханисиға арқа-арқидин телефон қилған болсақму, һәр икки тәрәп телефонимизни қобул қилмиди.

Риядтики хитай әлчиханисиниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, 11-декабир күни “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” сәуди әрәбистандин чиқидиған “әл рияд гезити”дә мәзкур чоң һәҗимлик мақалисини елан қилған.

Мәзкур мақалә, сәуди әрәбистанда зиярәттә болуватқан “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” тәрипидин нәшргә тәйярланған болуп, униңда асаслиқи уйғур елиниң тарихи,мәдәнийити вә шундақла диний етиқади һәққидә тохталған, мәзкур мақалә елан қилинғандин кейин сәуди әрәбистандики бир қисим әрәб вә уйғурларниң тәнқидигә учриған вә шундақла бир қисим тәнқиди инкаслар елан қилинған

Биз шуниң билән, оттура шәрқ мәсилилири бойичә тонулған японийәлик мустәқил тәтқиқатчи ямада билән хитайниң сәуди әрәбистанда елип бериватқан уйғур райони вәзийити һәққидики бу хил тәшвиқатлири һәққидә сөһбәт елип бардуқ. Зияритимизни қобул қилған ямада бу һәқтә тохтилип: “хитай, өзиниң бир парчиси дәп тәшвиқ қиливатқан уйғур аптоном районидики уйғурларни террорлуққа бағлап бастуруш сияситини ақлаш үчүн, уйғурлар һәққидики тәшвиқатни 2009-йили үрүмчидә 5-июл вәқәси йүз бәргәндин кейин изчил һалда ислам дунясида, сәуди әрәбистанни мәркәз қилған һалда уйғурлар һәққидә сиясий тәшвиқат елип беришни йолға қойди. Чүнки 5-июл вәқәсидә сәуди әрәбистандики “дуня ислам бирлики” вә “дуня мусулман яшлири тәшкилати” қатарлиқ ислам дунясидики нопузлуқ диний тәшкилатлар хитайни бу мәсилидә тәнқидлигән иди” деди.

У йәнә, хитайниң оттура шәрқтә ялғуз уйғур мәсилиси һәққидә тәшвиқат қилипла қалмастин, бәлки хитай-япон арисидики сенкако арал маҗираси тоғрисидиму изчил һалда өзиниң сиясий мәйданини ақлайдиған тәшвиқатларни елип бериватқанлиқини билдүрди.

Узундин йиллардин буян сәуди әрәбистан билән хитай мунасивитигә изчил диққәт қилип келиватқан мәккә шәһиридики уйғур журналист сираҗидин әзизи зияритимизни қобул қилип “шинҗаң мәдәнийәт алмаштуруш өмики” елан қилған мәзкур мақалиниң мәзмуни һәққидә тохталди.

Сираҗидин әзизи хитайниң бу хил тәшвиқатларни елип беришидики асаслиқ мәқсити һәққидә өзиниң бәзи қарашлирини баян қилип өтти.

У,йәнә мәзкур мақалә елан қилинғандин кейин бир қисим кишиләрниң буниңға қарши өз пикирлирини баян қилғанлиқини вә бир қисим қарши мақалиләрниң елан қилинидиғанлиқи һәққидиму тохталди.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.