Долқун әйса вә тәйвәнлик паалийәтчиләр тәйвәнниң уйғур мәсилисигә тутқан сиясити үстидә тохталди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.12.21
dolqun-eysa-erkin-ekrem-alim-seyitof.jpg (Оңдин солға) д у қ катипи долқун әйса, түркийә истратегийилик чүшәнчә институти тәтқиқатчиси доктор әркин әкрәм вә уйғур кишилик һоқуқ программисиниң мәсуллиридин бири алим сейитоф әпәндиләр вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң йиғинида. 2006-Йили 27-өктәбир, тәйбей.
RFA/Qutluq

Йеқиндин буян тәйвән һөкүмитиниң тибәт, уйғур, моңғул вә хоңкоңдики кишилик һоқуқ мәсилилиригә тутқан йеңичә сиясити көплигән көзәткүчиләрниң диққитини тартқан болуп,бу һәқтә радийомизниң зияритини қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса вә тәйвәнлик бир қисим кишилик һоқуқ паалийәтлири өзлириниң қарашлирини оттуриға қоюп өтти.

Мәлум болушичә, бу йил тәйвән президенти сәй йиңвен тәхткә олтурғандин буянқи қисқиғина вақит ичидә, тәйвән һөкүмити хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилиригә тутқан сиясий мәйданида бәлгилик дәриҗидә зор өзгиришләр һасил болған болуп, йеқинда тәйвән парламентида тибәт, уйғур, моңғул вә хоңкоң мәсилилири бойичә йиғин чақирилип,илгирики һакимийәт бешидики гоминдаң партийәсиниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилиригә тутқан пассип сияситигә хатимә берилгән.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса тәйвәндики бу хил сиясий өзгиришләр тоғрисида тохталди.

Тәйвәндики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллиридин хе әпәнди зияритимизни қобул қилип, тәйвәнниң йеқинқи вәзийити һәққидә тохтилип: “тәйвән әслидила әркинликни тәрғиб қилидиған демократик әл болсиму, бирақ һакимийәт бешидики гоминдаң партийәси тәйвәндә әркинликни изчил боғуп кәлгән иди. Лекин, сәй йиңвен тәхткә чиққандин кейин тәйвәнниң җуңгодики кишилик һоқуқ мәсилилиригә көңүл бөлүшидә йеңидин ишик ечилип тибәт, уйғур, моңғул вә хоңкоңлуқларниң нөвәттики вәзийитигә көңүл бөлидиған вә уларниң кишилик һоқуқ паалийәтчилири тәйвәндә қарши елинидиған йеңи вәзийәт шәкилләнди. Тәйвән парламентида чақирилған тибәт, уйғур, моңғул вә хоңкоңлуқларниң кишилик һоқуқ мәсилилири тоғрисидики бу қетимқи йиғин тәйвәндики йеңи сиясий өзгиришниң бәлгиси болса керәк” деди.

Мәлум болушичә, 2009-йилидин буян тәйвәндики милләтчи партийәләрдин бири һесаблинидиған гоминдаң партийәси тәхткә чиққандин кейин, тәйвәндә елип берилидиған хәлқаралиқ түрлүк кишилик һоқуқ паалийәтлиригә дуня уйғур қурултийи рәһбәрлиридин рабийә қадир ханим, долқун әйса қатарлиқ рәһбәрләрниң қатнишишини чәклигән болуп, бу һәқтә долқун әйса қисқичә тохталди.

Тәйвәндики кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин яң ханим хитай вә тәйвән вәзийити һәққидә тохтилип: “көпинчә кишиләр җуңго компартийәсидә өзгириш болди дейишиду, бу тоғра гәп, шундақ, җуңго компартийәсидә һәқиқәтән өзгириш болди. У болсиму уларниң қәбиһ нийитидики өзгириш йәни һазирқи хоңкоңниң омумий вәзийитигә қарисақ вә шундақла җуңгода езиливатқан тибәт, уйғур моңғулларниң налисини аңлисақ, буни тәпсилий биливалалаймиз.” деди.

Тәйвән вәзийити һәққидә тохталған долқун әйса йеқин кәлгүсидә уйғур мәсилисини тәйвәндә аңлитишта йеңи бир басқучқа қәдәм қоюш үмидиниң зорлуқини илгири сүрди.

Долқун әйса илгирики уйғур рәһбәрлиридин әйса йүсүп алиптекин қатарлиқ затларниң тәйвән һөкүмитигә қойған уйғур мәсилисидики бәзибир тәләплириниң рәт қилинғанлиқини әскәртиш арқилиқ, мәйли гоминдаң партийәси болсун вә яки хитай компартийәси болсун, һәр иккилисиниң уйғур мәсилисигә тутқан сиясий мәйданида бир ортақлиқниң барлиқини тәкитлиди.

Игилишимизчә, бу йил 11-айда җәнвәдә өткүзүлгән вакаләтсиз милләтләр тәшкилати идарә һәйәт әзалириниң йиғинида, тәйвән вәкиллири мәзкур тәшкилатиниң 2017-йили чақирилидиған қурултийини тәйбейда өткүзүлүш тәклипини оттуриға қойған шундақла тәйвән парламент әзаси фредй лим рабийә қадир ханимни тәйвәнниң һәр заман қарши алидиғанлиқини билдүргән.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.