Уйғурлар муһаҗирәттә өзини сақлап қалаламду (1)

Ихтиярий мухбиримиз абдувәли аюп
2017.12.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
germaniye-ana-til-kursi.jpg Германийәдики ана тил курсида дәрс өтүлмәктә. 2017-Йили 6-декабир.
RFA/Abduweli Ayup

Хәлқаралиқ мәтбуатларда уйғур елиниң “үсти очуқ түрмә” гә айланғанлиқи хәвәр қилиниватқан йеқинқи айлардин буян уйғур зиялийлар арисида бу һәқтә издинишләр, түрлүк рәсмий вә ғәйрий-рәсими тәшкиллинишләр көрүлүшкә башлиди. Түрлүк тор бәтләр, тор хатирилири вә ватсап топлири қурулуп уйғурларниң мәвҗутлуқ мәсилиси муназирә обйектиға айлинишқа башлиди. Болупму ватсап топлирида бу һәқтә сөзлиниватқан лексийәләрниң бәкрәк кәңри тарқиливатқанлиқи мәлум. Буниң ичидә аңлиниши алаһидә юқири болуватқан, доктор әркин сидиқ сөзлигән “уйғурлар өзини сақлап қалаламду” дегән тема муназириләргә сәвәб болмақта.

Биз муһаҗирәттики уйғурларниң мәвҗутлуқини қандақ сақлап қелишидики тәдбирләр, сақлап қалалмаслиқидики хәвпләр, уйғурларға охшаш қисмәткә дучар болуп мүшкүлаттин ниҗатлиққа еришкән қәвмләрниң тәҗрибилири қатарлиқлар һәққидә америкида яшайдиған доктор әркин сидиқ вә түркийәдә яшайдиған доктор алимҗан инайәтләрни зиярәт қилдуқ.

Доктор әркин сидиқ алди билән йәһудийларниң үч миң йилдин бери йоқалмай сақлинип келишидики өзи йәкүнләп чиққан үч амил һәққидә тохталди. Униңчә езилиш, дин, маарип арқилиқ вуҗудқа кәлгән әқил күчи вә иқтидардин ибарәт икән. Һазир уйғурлар йәһудийлардәк ортақ бир динға етиқад қилидиған, қаттиқ езиливатқан болсиму, әң муһим амил болған маарип арқилиқ вуҗудқа келидиған әқли күч вә түрлүк техникилардин мәһрум икән. Униң қаришичә, бу үч амилниң ичидә бүгүнки уйғурларда динға әһмийәт бериш, маарипта йүксилиш вә техникида камаләткә йетишниң алдини тосуп қоюватқан икән.

Доктор алимҗан инайәт уйғурларниң мәвҗутлуқини сақлап қелишта ана тилни сақлап қелишниң әң муһим орунда туридиғанлиқини әскәртти. Униң қаршида әгәр уйғурлар динни ана тили арқилиқ өгәнмисә, мәдәнийитигә ана тили арқилиқ варислиқ қилмиса, сәнәтни ана тили арқилиқ қәлбигә озуқ қилмиса уйғур болалмайдикән. Ана тили йоқалғанда уйғур даваси мирасхорсиз, земин игисиз қалидикән.

Доктор алимҗан инайәт йәһудийларниң ана тилида йезилған “тәврат” арқилиқ өз кимликини сақлап қалғанлиқини оттуриға қойди. Униң байқишичә, йәһудийлар күчлүк аилә маарипи әндизисигә игә болуп кичикидин ибрай тилида йезилған “тәврат” ни өгинип дин вә ана тилни пухта игиләш арқилиқ мәвҗутлуқини 3 миң йилдин бери сақлап кәлгән вә бүгүнки исраилийә дөлитигә саһиб болғанлиқни оттуриға қойди.

Доктор алимҗан инайәт интернет ториниң дуняни қаплиғанлиқи уйғурларниң ана тилини сақлап қелишини техиму әвзәл шараитқа игә қилғанлиқини оттуриға қойди. Униң қаришичә, уйғурлар әгәр дуня бойичә бирликкә кәлгән ана тил тор мәктипи қуруп чиқалиса, бирликкә кәлгән тор дәрслики түзүп чиқалиса вә бир түркүм торда ана тил өтидиған оқутқучилар вә пидаийлар қошунини қуруп чиқалиса уйғурларниң муһаҗирәттики мәвҗутлуқи сақлинип қалидикән.

Доктор әркин сидиқниң қаришичә, муһаҗирәттә уйғур кимликини сақлап қелиш үчүн әмәлий иш қилиш муһим икән.
Доктор әркин сидиқ бундин 3 миң йилдин бери зулумға учрап йоқилиш хәвпигә дуч кәлгән йәһудийларниң һаятида зулумниң, езилишниң уларни қандақ тавлап чиққанлиқи һәққидә тохталди. У йәнә маарип вә ана тилда өгинилгән динниң йәһудийларни сақлап қелиштики роли һәққидә тохталди.

Доктор әркин сидиқниң қаришичә, җамаәт бәрпа қилиш һәр қайси әлләрдики уйғурларниң мәвҗутлуқини сақлап қелишта муһим рол ойнайдикән. Униңчә, торниң җаһанни қаплиши уйғурларниң мәвһум җамаәтләрни қуруп чиқишта пайдилиқ ролларни ойнайдикән. У йәнә интернетни уйғурларниң ана тил оқутушида муһим қорал дәп қарайдикән.

Доктор әркин сидиқ бир қисим ата-аниларниң уйғурларниң миллий кимликини өзи яшаватқан әлниң пуқралиқи билән юғуруп ташлашниң яки диний кимлик билән миллий кимликни зитлаштуруп қоюшниң зөрүрийити йоқлуқини йоқлиғини тәкитлиди. Андин уйғурларниң кимликидики муһим амиллар һәққидә тохталди. Әркин сидиқ ахирида уйғурларға пәрзәнтләргә исим қойғанда бир оттура исим қоюп уни уйғур дәп бекитиш тәшәббусини оттуриға қойди. Униң қаришичә ғәрбтә кишиләрниң исми, оттура исми вә фамилиси болғачқа уйғурлар оттура исимға уйғурни таллиса балиға өзиниң уйғурлуқини һәр заман әскәртип турған һесаблинидикән.

Бу һәқтики мулаһизиләрниң давами үчүн кейинки программиларға диққәт бәргәйсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.