Урсула ханимниң вәқәси уйғур мәсилисини йәнә бир қетим хәлқара күн тәртипкә әкәлди
2015.12.30

Фирансийәдә нәшрдин чиқидиған “лобс” хәвәр журнилиниң бейҗиңда турушлуқ мухбири урсула готийер хитай һөкүмити “хәлқаралиқ бир җиһад тәшкилати” ниң биваситә йолйоруқиға асасән елип берилған террорлуқ һәрикити, дәп атиған бай көмүркан вәқәсини хитай һөкүмити илгири сүргәндин пәрқлиқ һалда чүшәндүрүп “бу йәрликләрниң һөкүмәтниң иҗралириға болған наразилиқидин келип чиққан өч елиш характерлик һәрикәт, уни хәлқара җиһад һәрикитигә бағлайдиған йетәрлик испат йоқ, униң париждики террорлуқ һуҗуми биләнму һечқандақ охшаш тәрипи йоқ” дегәнлики үчүн хитай һөкүмити тәрипидин “терррорлуқни қоллаш” билән әйибләнди вә визиси йеңилинип берилмәй, хитайдин чиқириветилди. Бу вәқә дәл “хитайниң террорлуққа қарши туруш қануни” хәлқара кишилик һоқуқ органлири вә көзәткүчиләр арисида уйғурлар, тибәтләргә охшаш милләтләргә болған бесимини күчәйтиветиши мумкин, дәп әндишә пәйда қиливатқан бир мәзгилдә йүз бәргәнлики үчүн хәлқарада зор диққәт қозғиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
“вал стрит журнили”, “нюйорк вақти гезити”, “с н н телевизийиси”, “вашингтон почтиси”, “гардиян гезити”, “б б с” қатарлиқ нурғунлиған хәлқаралиқ ахбарат вә телевизийиләр вә шундақла һәрқайси дөләтләрниң дөләтлик хәвәр васитилиридә бу мәсилә тонуштурулди. Урсула ханим бәзи хәлқара ахбаратларға сөз қилип, хитай һөкүмитиниң бу һәрикитини хитай һөкүмитиниң ички вә ташқи ахбаратни контрол қилишқа урунуши, дәп әйиблиди вә өзигә қаритилған әйибләшләрни қәтий рәт қилди.
Хитайниң “йәр шари вақти” гезити өзиниң муназирә бетидә “сиз фирансуз мухбир урсуланиң хитайдин чиқириветилишини қолламсиз” дегән соал билән бир рай синаш елип барған иди. “йәр шари вақти” гезитиниң ейтишичә, 27- декабир күни ахшам саәт 7:00 гичә давам қилған рай синаш нәтиҗисидә 95 пирсәнткә йеқин киши урсулани хитайдин чиқириветилиши керәк, дәп аваз бәргән. Америкидики“с н н” телевизийиси урсула ханимни зиярәт қилип, хитай тор қолланғучилириниң бундақ аваз беришигә қандақ қарайдиғанлиқини сориди. У буниңға җаваб берип, “әлвәттә аччиқим кәлди. Улар мениң мақаләмни оқуш пурситигә еришәлмигән. Чүнки мақалини хитайдики тор бәтләрдә елан қилғили болмайду. Улар мениң зади немә язғинимни билмәй туруп аваз бәргән” деди.
С н н мухбири киристи стовт урсуладин “уйғурлар һәққидики мақалиңиз сәвәблик хитай сизни чиқип кетишкә мәҗбурлиди. Дәл мушу пәйттә хитайниң террорлуққа қарши туруш қануни мақулланди. Сизчә хитайдики уйғурларниң вәзийити техиму начарлишип кетәрму?” дәп сориди. Урсула ханим буниңға җаваб берип, “әлвәттә. Уйғурлар үчүн, тибәтләр үчүн һәтта хитайларниң өзи үчүнму шундақ. Чүнки 10 йил аввалқи ечиветиш сиясәтлири барғансери кәйнигә чекиниватиду. Бундин кейин немә ойлиғинини дейиш, уни йезишму бир җинайәт һесаблиниду. Бу қанун нәтиҗисидә әркин ойлаш, әркин сөзләшниң һәммиси җинайәткә кириду” деди.
Америкидики нәшрдин чиқидиған даңлиқ журналлардин “вал стирт журнили” бу мәсилигә болған баһасини 29- декабир күни “бейҗиң, шинҗаң вә ахбарат” намлиқ мақалә арқилиқ елан қилди. Мақалидә мундақ дейилгән:
“хитай ташқи ишлар министирлиқиниң 26- декабир күнидики фирансуз журналистниң визисини йеңилап бәрмәслик қарари бейҗиң һөкүмитиниң чәтәллик журналистларға қаратқан бесиминиң зорийиватқанлиқини ишарәт қилмақта. У шундақла йәнә, хитай һөкүмитиниң өзиниң аз санлиқ милләтләргә қаратқан қаттиқ қоллуқ сияситигә болған тәнқидләргә нисбәтән қанчилик дәриҗидә сәзгүрлүкиниму көрситип бериду.”
“вал ситрит журнили”мулаһизисидә, уйғур районида йеқинқи йиллардин буян зораванлиқ, террорлуқ вәқәлири һәқиқәтән көпәйгән болсиму, әмма уларниң интайин иптидаий усулларда елип берилғанлиқини, 2014- йили 1- март күни күнмиң пойиз истансисидики һуҗумни гәрчә 8 һуҗумчи пиланлиқ һалда қилған болсиму, әмма униңму йәнә партлатқучлар вә аптоматлар билән әмәс, йәнә охшашла пичақ билән елип берилғанлиқини ейтип, “мана бу амиллар бу һәрикәтләрниң интайин төвән сәвийилик вә чәклик мәнбәләр” гә тайинидиғанлиқини көрситип бериду, дәп әскәрткән вә мундақ дегән:
“бейҗиң һөкүмити болса шинҗаңдики барлиқ қаршилиқ һәрикәтлириниң чәтәлләрдики террор тәшкилатлириға болупму ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ тәшкилатиға четишлиқ икәнликидә чиң туриду. Әмма бу тәшкилатниң техичә мәвҗутлуқи ениқ әмәс. Америка һөкүмити болса бу тәшкилатни террор тәшкилати тизимликидин чиқиривәтти.”
“вал ситрит журнили” мулаһизиси ахирида, урсуланиң уйғур мәсилисини оттуриға қойғанлиқи үчүн хитайдин чиқириветишини төвәндикидәк баһалиған:
“бейҗиң һөкүмити өзигә қаритилған барлиқ тәнқидләрни мәйли у ички яки ташқи болсун, һәммисини җазалаш арқилиқ вә уларни ‛ террорлуқни қоллаш‚ дәп қарилаш арқилиқ йүрикидики әнсирәшни ашкарилап қойди. Әгәр униң өзигә ишәнчи болған болсиди, у һалда у урсула ханимдәк чәтәл мухбирларниң шинҗаң вә тибәткә беришиға йол қойған вә уларниң бу районлардики әмәлийәтни чүшинишигә йол қойған болатти. Бирақ, хитай компартийиси йәнә бир қетим һәқиқәтниң өзиниң сиясий контролини бузуветишидин әнсирәйдиғанлиқини көрситип бәрди.”
Бүгүн йәнә, фирансийәдики 40 тин артуқ журналист вә тәһрир “ле монде” гезити арқилиқ ортақ баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң урсула ханимни чиқиривәткәнликигә наразилиқ билдүрди. Очуқ хәттә мундақ дейилгән:
“биз хитай хәлқ җумһурийитиниң урсула ханимға қаратқан һақарәт характерлик муамилисини қаттиқ тәнқид қилимиз... Хитайда он йилдәк турған бири болуш сүпити билән униң хитай һәққидики билими чоңқур. У илгири хитай һөкүмитигә қарши намайишлар давамлиқ йүз берип туридиған шинҗаң вә тибәткә барған. Хитайдики рәсмий ахбарат васитилири бундақ вәқәләрни тилға алмайду. Әмма улар бар күчини ишқа селип чәтәллик журналистларни бу районларға бериштин тосиду. Болупму мухбирларниң шинҗаңға берип у йәрдә кәйнигә киривалған пуқрачә кийимлик сақчиларниң тәқиблиши астида хизмәт қилиши интайин қейин. У йәргә беришқа җүрәт қилған мухбирлар болса тутқун қилинип, райондин чиқириветилиду. Урсуланиң шинҗаң вә тибәт мәсилисигә болған қизиқиши уни хитайниң қара тизимликигә чүшүрүп қойди”.
Фирансуз журналистлар вә тәһрирләр баянати ахирида йәнә, фирансийә һөкүмитиниң мәзкур мәсилидики позитсийисиниму йетәрлик әмәс, дәп тәнқид қилған. Улар, фирансийә һөкүмитиниң хитай билән болған иқтисадий мунасивәтлиригә тәсир йетишидин әнсирәп, хитай һөкүмитиниң тинчлиқпәрвәр кишилик һоқуқ адвокатлирини түрмигә қамашқа охшаш һәрикәтлиридиму җим турувалғанлиқини билдүргән.
Фирансийә ташқи ишлар министирлиқи дүшәнбә күни урсула мәсилисидә баянат бәргәндә пәқәт өзлириниң бу әһвалдин әпсусланғанлиқини билдүрүш биләнла болди қилған иди.
Хәлқара мухбирларни қоғдаш комитети асия ишлири директори боб дитиз бу һәқтә радиомизға бәргән баянатида, чәтәллик мухбирларниң чиқириветилишигә охшаш вәқәләрниң илгириму йүз бәргәнликини, бу мәсилидә чәтәл һөкүмәтлириниң чоқум дипломатийә күчини ишқа селип, буниңға наразилиқ билдүрүши вә буни аяғлаштурушқа күч чиқириши керәкликини билдүргән иди.